Самуилниң 2-язмиси 4:1—12
4 Саулниң оғли Ишбошет Абнерниң Һибронда һалак болғинини аңлиғанда, роһи чүшүп, паалийәтсиз болуп қалди һәм шундақла пүткүл Исраил қорқуп кәтти.
2 Саул оғлиниң икки сәрдари болған еди. Бирсиниң исми Баана, иккинчисиниң Рекаб болуп, улар Бениамин оғуллиридин болған беротлиқ Риммонниң оғуллири еди, чүнки Беротму Бениамин қәбилисигә мәнсүп еди.
3 Беротлиқлар Гиттайимға қечип кәтти вә мошу күнгичә улар шу йәрдә мусапир болуп қалмақта.
4 Саул оғли Йонатанниң асқақ оғли бар еди. У Саул билән Йонатан тоғрисида Йизриәлдин қайғулуқ хәвәр кәлгәндә бәш яшта еди. Уни баққучи аял елип жүгригәндә, алдириғинидин жиқилип чүшүп, току болуп қалди. Униң исми Мефибошет еди.
5 Беротлиқ Риммонниң оғуллири Рекаб вә Баана күн қизиған вақитта Ишбошетниң өйигә кирди. У болса өз орнида ухлаватқан еди.
6 Улар өйниң әң ичкиригә буғдай елиш үчүн киргәндәк кирип, Ишбошетниң қарниға пичақ салди. Андин Рекаб һәм униң акиси Баана қечип кәтти.
7 Улар өйгә киргәндә, Ишбошет ятақ бөлмидә ухлавататти. Улар уни өлтүрүп, бешини кесивелип, уни өзлири билән шу түндә елип маңди.
8 Улар Ишбошетниң бешини Давутқа Һибронға елип келип, падишаға: «Мана, сизниң җениңизни издигән дүшминиңиз Саулниң оғли Ишбошетниң беши. Йәһва Худа бүгүн дүшмини Саул һәм униң оғуллири үстидин тәхсирим падиша үчүн интиқам алди», — дейишти.
9 Давут беротлиқ Риммонниң оғуллири Рекаб билән Баанаға: «Мениң җенимни һәрқандақ апәттин қоғдиған Йәһва тириктур!
10 Әгәр маңа: “Мана, Саул өлди!”— дегән киши өзини хошаллиқ әкәлгән хәвәрчидәк саниған болса, мән уни ушбу хәвәр үчүн җазасини беришкә Зиқлақта өлтүргән едим.
11 Әнди қанунсизлар һәқ адәмни униң өйидә, көрписидә, өлтүргән болса, мән техиму униң қенини силәрниң қолуңлардин издәп, силәрни уҗуқтурмаймәнму?»— дәп җавап қайтурди.
12 Шуниң билән Давут жигитлиригә уларни өлтүрүшни әмир қилди. Уларниң пут-қолини чепип, Һиброндики көлчәкниң йениға есип қойди. Ишбошетниң бешини болса, Һиброндики Абнерниң қәбридә дәпин қилди.