Санлар 14:1—45

14  Шу вақитта җәмийәт қаттиқ үн чиқирип, таң атқичә жиғлап чиқти.  Барлиқ Исраил оғуллири Муса билән Һарунға налә қилип: «Аһ... кашки биз Мисир йеридә яки мошу чөлдә өлүп кәткән болсақчу!  Немә үчүн Йәһва бизни әшу йәргә әкириду, биз қиличтин өлүп кетишимиз үчүнму? Аяллиримиз вә балилиримиз дүшмәнгә олҗа болиду. Мисирға қайтип кәткинимиз яхши әмәсму?»,— дәп чуқурап жиғлашти.  Шуниң билән улар бир-биригә: «Үстимиздин башчини қоюп, Мисирға қайтайли»,— дейишти.  Муса билән Һарун Исраил оғуллири җәмийитиниң алдида тизлинип жиқилди.  Пайлақчилардин Нунниң оғли Йәшуа вә Йәфонияниң оғли Халеб кийимлирини жиртиветип,  пүткүл Исраил җәмийитигә мундақ деди: «Көрүшкә барған йәр әң яхши йәрдур.  Әгәр Йәһва бизни яхши көрсә, бу сүт билән һәсәл еқиватқан йәргә әкериду.  Пәқәт Атимиз Йәһваға қарши чиқмаңлар вә у йәрниң хәлқидин чөчүмәңлар, чүнки биз уларни жутуветимиз. Уларда һимайә йоқ, биз билән болса Йәһва Өзи бар: улардин қорқмаңлар». 10  Лекин барлиқ җәмийәт уларни таш етип өлтүрүшкә урунди. Шу чағда Йәһваниң шөһрити барлиқ Исраил оғуллириға булутта көрүнди. 11  Йәһва Мусаға: «Қай ваққичә бу хәлиқ Мени көзгә илмайду? Қай ваққичә униң арисида қилған барлиқ мөҗүзилиримни қөрүп туруп, Маңа ишәнмәйду? 12  Хулләс, уни ваба билән қирип, сениңдин күчлүк вә көпсанлиқ хәлиқ төрәймән!»,— деди. 13  Бирақ Муса Йәһваға җавап берип: «У чағда мисирлиқлар Сениң қудритиң билән уларниң арисидин ачиққан бу хәлиқ тоғрилиқ аңлап, 14  бу йәрниң хәлқигә ейтип бериду. Улар шундақла Сениң бу хәлиқниң арисида барлиғиңни аңлиған вә Сән Йәһва уларға Өзәңни үзму-үз көрүшигә йол берисән. Йәһва булутиниң уларниң үстидә болуп, күндүзи Сән алдида булут түвригидә, кечиси болса, от түвригидә маңисән. 15  Әгәр Сән бу хәлиқни бир адәмдәк қиривәтсәң, Сениң шан-шөһритиңни аңлиған хәлиқләр демәмду: 16  “Йәһва Өзи қәсәм билән вәдә бәргән җайға бу хәлиқни әкиришкә күчи йәтмәй, уларни чөл-баяванда һалак қипту”,— дәйду. 17  Шуниң үчүн Йәһва, илтимас, Сениң күч-қудритиң мәдһийиләнсун, Сән ейтқандәк: 18  “Йәһва ғәзәпкә алдиримайдиған вә шәпқәттә һәм һәқиқәттә улуқ, қанунсизлиқ билән қилмишни вә гунани кәчүридиған, лекин әйипкарни җазасиз қоймайдиған, атиларниң гуналирини оғуллирида, үчинчи вә төртинчи әвладиғичә, җазалайдиған Худадур”. 19  Илтимас, Өзәңниң улуқ рәһимиң асасида бу хәлиқни Мисирдин тартип мошу вақитқичә кәчургәндәк, ушбу гунаниму кәчүргинә!» 20  Шунда Йәһва Мусаға мундақ деди: «Сениң илтимасиң бойичә кәчүримән. 21  Мән һаятдурмән вә Мениң Исмим дайим тириктур һәм пүткүл йәр Йәһваниң шан-шөһритигә толғандур! 