Самуилниң 2-язмиси 9:1—13
9 Давут сөзләп: «Йәнә бирси Саулниң өйидин қалдиму? Мән униңға Йонатан түпәйли меһир-шәпқәтлик иш қилаттим»,— дәп сориди.
2 Саулниң өйидин Сиба исимлиқ бир хизмәткар бар еди. Уни Давутқа чақирип бәрди. Падиша униңдин: «Сән Сибаму?»— дәп сориди. У җававән: «Һә, мән, сизниң қулиңиз»,— деди.
3 Падиша: «Саулниң өйидин йәнә бирси барму? Мән униңға Худаниң яхшилиғини көрситәттим»,— дәп соал қойди. Сиба: «Йонатанниң асқақ бир оғли бар»,— дәп җавап бәрди.
4 Шунда падиша: «У қәйәрдә?»— дәп сориди. Сиба җававән: «Мана, у Лодибардики Аммиелниң оғли Махирниң өйидә»,— деди.
5 Падиша дәрру киши әвәтип, уни Лодибардики Аммиелниң оғли Махирниң өйидин елип кәлди.
6 Саулниң нәвриси, Йонатанниң оғли Мефибошет Давутқа кәлгәндә, үзигә жиқилип тазим қилди. Униңға Давут: «Мефибошет!»— деди. У җававән: «Мана мән, сизниң қулиңиз!»— деди.
7 Давут униңға: «Сән қорқма. Мән сениң атаң Йонатан үчүн саңа яхшилиқ қилимән. Мән боваң Саулниң барлиқ етизлирини қайтуримән вә өзәң болсаң, һәрдайим мениң җозамдин тамақлинисән»,— деди.
8 Мефибошет тазим қилип: «Сизниң қулиңиз, мениңдәк өлүк иштқа, сиз неманчила етивар берисиз?»— деди.
9 Шуниң билән падиша Саулниң чакари Сибани чақирип: «Саулға һәм униң барлиқ өйигә тәәллуқ барлиқ нәрсини мән ғоҗайиниңниң оғлиға бәрдим.
10 Униң йеригә сән оғуллириң билән һәм қуллириң ишлисун. Сән ғоҗайиниңниң оғлиниң нан һәм озуқ-түлиги болуши үчүн, униңға һәммини йәткүзисән. Мефибошет болса, дайим мениң дәстихинимдин тамақлиниду»,— дәп әскәртти.
Бу Сибаниң 15 оғли вә 20 қули болған еди.
11 Сиба падишаға җававән: «Тәхсирим падишайим, өз қулиға қандақ әмир қилса, қулиңиз шундақ иш қилиду»,— деди. «Мефибошет мениң җозамда падишаниң оғуллириниң биридәк ғизалиниду»,— деди Давут.
12 Мефибошетниң кичик яшлиқ бир оғли бар еди. Униң исми Миха болған. Сибаниң өйидә истиқамәт қиливатқан барлиғи Мефибошетниң қуллири болди.
13 Мефибошет Йерусалимда яшиди, чүнки у давамлиқ падишаниң дәстихинида тамақланди. У иккила путиға асқақ еди.