Санлар 16:1—50

16  Ләвийниң оғли, Каавниң оғли, Йисхарниң оғли Кораһ, Елиабниң оғуллири Датан билән Абирам вә Рувимниң оғуллири һәм уларниң арисидин Пелетниң оғли Он  Мусаға қарши чиқти, йәнә улар билән Исраил оғуллиридин 250 әр, барлиғи жиғинларға чақирилидиған җәмийәтниң башлиқлири, мәшһур адәмләр қарши чиқти.  Улар Муса билән Һарунға қарши жиғилип, уларға: «Йетиду! Пүткүл җәмийәт, барлиғи муқәддәстур вә уларниң арисида Йәһва. Немишкә силәр өзәңларни Йәһва Худаниң хәлқидин үстүн қойисиләр?»,— деди.  Муса буни аңлап, үзигә жиқилди.  У Кораһ билән униң мәсләкдашлириға: «Әтә Йәһва Униң адәмлири ким вә ким муқәддәс, кимни У Өзигә йеқинлаштурғинини көрситиду. Йәһва кимни Өзигә таллиса, шуни йеқинлаштуриду.  Мана, мундақ қилиңлар: Кораһ вә униң тәрәпдарлири өзлиригә исриқданларни алсун,  уларға отни салсун вә әтә Йәһваниң алдида униңға хушпурақ исриқни салсун. Кимни Йәһва таллавалса, шу муқәддәс санилиду. Йетиду силәргә, Ләвий оғуллири!»,— дәп йәткүзди сөзни.  Андин Муса Кораһқа: «Ләвий оғуллири, тиңшаңларчу!  Исраил Худайи силәрни Исраил җәмийитидин таллап, Өзигә йеқинлаштурғини силәр үчүн азму? Силәр Йәһваниң муқәддәс чедиридики ишларни атқуруп, хәлиқ үчүн хизмәт қилип, униң алдида турисиләр. 10  Йәһва сени Өзигә йеқинлаштурди вә сениң билән Ләвийниң оғуллирини, сениң барлиқ бурадәрлириңни. Силәр болсаңлар, техи йәнә роһанийлиққа есиливатисиләр. 11  Шундақ қилип, сән вә сениң мәсләкдашлириң Йәһваға қарши чиқиватисиләр. Һарун болса у кимкә, силәр униңға налә қилидиған?»,— деди. 12  Андин Муса Елиабниң оғуллири Датан билән Абирамға адәм әвәтти, лекин улар: «Биз кәлмәймиз! 13  Сүт билән һәсәл ақидиған йәрдин сән бизни ачиқип, мошу чөл-баяванда өлтүрүветишни аз дәп, сән техи өзәңни бизниң һөкүмранимиздәк көрситиватисән. 14  Сән бизни сүт билән һәсәл ақидиған йәргә әкәлмидиң вә етизлиқларни һәм үзүмзарлиқларни бизгә бәрмидиң. Бу кишиләрниң көзлирини чоқуваламсән? Бармаймиз!»,— дейишти. 15  Муса бәк қайғуруп, Йәһвадин: «Уларниң тәғдимлиригә қаримиғина. Мән улардин бирму ешәк алмидим вә һечқайсиға яманлиқ қилмидим»,— дәп өтүнди. 16  Муса Кораһқа мундақ деди: «Әтә сән вә барлиқ тәрәпдарлириң Йәһваниң алдиға келиңлар, Һарунму келиду. 17  Һәрқайсиңлар өз исриқданиңларни елип, 250 исриқданни, уларға исриқ селип, Йәһваниң көз алдиға тәғдим қилиңлар, Һарунму өз исриқданини тәғдим қилиду». 18  Шуниң билән, һәрқайси өз исриқданини елип, униңға от селип, хушпурақ исни чиқирип, муқәддәс чедирниң кириши алдида турди. Шундақла Муса Һарун биләнму болди. 19  Уларға қарши Кораһ пүткүл җәмийәтни кириш алдиға жиғди. Шу вақитта Йәһваниң шөһрити пүткүл җәмийәткә намайән болди. 20  Йәһва Муса билән Һарунға: 21  «Мону җәмийәттин бөлиниңлар һәм Мән уларни бир дәқиқә ичидә йоқ қилимән!»,— деди. 22  Улар болса үзлиригә жиқилип: «Йәһ Аллаһ, һәрқандақ адәм роһиниң Худаси! Бир адәм гуна өткүздиғу, немишкә Сән барлиқ җәмийәткә ғәзәплиниватисән?»,— дәп ялвурди. 23  Йәһва Мусаға җававән: 24  «Җәмийәткә һәммә тәрәптин Кораһ, Датан һәм Абирамниң маканлиридин нери турушни буйруғин»,— деди. 25  Муса туруп, Датан вә Абирамниң қешиға маңди вә униң билән Исраилниң ақсақаллириму маңди. 