22  Мениң шәрипимни көрүп, Мениң чөлдә һәм Мисирда көрсәткән карамәтлиримни он қетимдин артуқ байқиған, шундақтиму Маңа қулақ салмиғанлар 23  Мән қәсәм ичип, уларниң әҗдатлириға вәдилигән йәрни көрмәйду. Пәқәт уларниң кичик яштики пәрзәнтлири, яхши билән яманни аралмайдиғанлар, һеч нәрсини чүшәнмәйдиғанларға Мән шу йәрни беримән. Лекин Мәндин нәпрәтләнгәнләр у йәрни көрәлмәйду. 24  Мениң қулум Халебни болса, униңда башқа роһ болғанлиғи үчүн, у Маңа пүтүнләй беқинғини үчүн, шу йәргә әкиримән. Униң әвладиму йәрни мирасқа алиду. 25  Амаликлар вә қананлиқлар түзләңдә яшаватқачқа, әтә қайтип, Қизил деңизға, чөл тәрәпкә қарап меңиңлар». 26  Йәһва Муса билән Һарунға сөзини давамлаштурди: 27  «Қай ваққичә бу тәрса җәмийәт Маңа налә қилиду? Уларниң Маңа котулдаватқинини Мән аңлаймән. 28  Уларға ейтқин, немини улар дәватқинини Мән Йәһва уларға қилимән! 29  Мошу чөлдә силәрниң җәсәтлириңлар қалиду, тизимға киргән, 20 яштин башлап Маңа налә қилғанларниң барлиғи өлиду. 30  Мән қолумни көтирип, қәсәм билән вәдә қилған йәргә Нунниң оғли Йәшуа вә Йәфонияниң оғли Халебтин башқа һечқайсиңлар кирмәйсиләр. 31  Олҗа болуп кетиду, дегән балилириңларни Мән шу йәргә әкиримән вә улар силәр яратмиған йәрни көриду. 32  Силәрниң җәсәтлириңлар мошу чөлдә қалиду. 33  Һалбуки, силәрниң оғуллириңлар чөлдә 40 жил давамида падичи һаятини кәчүриду. Силәрниң тәнлириңлар чөлдә өлмигичә, вапасизлиғиңлар үчүн җаза тартисиләр. 34  Вәдиләнгән йәрни пайлиған 40 күнгә мувапиқ 40 жил — бир күн үчүн бир жил — гуналириңлар үчүн җаза тартисиләр. Шуниң билән, Мән Йәһва силәрни ташлиғинимни билисиләр. 35  Мән Йәһва ейтиватимәнки, Маңа қарши чиққан бу вәһши әвлат билән Мән шундақ қилимән: уларниң һәммиси мошу чөлдә өлиду». 36  Муса йәрни пайлаш үчүн әвәткәнләр вә қайтип келип, униң һәққидә яман параң чиқирип, барлиқ җәмийәтни тәшвишкә салғанларниң 37  барлиғи Йәһваниң алдида җазасини елип, өлүп кәтти. 38  Уларниң қатаридин йәрни көрүшкә барғанлардин пәқәт Нунниң оғли Йәшуа вә Йәфонияниң оғли Халеб аман калди. 39  Муса бу сөзләрни барлиқ Исраил оғуллири алдида ейтқанда, барлиқ хәлиқ аччиқ жиғлап кәтти. 40  Әтиси әтигән туруп, улар гунасини жуюш үчүн тағниң бешиға чиқти, чүнки улар Йәһва ейтқан йәргә беришимиз керәк, дәп ойлиди. 41  Лекин Муса уларға: «Немишкә силәр Йәһваниң буйруғини бузуватисиләр? Бу нәтиҗисиз болиду. 42  Бармаңлар, чүнки араңларда Йәһва йоқ вә силәрни дүшмәнлириңлар йеңивалиду. 43  Сәвәви, амаликлар вә қананлиқлар алдиңларда, силәр Йәһвадин чекингиниңлар түпәйли, уларниң қиличидин қурбан болисиләр»,— дәп әскәртти. 44  Бирақ улар тиңшимай, тағниң чоққисиға көтирилди, келишим сандуғи вә Муса қараргаһтин чиқмиди. 45  Шунда шу тағда яшаватқан амаликлар вә қананлиқлар чүшүп, уларни урди вә Хормиғичә қоғлап кәлди.

Изаһәтләр