Самуилниң 2-язмиси 8:1—18

8  Андин кейин Давут филистиялиқларни қирип, уларни бойсундурди. Давут филистиялиқларниң қолидин Метег-Аммани алди.  Моаблиқларни уҗуқтуруп, уларни йәргә ятқузуп, икки ағамча узунлуқтики ятқан кишиләрни өлүмгә мәһкүм қилип, бир ағамча узунлуқтикиләрни һаятқа буйриди. Шундақ қилип, моаблиқлар Давутниң баҗ төләйдиған қуллири болди.  Шундақла Давут Рихобниң оғли, Зобаһниң падишаси, Һадад-Әзәрни у өз һакимийитини Фират дәриясида тикләшкә маңғанда бойсундурди.  Давут униңдин 1700 чавандазни вә 20 000 пиядә маңғучи әскәрни алди, уларниң барлиқ җәң һарвулуқ атлириниң сиңәрлирини кесивәтти. Өзигә пәқәт 100 җәң һарвуни елип қалди.  Дәмәшқтин сириялиқлар Зобаһниң падишаси Һадад-Әзәрға ярдәмгә кәлди. Давут сириялиқлардин 22 000 әскәрни қиривәтти.  Шуниң билән Давут Дәмәшқтә Сурияда күзәт қошунини қойди. Сириялиқлар баҗ төләйдиған қуллар болди. Шундақ қилип, Давут қәйәргиму бармиса, уни Йәһва һәр йәрдә сақлиди.  Давут Һадад-Әзәрниң хизмәткарлирида болған алтун қалқанларни елип, Йерусалимға әкәлди.  Бәтах вә Беротайдин, Һадад-Әзәрниң шәһәрлиридин, Давут падиша интайин көп мис елип кәлди.  Хаматниң падишаси Тоу Давутниң Һадад-Әзәрниң барлиқ күч-қудритини йоқатқанлиғини аңлиғанда, 10  Тоу өз оғли Йорамни Давут падишаға салам билән вә униңға Һадад-Әзәр билән урушуп уҗуқтурғанлиғи үчүн миннәтдарлиғини билдүрүшкә әвәтти. Сәвәви, Тоу Һадад-Әзәр билән уруш һалитидә болған еди. Оғлиниң қолида күмүч вә алтун һәм мис қачилар болғанди. 11  Ушбу қачиларни Давут падиша өзи бойсундурған хәлиқләрдин алған алтун-күмүчләрни беғишлиғандәк, уларниму Йәһваға беғишлиди. 12  Ушбу нәрсиләр сириялиқлардин, моаблиқлардин, аммонлуқлардин, филистиялиқлардин, амаликлардин һәм Зобаһниң падишаси, Рихобниң оғли Һадад-Әзәрниң олҗисидин болған еди. 13  Туз вадисида 18 000 сириялиқ ләшкәрни уҗуқтуруп қайтқандин кейин, Давут өзигә ядикарлиқ қойди. 14  Едумда у күзәт қошунини қойди. У шундақ күзәт әскәрләрни пүткүл Едум бойичә қойди вә Едум Давутниң қаримиғида болди. Қәйәргиму Давут бармиса, Йәһва уни һәр җайда сақлиди. 15  Шундақларчә Давут пүткүл Исраилни башқуруп, у өз хәлқигә адаләтлик билән һәққаний һөкүмран болди. 16  Йоаб, Зеруяниң оғли, униң сәрдари, Йиһошафат, Ахилудниң оғли, тарихнамә язғучиси еди. 17  Ахитубниң оғли Садок вә Абиятарниң оғли Ахимәләк роһанийлар, Серайә болса кативи еди. 18  Йиһояданиң оғли Бенайә кирәтләр вә пиләтләр үстидин башлиқ болди. Давутниң оғуллири болса, униң йеқинлири болди.

Изаһәтләр