Санлар 15:1—41

15  Йәһва Мусаға сөзләп, мундақ ейтти:  «Исраил оғуллириға җакалиғин: “Силәр Мән маканлиққа бериватқан йәргә киргәндә,  Йәһваға қурбанлиқ әкелип, мәйли көйдурмә болсун, мәйли алаһидә вәдиләнгән қурбанлиқ яки ихтиярий вә мәйрәмлик қурбанлиқлар болсун, уни қара яки ушшақ малдин Йәһва Тәңриңларға хушпурақ чиқиришқа тәғдим қилғанда,  у чағда Йәһваға қурбанлиғини әкәлгән киши нан һәдийәсигә буғдай уни ефасиниң онинчи қисмини қошуп әкәлсун. Униңға зәйтун мейи гининиң төртинчи қисми қуюлсун.  Шундақла ичимлик қурбанлиғи үчүн көйдүрмигиму, һәрқандақ қурбанлиққа болсиму, һәрбир қойға шарап гининиң төртинчи қисмини қошуп әкәлсун.  Қойни әкәлгәндә, нан һәдийәсигә әң яхши буғдай униниң ондин икки қисми болудиған үчтин бир бөләк зәйтун мейи билән арилаштуруп бәргин.  Шуниңға қошуп, Йәһваға хушпурақлиқ үчүн шарап гининиң үчтин бир бөлигини әкәлсун.  Әгәр Йәһваға қара малдин көйдүрмигә яки башқа бир қурбанлиққа, мәйли вәдә бойичә яки разилиқ үчүн,  у чағда мал билән нан һәдийәси үчүн сапалиқ ун ефасиниң ондин үч бөлигини май гининиң йерими арилаштурулған түридә әкәлсун. 10  Қошуп, Йәһваға йеқимлиқ хушпурақ үчүн шарапниң йерим гинини әкәлгин. 11  Мошундақ ишни тәғдим қилинған һәрбир буқа, қошқар, қоза яки текә билән қилиш лазим. 12  Әкәлгән қурбанлиқларниң саниға нисбәтән һәрбирси билән шундақ тәртип болуши шәрт. 13  Һәрқандақ йәр турғуни Йәһваға хушпурақ қурбанлиғини тәғдим қилғанда, мошуларға әмәл қилиши керәк. 14  Әгәр араңларда мусапир яшиса, яки көплигән әвлатлар давамида яшаватқан бирси Йәһваға хушпурақлиқ қурбанлиқ қилғуси кәлсә, уму силәрдәк мошу тәртипкә әмәл қилсун. 15  Силәр үчүн, Йәһва җәмийити, вә араңларда яшаватқан мусапир үчүнму тохтам бир. Бу тохтам әбәдий-әбәт: силәр Йәһваниң алдида қандақ болсаңлар, мусапирму шундақ. 16  Бир қанун вә бирдәк һоқуқлар силәргиму вә араңлардики мусапирғиму тегиш”». 17  Йәһва Худа сөзини Мусаға давам қилди: 18  «Исраил оғуллириға уқтурғин: “Силәрни Мән апириватқан йәргә қиргәндә, 19  вә шу йәрниң ненини йегәндә, Йәһваға қурбанлиқларни тәғдим қилиңлар. 20  Хемириңларниң дәсләпкисини, оюқ тоғачларни, хамандин болған дәсләпки унниң мәһсулидәк, тәғдим қилиңлар. 21  Мошундақ дәсләпки унниң мәһсулини Йәһваға әвлаттин-әвлатқичә бериңлар. 22  Әгәр хаталиқ өткүзүп, Йәһва Мусаға ейтқан барлиқ мошу вәсийәтләрни орунлимисаңлар, — 23  Муса арқилиқ Йәһва Пәрвәрдигар силәргә бәргән барлиқ нәрсиләрни шу күндин тартип әвлаттин-әвлатқичә орунлимисаңлар, — 24  әгәр хаталиққа йол қоюлуп, буни җәмийәттин һечким көрмигән болса, ундақта барлиқ җәмийәт намидин бир яш буқини көйдурмигә әкелиңлар. У Йәһва үчүн йеқимлиқ хушпурақ болиду, уни нан вә ичимлик һәдийәлири билән әкелиш керәк. Шундақла, тәләп бойичә, гуна үчүн қурбанлиққа текини бериш шәрт. 25  Шу чағда роһаний Исраил оғуллириниң пүткүл җәмийитини тазилайду вә уларниң гунаси кәчүрүлиду. Сәвәви, бу хаталиқ болғанлиқтин вә улар Йәһва алдиға хаталиқ үчүн болған гунасиға қурбанлиқ бәрди. 26  Шундақ қилип, барлиқ Исраил җәмийитигә вә уларниң арисида яшаватқан мусапирғиму гуна кәчүрүлиду. 27  Әгәр кишиләрдин бирси хаталиқ бойичә гуна өткүзсә, ундақта бир яшлиқ өшкини гуна үчүн қурбанлиққа әкәлсун. 28  Шунда роһаний Йәһваниң алдида гуна қилған җанни тазилайду һәм униң гунаси кәчүрилиниду. 29  Бирси хаталиқ түпәйлидин гуна өткүзсә, қанун турғун үчүнму вә мусапир үчүнму охшаш болиду. 30  Әгәр йәр турғунидин яки мусапирдин бирси һакавурлуқ тәрзидин Йәһвани һақарәтләйдиған бир нәрсә қилса, ундақ җан хәлқидин қирилиду. 31  У Йәһваниң сөзини көзгә илмиди вә Униң вәсийитини бузди: у җан қирилиду, чүнки гунаси бойнида”». 32  Исраил оғуллири чөлдә болған вақтида шәнбә күни отун жиғиватқан бир адәмни учратти. 33  Тепивалғанлар уни Муса билән Һарунниң вә барлиқ Исраил җәмийити алдиға әкәлди. 34  Улар уни қамаққа олтарғузди, чүнки техи униң билән немә қилиш бәлгүләнмигән еди. 35  Йәһва Мусаға: «Бу киши өлтүрүлиши керәк, уни қараргаһтин ачиқип, пүткүл җәмийәт чалма кесәк қилсун»,— деди. 36  Шуниң билән, уни пүткүл Исраил хәлқи қараргаһниң сиртида таш етип өлтүрди, Йәһва Мусаға мошуни буйриған еди. 37  Йәһва Мусаға сөзләп: 38  «Исраил оғуллириға җакалап, мундақ дегин: улар әвлаттин-әвлатқичә кийимлириниң етәклиридә чочула қилсун вә шу чочулиларниң үстидин көк жипни өткәзсун. 39  Бу чочула силәргә шуниң үчүн берилидуки, униңға қарап, силәр Йәһваниң барлиқ вәсийәтлирини әскә елип, уларни орунлайсиләр. Өзәңларниң жүриги вә көзлириңларниң хаһиши бойичә жүрүп, вапасизлиқ билән уларға әгәшмәслигиңлар үчүндур. 40  Силәр Мениң барлиқ әмирлиримни әстә тутуп орунлисаңлар, Яратқучиңлар алдида муқәддәс болисиләр. 41  Мән Йәһва, силәрни Мисир йеридин Худайиңлар болуш үчүн ачиққандим. Мән Йәһва, силәрниң Пәрвәрдигариңлар!»,— дәп ейтти.

Изаһәтләр