Самуилниң 2-язмиси 5:1—25
5 Барлиқ Исраил қәбилилири Давутниң алдиға Һибронға келип мундақ деди: «Мана биз — сениң сүйигиң һәм сениң тениң.
2 Түнүгүнму һәм алдиңқи күниму Саул техи үстимиздин падиша болғанда, сән Исраилни әкирип-ачиқаттиң. Нәқ, саңа Йәһва: “Сән Мениң хәлқим Исраилниң падичиси һәм униң һөкүмрани бол”,— дәп ейтқанди».
3 Исраилниң барлиқ ақсақаллири падишаға Һибронға кәлди, Давут улар билән Йәһваниң алдида келишим түзди. Улар Давутни Исраилниң падишаси қилип майлиди.
4 Давут падиша болғанда 30 яшта еди вә у 40 жил һөкүмранлиқ қилди.
5 У 7 жил вә 6 ай Йәһуда қәбилиси үстидин Һибронда падишалиқ қилди. 33 жил Давут пүткүл Исраил һәм Йәһуда үстидин Йерусалимда һөкүмранлиқ қилди.
6 Падиша һәм униң кишилири Йерусалимға берип, шу җайда яшаватқан йәвусийларға қарши чиқти. Йәвусийлар Давутқа: «Сән бу йәргә кирмәйсән, сени: “Давут бу җайға кирмәйду!” дәватқан корлар билән асқақлар қоғлаветиду!»— деди.
7 Амма Давут Сион қәлъәсини алди, у һазир Давутниң шәһири дәп атилиду.
8 Мәзкүр күни Давут: «Ким йәвусийларни қирип, су иншаитигичә берип, Давутниң қәлбигә нәпрәтлик асқақлар билән корларни уҗуқтурса, шу киши башлиқ болиду»,— дәп тәклип бәрди. Шу вақиттин башлап: «Қарғу билән току өйгә кирмәйду»,— дейилиду.
9 Әшу күндин тартип Давут мошу қәлъәдә яшашқа башлиди вә уни Давутниң шәһири дәп атиди. Давут уни күзәт иншаәттин, йәни Миллодин башлап мәркәзгичә ясиди.
10 Шундақ қилип, Давут көтирилишкә башлиди һәм Йәһва, әскәрләрниң Сәрдари, униң билән болди.
11 Тирниң падишаси Хирам униңға әлчилирини әвәтип, шундақла қариғай дәрәқлирини вә сепил үчүн ташларни силиқдайдиған устиларни әвәтип бәрди. Улар Давутқа өй селип бәрди.
12 Шундақларчә Давут Йәһва уни Исраилниң падишаси ретидә тәстиқлигинини вә униң падишалиғини Өз хәлқи Исраил үчүн бүйүк қилғинини чүшәнди.
13 Давут Һиброндин кәлгәндин кейин Йерусалимда йәниму аялларни вә секиләкләрни алди. Давутниң оғул-қизлири йәниму туғулди.
14 Мана, униң Йерусалимда туғулған пәрзәнтлириниң исимлири: Шаммува, Шобаб, Натан, Сулайман,
15 Йибхар, Әлишува, Нәфәг, Йапия,
16 Әлишама, Әлиада, Әлифәләт.
17 Филистиялиқлар Давутни Исраилниң падишаси қилип майлиғинини аңлап, барлиқ филистиялиқлар Давутни издәп кәлди. Давут буни аңлап, қорғанда йошурунди.
18 Филистиялиқлар келип, Репайимлар вадисида җайлашти.
19 Давут Йәһвадин сорап: «Мән филистиялиқларға қарши чиқайму? Сән уларни қолумға тапшурамсән?»— дәп илтимас қилди. Йәһва Давутқа җававән: «Чиқ, чүнки Мән филистиялиқларни қолуңға селип беримән»,— деди.
20 Шуниң билән Давут Баал-Пиразимға берип, шу йәрдә уларни уҗуқтурди. Давут андин мундақ деди: «Йәһва дүшмәнлиримни алдимда, су қандақ йейилсә, шундақла уларни чечивәтти». Шуңа бу йәрниң нами Баал-Пиразим болди.
21 Шу җайда филистиялиқлар өз бутлирини ташлап қачти. Давут һәм униң әскәрлири уларни йоқатти.
22 Филистиялиқлар йәнә келип, шу Репайим вадисида сәп түзди.
23 Давут Йәһвадин сориведи, У җававән: «У йәргә барма, лекин уларға арқа тәрипидин кирип, үҗмә дәрәқлиридин йеқинлашқин.
24 Үҗмә дәрәқлири башлирида меңишниң авазини аңлиғанда, шу чағда алдириғин:бу вақитта филистиялиқларни қириш үчүн, Йәһва алдиңда жүриду»,— деди.
25 Давут Йәһва пәрман қилғандәк иш тутти. У филистиялиқларни Гебадин башлап Гәзәрғичә қиривәтти.