26  Муса җәмийәткә: «Бу рәзил кишиләрниң маканлиридин нери кетиңлар вә уларниң һечнәрсигә тәгмәңлар, болмиса уларниң гуналирини бөлүп, өлүп кетисиләр»,— деди. 27  Улар һәммә тәрәптин Кораһ, Датан вә Абирамниң чедирлиридин нери кәтти. Датан билән Абирам болса, чедирлириниң киришигә чиқип, аяллири, оғуллири вә кичик балилири билән туратти. 28  Шунда Муса: «Мошуниңдин силәр билисиләрки, мән бу ишларни Йәһваниң дейиши бойичә қиливатимән, өз ирадәм бойичә әмәс. 29  Әгәр улар барлиқ адәмләрдәк өлүп кәтсә вә уларни барлиқ адәмләргә тегишлик җаза тапса, у чағда мени Йәһва әвәтмигән. 30  Әгәр Йәһва мөҗүзә ясап, йәр еғизини ечип, уларни вә уларниң өйлирини вә барлиқ мүлкини жутувәтсә, вә тирик түридә улар гөргә чүшүп кәтсә, билиңларки, бу кишиләр Йәһваға һөрмәтсизлик көрсәтти»,— деди. 31  Муса бу сөзләрни ейтиши биләнла у кишиләрниң астида йәр қақ йерилди. 32  Шундақ қилип, йәр еғизини ечип, уларни, өйлирини вә Кораһ тәрәпдарлириниң һәммисини вә мүлкини жутувәтти. 33  Демәкчи, улар барлиқ нәрсилири билән тирик гөргә чүшти вә уларни йәр жутувәтти, улар хәлиқ ичидин қирилди. 34  Әтрапида турған барлиқ исраиллиқлар уларниң чуқуришини аңлап, бизниму йәр жутувәтмисун дәп, қачти. 35  Йәһвадин от чиқип, исриқдан әкәлгән 250 әрни көйдүрүвәтти. 36  Йәһва Мусаға сөзләп, мундақ деди: 37  «Һарун оғли Елиазар роһанийға дегин. У көюп кәткәнләрниң исриқданлирини жиғип, улардики отни өп-чөригә төкүвәтсун, чүнки бу исриқданлар муқәддәс болди. 38  Улар өз өлүми билән гунасини төлиди. Исриқданлардин қурбангаһни қаплашқа қәләйләрни ясисун, чүнки улар Йәһваниң алдиға әкәлгәнликтин муқәддәс болди вә улар Исраил оғуллири үчүн карамәт болсун. 39  Шуниң билән, Елиазар роһаний мис исриқданларни елип, улардин қурбангаһни қаплаш үчүн қәләйләрни ясиди. 40  Йәһва Мусаға ейтқандәк, Һарун уруғидин болмиған һечким һоқуқи йоқлуғидин Йәһва алдиға исриқни әкәлмәслиги үчүн, Кораһ вә униң тәрәпдарлири билән болған вақиә йүз бәрмәслиги үчүн, Исраил оғуллириға бу нәрсә хатиригә қоюлди. 41  Әтиси пүткүл Исраил җәмийити Муса билән Һарунға налә қилишип: «Силәр Йәһва Пәрвәрдигарниң хәлқини һалак қилдиңлар»,— дейишти. 42  Шу вақитта хәлиқ Муса билән Һарунға қарши чиққанда, улар учришиш чедириниң үстидә булутниң чиққинини вә Йәһваниң шөһритини байқиди. 43  Муса билән Һарун учришиш чедирға йеқинлашти. 44  Йәһва Мусаға: 45  «Силәр бу җәмийәт арисидин чиқинлар! Мән уларни бир дәқиқидә йоқ қилимән»,— дәп буйриди. Бирақ улар алдида жиқилди. 46  Шунда Муса Һарунға: «Чапсанирақ исриқданни елип, униңға қурбангаһтин отни селип, үстигә хушпурақлиқ исриқни чечип җәмийәтни торавал, чүнки Йәһвадин ғәзәп чиқип, кишиләрни қириватиду!»,— дәп буйриди. 47  Һарун, Муса ейтқандәк, һәммә нәрсини елип, хәлиққә жүгриди, лекин хәлиқ ичидә қирилиш башланған еди. У исриқ чиқирип, хәлиқ үчүн төләм бәрди. 48  Һарун өлгәнләр билән тирикләрниң арисида туруведи, қирилиш тохталди. 49  Шуниң билән, қириш нәтиҗисидә 14 700 адәм өлди. Бу Кораһниң исияни бойичә өлгәнләрдин ташқири рәқәм. 50  Қирилиш тохталғандин кейин Һарун Мусаниң қешиға учришиш чедириниң киришигә қайтип кәлди.

Изаһәтләр