Санлар 13:1—33
13 Шу җайда Йәһва Худа Мусаға сөзләп, мундақ деди:
2 «Мән Исраил оғуллириға беридиған Қанан йерини көрүп келиши үчүн, адәмләрни әвәт. Һәрбир қәбилиниң бирдин башчисини әвәтиңлар».
3 Йәһваниң әмри бойичә Муса уларни Паран чөлидин әвәтти вә улар Исраил оғуллириниң арисидики башлиқлар еди.
4 Мана уларниң исимлири: Рувим қәбилисидин Закхурниң оғли Шаммуй,
5 Шимон қәбилисидин Хорийниң оғли Шафат,
6 Йәһуда қәбилисидин Йәфонияниң оғли Халеб,
7 Иссакар қәбилисидин Йүсүпниң оғли Игал,
8 Әпраим қәбилисидин Нунниң оғли Осия,
9 Бениамин қәбилисидин Рапуйниң оғли Фалтий,
10 Зәбулун қәбилисидин Содийниң оғли Гадиил,
11 Йүсүп қәбилисидин — Манассә аилисидин Сусийниң оғли Гаддий,
12 Дан қәбилисидин Гемалийниң оғли Амиил,
13 Ашер қәбилисидин Микаилниң оғли Сипур,
14 Нәпталим қәбилисидин Бопсиниң оғли Нахбий,
15 Гад қәбилисидин Махийниң оғли Геуил.
16 Мана, Муса йәрни пайлаш үчүн әвәткән әрләрниң исимлири. Муса Нунниң оғли Осияни Йәшуа, дәп атиди.
17 Муса уларни Қанан йерини пайлашқа әвәтип, мундақ деди: «Җәнуптики Нәгәвқа берип, андин тағлиқ җайға көтирилиңлар.
18 Йәрни қарап чиқиңлар, у қандақ вә униңда яшаватқан хәлиқ күчлүкму яки аҗизму, көпсанлиқму яки азму?
19 Улар яшаватқан йәр яхшиму яки начарму, шәһәрлири қандақ, улар қараргаһларда яшамду яки қорғанларда?
20 Йериниң топриғи мунбәтму яки қуруқму? Униңда дәрәқләр өсәмду? Қәйсәр болуп, йәрниң мевилиридин елип келиңлар». Шу вақитта болса, дәсләпки үзүм пишивататти.
21 Пайлақчилар берип, йәрни Зин чөлидин башлап, Хаматниң киришидә болған Рихобқичә барди.
22 Нәгәвқичә келип, улар Енакниң оғуллири Ахиман, Шешай вә Талмай яшаватқан Һибронни көрди. Һиброн болса Мисир шәһири Соандин йәттә жил бурун селинған еди.
23 Улар Ешкол дәриясиниң вадисини қарап чиқип, шу җайдин үзүм сапиғини кесивалди. Уни икки киши таяққа илип көтәрди вә шундақла улар әнҗир билән анарларни еливалди.
24 Бу җайни Исраил оғуллири кесивалған үзүм сапиғиға бола Ешкол вадиси, дәп атиди.
25 Улар йәрни көрүп, 40 күн өткәндин кейин қайтишип кәлди.
26 Улар Муса билән Һарунға вә Паран чөлидә Кадештики барлиқ Исраилниң җәмийитигә җавап елип кәлди вә әкәлгән шу йәрниң мәһсулатини көрсәтти.
27 Мусаға улар баян қилип: «Биз сән әвәткән йәрни көрүп кәлдуқ, һәқиқәтән униңда сүт билән һәсәл ақидикән, мана униң мевилири.
28 Амма униңда яшайдиған хәлиқ күчлүк вә шәһәрлири интайин йоған вә қоршалған. Шундақла биз у йәрдә Енакниң оғуллирини көрдуқ.
29 Нәгәвтә амаликлар яшайдикән, тағда хетийлар, йевусейлар вә аморийлар, қананлиқлар болса, деңизниң йенида вә Йордан дәриясини бойлап туридикән»,— дейишти.
30 Халеб Мусаниң алдида турған хәлиқни бәзләп: «Келиңлар, һазирла йолға чиқип, һуҗум қилайли, чүнки биз уларни йеңәләймиз»,— дәтти.
31 Униң билән барған кишиләр: «Биз у хәлиқниң алдиға баралмаймиз, чүнки улар биздин күчлигирәк»,— дейишәтти.
32 Қошумчә улар пайлиған йәр тоғрисида Исраил оғуллири арисида яман сөзләрни чиқарди: «Биз көргән йәр униңда яшиғучиларни йәветидиған йәрдур. Униңда яшиғучи барлиқ хәлиқ интайин зор адәмләрдур.
33 Шу йәрдә биз Енакниң оғуллири, нефилим уруғидәк йоған кишиләрни көрдуқ. Уларниң алдида биз чекәткиләргә охшидуқ вә өзимизгиму шундақ билиндуқ».