Санлар 1:1—54
1 Йәһва Мусаға Синай чөлидә жиғин чедирида, Мисир йеридин чиққан иккинчи жили иккинчи айниң биринчи күнидә мундақ деди:
2 «Исраил оғуллириниң һәрқайсини исимлири бойичә қәбилилиригә тәәллуқ санап чиқиңлар.
3 Сән Һарун билән биллә уларниң 20 яштин тартип урушқа қатнишалайдиған һәммисини әскәргә язғин.
4 Силәр билән һәрбир қәбилиниң башчиси болуши керәк.
5 Мана силәр билән болудиған әрләр: Рувим қәбилисидин Шидиурниң оғли Елисур,
6 Шимон қәбилисидин Суришаддайниң оғли Шилумиил,
7 Йәһуда қәбилисидин Аминадабниң оғли Наһшун,
8 Иссакар қәбилисидин Суарниң оғли Натаниял,
9 Зәбулун қәбилисидин Һилонниң оғли Елиаб,
10 Йүсүп оғуллиридин, Әпраим қәбилисидин Амиудниң оғли Елишама, Манассә қәбилисидин Пидасурниң оғли Гамалиил,
11 Бениамин қәбилисидин Гидионийниң оғли Абидан,
12 Дан қәбилисидин Амишаддайниң оғли Ахиезер,
13 Ашер қәбилисидин Охранниң оғли Пагиил,
14 Гад қәбилисидин Дигуилниң оғли Елиасаф,
15 Нәпталим қәбилисидин Енанниң оғли Ахир.
16 Булар җәмийәттики қәбилиләрниң башчилири, Исраил миңлириниң башлиқлири».
17 Муса билән Һарун исми аталған әрләрни йениға чақирди.
18 Улар пүткүл җәмийәтни иккинчи айниң биринчи күни жиғди. Шундақ қилип, барлиқ әрләр 20 яштин тартип, исимлири бойичә, қәбилилири бойичә, ройхәт тизимиға киргүзүлди.
19 Йәһва Пәрвәрдигар Мусаға қандақ әмир қилған болса, у шундақ ройхәтни Синай чөлидә өткүзди.
20 Исраилниң тунҗиси Рувимниң оғуллири: улар аилилири бойичә, қәбилилири бойичә, 20 яштин тартип барлиқ урушқа ярамлиқ әрләрниң сани билән
21 Рувим қәбилисидин 46 500 адәм ройхәттин өтти.
22 Шимонниң оғуллири: улар аилилири бойичә, қәбилилири бойичә, 20 яштин тартип барлиқ урушқа ярамлиқ әрләрниң сани билән
23 Шимон қәбилисидин 59 300 адәм ройхәттин өтти.
24 Гадниң оғуллири: улар аилилири бойичә, қәбилилири бойичә, 20 яштин тартип барлиқ урушқа ярамлиқ әрләрниң сани билән
25 Гад қәбилисидин 45 650 адәм ройхәттин өтти.
26 Йәһуда оғуллири: улар аилилири бойичә, қәбилилири бойичә, 20 яштин тартип барлиқ урушқа ярамлиқ әрләрниң сани билән
27 Йәһуда қәбилисидин 74 600 адәм ройхәттин өтти.
28 Иссакар оғуллири: улар аилилири бойичә, қәбилилири бойичә, 20 яштин тартип барлиқ урушқа ярамлиқ әрләрниң сани билән
29 Иссакар қәбилисидин 54 400 адәм ройхәттин өтти.
30 Зәбулун оғуллири: улар аилилири бойичә, қәбилилири бойичә, 20 яштин тартип барлиқ урушқа ярамлиқ әрләрниң сани билән
31 Зәбулун қәбилисидин 57 400 адәм ройхәттин өтти.
32 Йүсүп оғуллиридин Әпраимниң оғуллири: улар аилилири бойичә, қәбилилири бойичә, 20 яштин тартип барлиқ урушқа ярамлиқ әрләрниң сани билән
33 Әпраим қәбилисидин 40 500 адәм ройхәттин өтти.
34 Йүсүп оғуллиридин Манассә оғуллири: улар аилилири бойичә, қәбилилири бойичә, 20 яштин тартип барлиқ урушқа ярамлиқ әрләрниң сани билән
35 Манассә қәбилисидин 32 200 адәм ройхәттин өтти.
36 Бениамин оғуллири: улар аилилири бойичә, қәбилилири бойичә, 20 яштин тартип барлиқ урушқа ярамлиқ әрләрниң сани билән
37 Бениамин қәбилисидин 35 400 адәм ройхәттин өтти.
38 Дан оғуллири: улар аилилири бойичә, қәбилилири бойичә, 20 яштин тартип барлиқ урушқа ярамлиқ әрләрниң сани билән
39 Дан қәбилисидин 62 700 адәм ройхәттин өтти.
40 Ашер оғуллири: улар аилилири бойичә, қәбилилири бойичә, 20 яштин тартип барлиқ урушқа ярамлиқ әрләрниң сани билән
41 Ашер қәбилисидин 41 500 адәм ройхәттин өтти.
42 Нәпталим оғуллири: улар аилилири бойичә, қәбилилири бойичә, 20 яштин тартип барлиқ урушқа ярамлиқ әрләрниң сани билән
43 Нәпталим қәбилисидин 53 400 адәм ройхәттин өтти.
44 Мана, Муса билән Һарун һәм Исраилдин 12 қәбилиниң башчилири өткүзгән ройхәт.
45 Шундақ қилип, Исраил оғуллириниң ройхәттин өткәнлири, улар аилилири бойичә, қәбилилири бойичә, 20 яштин тартип барлиқ урушқа ярамлиқ әрләрниң сани ушбу.
46 Уларниң һәммиси 603 550 адәм болуп чиқти.
47 Амма ләвийләр болса, ройхәткә киргүзүлмигән еди.
48 Йәһва сөзини Мусаға давамлаштурди:
49 «Пәқәт Ләвийниң қәбилисини ройхәткә алма вә уларни Исраил оғуллири билән биргә санима.
50 Лекин ләвийләргә гува чедирини вә аян сандуғини тапшурғин. Улар шуларға тәәллуқ затларни көтирип, асрап, чедирниң хизмитини қилсун. Чедирниң йенида өзлириниң қараргаһини қойсун.
51 Гува чедири йолға атлиниш вақтида, уни ләвийләр көтәрсун вә тохтайдиған вақтида уни пәқәт ләвийләр йәргә қойсун. Әгәр униңға башқа бирси йеқинлашса, у өлүмгә мәһкүм қилинсун.
52 Исраил оғуллири тохтиғанда, һәрбир қәбилә өзиниң үчқәбилилик бөлмисидә тохталсун.
53 Ләвийләр болса өз қараргаһини аян чедириниң өпчөрисидә тиксун. Шундақ болғанда, улар гува чедириниң күзитидә болуп, Исраил оғуллириниң җәмийитини Худаниң ғәзивидин қоғдайду».
54 Буниң һәммисини Исраил оғуллири орунлиди, Йәһва Мусаға ейтқинидәк, улар шундақ қилди.