Санлар 11:1—35

11  Хәлиқ Йәһваниң алдида өз зийиниға котулдашни башлиди. Йәһва буни аңлап, ғәзәпләнди. Нәтиҗидә Йәһва Худаниң оти йенип, қараргаһниң четидин қиришқа башлиди.  Хәлиқ Мусаға ялвурди, у Йәһваға илтиҗа қилғанда, от өчти.  Шу йәрни Табера дәп атиди, чүнки шу җайда Йәһваниң оти уларни көйдүрди.  Уларниң арисида болған чәтәлликләр өз хаһишлирини билдүрүшкә башлиди. Уларниң тәсиридин Исраил оғуллири жиғлап: «Ким бизни гөшкә тойдуриду?  Биз Мисирда һәқсиз йегән белиқ, тәрхәмәкләр, қоғунлар, баш пияз, көк пияз һәм самсақ есимиздә.  Һазир болса җенимиз қийналди, маннадин башқа һечнәрсә көз алдимизда йоқ»,— дәтти.  Манна болса ашкөки уруғиға охшаш болуп, хушпурақлиқ сеғизни әслитәтти.  Хәлиқ уни жиғип, ярғунчақта тартип яки һаганчида соқуп, қазанларда қайнитип, тоғачларни пиширәтти. Уларниң дәми зәйтун мейи қуюлған нанларни әслитәтти.  Түндә шәбнәм қараргаһқа чүшкәндә, маннаму чүшәтти. 10  Муса хәлиқниң өз қәбилилиридә чедирлири йенида жиғлаватқанлиғини аңлиди. Йәһваниң ғәзиви болса қозғилип янди, буларни көрүш Муса үчүн еғир болди. 11  Шунда Муса Йәһваға: «Немә үчүн қулуңни азаплайсән? Немишкә мән Сениң көз алдиңда рәһим тапмидим, немишкә Сән мошу барлиқ хәлиқниң җапасини маңа арттиң? 12  Мән бу хәлиқни қосақта көтәрдимму вә мән уни туғдумму? Немишкә Сән маңа уни көксимдә балини баққучи көтәргәндәк, атилириға Сән қәсәм билән вәдә қилған йәргә апар дәйсән? 13  Мән нәдин елип, уларға гөшни беримән? Чүнки улар алдимда жиғлап, гөш бәргин, дәватиду. 14  Мән ялғуз пүткүл бу хәлиқни көтирәлмәймән, чүнки у мениң үчүн интайин еғирдур. 15  Сән мениң билән бундақ иш тутсаң, униңдин қариғанда, әгәр мән Сениң алдиңда шәпқәт тапқан болсам, мошу дәрдимни тартмаслиққа мени өлтиривәт»,— деди. 16  Йәһва Мусаға җававән мундақ сөзлиди: «Хәлиқниң ақсақаллири вә башчилиридин сән билидиған 70 ақсақални Мениң алдимға жиққин. Уларни муқәддәс чедирниң алдиға өзәң билән биллә турғузғин. 17  Мән чүшүп, шу йәрдә сениң билән сөзлишимән һәм сениңдики роһтин елип, уларға салимән. Шунда уларму сениң билән биллә хәлиқниң еғирчилиғини тартидиған болиду, ялғуз сәнла тартмайсән. 18  Хәлиққә болса мундақ дегин: “Әтигә һәммиңлар тазилиниңлар, гөш йәйсиләр, чүнки силәр Йәһваниң қулиғиға жиғлап: “Ким бизни гөшкә тойдуриду? Мисирда биз яхши яшиған едуқ”,— дедиңлар. Шуңлашқа Йәһва силәргә гөш бериду, силәр уни йәйсиләр. 19  Бир күн әмәс, икки күн әмәс, бәш күн, он күн вә жигирмә күн әмәс, 20  амма пүтүн бир ай йәп, бурун-ағзиңлардин чиқип кетиду, сесиқ кекирисиләр. Сәвәви, силәр араңларда болған Йәһва Пәрвәрдигарни көзгә илмай, Униң алдида: “Немә үчүн бизгә Мисирдин кетиш керәк еди?”,— дегиниңлар үчүндур». 21  Муса: «Мән арисида болған хәлиқниң сани 600 000 пиядикиләрдур. Сән болсаң, уларға гөш беримән вә улар бир ай йәйду, дәйсән. 22  Әгәр барлиқ ушшақ вә қара мални улар үчүн сойсақму, бу гөш йетәрликму? Әгәр барлиқ деңиздики белиқни улар үчүн тутсақ, бу йетәмду?»,— дәп сориди. 23  Йәһва Мусаға мундақ җавап бәрди: «Йәһваниң қоли калтиму? Әнди Мениң ейтқан сөзүмниң орунлинидиғинини яки орунланмайдиғинини өзәң көрисән». 24  Муса чиқип, хәлиққә Йәһваниң сөзлирини йәткүзди вә 70 әр кишини хәлиқ ақсақаллиридин таллап, чедирниң йенида турғузди. 25  Шу чағда Йәһва Худа булутта чүшүп, униң билән сөзлигәч, униңдики роһтин елип, 70 ақсақалға салди. Уларға роһ қонғанда, улар пәйғәмбәрлик қилди, андин тохтиди. 26  Арисидин иккиси бармай, қараргаһта қалған еди. Бирсиниң исми Елдад, йәнә бирсиниң — Модад, лекин уларғиму роһ қонди, чүнки улар тизимда болған еди. Уларму қараргаһта пәйғәмбәрлик қилишти. 27  Бир өсмүр жүгрәп келип, Мусаға Елдад билән Модадниң қараргаһта пәйғәмбәрлик қиливатқинини йәткүзди. 28  Буниңға җававән Мусаниң униң таллиған хизмәтчиси Нунниң оғли Йәшуа: «Ғоҗам Муса, уларға мәнъий қилғин»,— деди. 29  Лекин Муса униңға: «Сән мерәзлик қиливатамсән, һәҗәва? Аһ... әгәр барлиқ Йәһва Худаниң хәлқи пәйғәмбәр болған болсиди вә Йәһва һәрбирсигә роһини бәрсиди!»,— деди җававән. 30  Шуниң билән, Муса қараргаһқа қайтип кәлди, һәм униң билән Исраилниң барлиқ ақсақаллири. 31  Андин Йәһвадин шамал чиқип, деңиздин бөдүниләрни елип кәлди. Уларни қараргаһқа төкүп, икки тәрәптин бир күнлүк йол мусапигә, йәрдин икки җәйнәкчә егизликкә толтуруп ташлиди. 32  Хәлиқ туруп, барлиқ шу күни, барлиқ ахшими, барлиқ кәлгүси күни бөдүниләрни тәрди: ким аз тәргән болса, он дога жиғди. Улар бөдүниләрни қараргаһиниң өп-чөрисигә йейип қойди. 33  Лекин гөш техи уларниң чишлирида болғанда вә барлиғи техи истимал қилинмиғанда, Йәһваниң нәприти қозғилип, Йәһва хәлиқни бәк зор қирилишқа тутти. 34  Шу җайниң намини Қиброт-Һатавә дәп атиди, чүнки шу йәрдә нәпси яман хәлиқ дәпин қилинди. 35  Қиброт-Һатавәдин хәлиқ Хазеротқа йол тутуп, шу Хазеротта тохтиди.

Изаһәтләр