Санлар 10:1—36
10 Йәһва Мусаға мундақ деди:
2 «Саңа җәмийәтни чақиришқа вә қараргаһларни жиғишқа хизмәт қилиши үчүн, өзәңгә икки күмүч карнәйни ясиғин, улар чекилгән болсун.
3 Улар челинғанда саңа жиғин чедириниң киришигә пүткүл җәмийәт жиғилиду.
4 Бир карнәй челинғанда саңа Исраил қәбилилиридики башлиқлар жиғилиду.
5 Тәшвиш бәлгүсини чалғанда, шәриқ тәрәптә турған қараргаһлар көтирилиду.
6 Иккинчи қетим тәшвиш бәлгүси челинғанда, җәнуп тәрәптики қараргаһлар көтирилиду, һәрқетим тәшвиш бәлгүси челинғанда, қараргаһларниң бирси йолға чиқиши лазим.
7 Жиғинни жиғиш үчүн чалсаңлар, үзлүксиз челиңлар.
8 Һарунниң оғуллири, роһанийлар, карнәйләрни чалиду: әвлаттин-әвлатқичә бу улар үчүн мәңгү тохтамдур.
9 Йериңларда урушқа маңғанда, силәргә һуҗум қиливатқан дүшмәнгә қаритип карнәйләрни челиңлар. Шу чағда Худайиңлар Йәһваниң алдида әскә елинисиләр вә дүшмәнлириңлардин қутқузилисиләр.
10 Хошаллиқ күнлириңлардиму, мәйрәмлириңлардиму вә йеңи ай чиққан вақитлардиму, көйдүрмиләрни вә разилиқ қурбанлиқлириңларни әкәлгәндиму карнәйләрни челиңлар. Бу силәрниң Худайиңлар алдида әскә елинишиңлар болиду. Мән Йәһва силәрниң Пәрвәрдигариңлар».
11 Иккинчи жили иккинчи айниң жигирминчи күни булут аян чедиридин көтирилди.
12 Шуниң билән, Исраил оғуллири Синай чөлидики йолиға раван болди. Булут Паран чөлидә тохтиди.
13 Шундақ қилип, Йәһваниң Муса арқилиқ берилгән әмри бойичә дәсләпки қараргаһлар көтирилди.
14 Биринчи болуп Йәһуда оғуллириниң үч бөлмилик қараргаһи йолға чиқти. Уларниң бешида Аминадабниң оғли Наһшун болди.
15 Иссакар оғуллириниң әскирини Суарниң оғли Натаниял башқурди.
16 Зәбулун оғуллириниң әскири алдида Хилонниң оғли Елиаб маңди.
17 Андин чедир жиғилғандин кейин Гирсонниң оғуллири вә чедирни тошуйдиған Мерариниң оғуллири маңди.
18 Андин Рувимниң қараргаһи үч бөлмилик әскәрлири билән көтирилди. Уларниң үстидин Шидиурниң оғли Елисур маңди.
19 Шимон оғуллириниң қәбилә әскири үстидин Суришаддайниң оғли Шилумиил,
20 Гадниң оғуллири әскириниң бешида Дигуилниң оғли Елиасаф маңди.
21 Андин кейин муқәддәс җайниң затлирини көтиридиған Каавниң оғуллири маңди. Улар вәзиписигә киришкичә чедир жиғилған еди.
22 Андин Әпраим оғуллириниң үч бөлмилик әскири қозғалди. Уларниң үстидин Амиудниң оғли Елишама,
23 Манассә оғуллириниң әскири үстидин Пидасурниң оғли Гамалиил,
24 Бениамин оғуллириниң үч бөлмилик әскири үстидин Гидионийниң оғли Абидан болди.
25 Ахирида йәкүнләп, Дан оғуллириниң үч бөлмилик әскири көтирилди. Уларниң бешида Амишаддайниң оғли Ахиезер болди.
26 Ашер оғуллириниң қәбилиси бешида Охранниң оғли Пагиил,
27 Нәпталим оғуллириниң әскири бешида Енанниң оғли Ахир болди.
28 Мана, Исраил оғуллириниң әскәрлири бойичә йолға қозғилиш тәртиви мошундақ еди.
29 Муса қейинатисиниң, мадиамлиқ Рагуилниң, оғли Ховабқа мундақ деди: «Биз Йәһва Тәңримиз бизгә беримән дегән йәргә маңдуқ. Биз билән жүргин, биз саңа яхшилиқ қилимиз, чүнки Йәһва Исраил һәққидә яхши сөзләрни ейтти».
30 Лекин у җававән: «Бармаймән, өз йеримгә вә вәтинимгә қайтимән»,— деди.
31 Муса болса: «Бизни ташлимиғин, чүнки пәқәт сән қайси җайда бизгә чөлдә тохташ керәклигини билисән. Биз үчүн көз-қулақ болғин.
32 Әгәр биз билән жүрсән вә Йәһва вәдилигән яхшилиқларни қилса, бизму саңа яхшилиқ қилимиз»,— деди.
33 Улар Йәһва теғидин меңип, үч күн йол жүрди. Мошу күнләр давамида қәйәрдә тохташ керәклигини бәлгүләш үчүн, Худаниң келишим сандуғи уларниң алдида жүрди.
34 Улар қараргаһидин чиққан вақитта Йәһваниң булути улар үстидә күндүзи болди.
35 Сандуқ йолға чиққанда, Муса: «Йәһва Худа, турғин вә Сениң дүшмәнлириң чечилип кәтсун һәм Сени өч көргәнләр йүзиңдин қачсун!»,— дәтти.
36 Сандуқни орниға қойғанда, Муса: «Йәһва Худа, Исраил оғуллириниң түмән миңлириға қайтип кәлгин!»,— дәп ейтатти.