Санлар 18:1—32

18  Йәһва Һаруңға мундақ деди: «Сән һәм сениң оғуллириң вә атаңниң өйи муқәддәс җайдики хаталиқларға җавап берисиләр, сән һәм сениң оғуллириң роһанийлиқ хизмитиңлардики хаталиқлар үчүн гуна көтирисиләр.  Шундақла Ләвий қәбилисидин бурадәрлириңниму хизмәткә җәлип қилғин, улар саңа вә оғуллириңға гувалиқ чедиридики хизмәтләрдә ярдәм қилсун.  Улар барлиқ керәклик вәзипиләрни атқурсун, амма муқәддәс җайниң қачилириға вә қурбангаһқа тәгмисун. Болмиса, силәрму һәм уларму өлиду.  Улар сениң қаримиғиңда болуп, учришиш чедириға тәәллуқ хизмәтләрдә болсун. Һоқуқи йоқларниң һечқайсиси силәргә йеқинлашмисун.  Шундақларчә Исраил оғуллириға ғәзәп кәлмиши үчүн, муқәддәс җай билән қурбангаһни дурус тутуңлар.  Чүнки бурадәрлириңлар, ләвийләрни, Исраил оғуллиридин Мән аҗритип, силәргә һәдийәдәк бәрдим. Йәһва тәрипидин улар учришиш чедирида хизмәт қилиши үчүн берилди.  Сән һәм сениң оғуллириң қурбангаһ билән пәрдиниң арқисидики вәзипиләрни мәсъулийәтлик атқуруңлар. Мән силәргә роһанийлиқни хизмәт сүпитидә тәғдим қилдим. Әгәр башқа бирси бу хизмәтни атқурса, өлиду».  Йәһва Һаруңға сөзләп: «Мана, Мән саңа Маңа әкелидиған һәдийәләргә назарәт қилишиңни буйримән. Исраил оғуллириниң беғишлиған һәдийәлиридин саңа һәм оғуллириңға мәнгүлүк һәдийә беримән.  Мана, саңа улуқ муқәддәсликләрдин көйдүрмә ретидә берилидиған нәрсиләр: Маңа берилидиған барлиқ нан һәдийәлири, гуна үчүн қурбанлиқлар, әйип үчүн қурбанлиқлар. Бу саңа һәм оғуллириңға берилидиған бүйүк муқәддәсликтур. 10  Уларни муқәддәс җайда йәңлар. Әр кишиләр уларни йәйду. Бу сениң үчүн муқәддәсликтур. 11  Мана, саңа һәдийәләрдин берилидиғанлар: Исраил оғуллириниң силкитип әкелидиған барлиқ қурбанлиқлирини саңа вә оғуллириңға, қизлириңға мәнгүгә беримән. Өйүңдики һәрқандақ пак киши уларни истимал қилалайду. 12  Йәһваға әкелидиған уларниң зәйтун мейидин, үзүмдин вә нандин дәсләпки, әң яхши мевиләрни, саңа беримән. 13  Йәһваға йәрниң әң дәсләпки сунулған мевилири саңа тәәллуқтур. Өйүңдики һәрқандақ пак әза уни йәләләйду. 14  Исраилда беғишланған һәммә нәрсә сениңки болиду. 15  Йәһваға әкелингән һәрқандақ тунҗа киши вә җанивар саңа тегишлик. Пәқәт адәмниң тунҗиси үчүн вә һарам малниң тунҗиси үчүн төләм алғин. 16  Улар үчүн төләмни бир айлиқ вақтидин башлап, баһалишиң бойичә муқәддәс җайниң күмүч шекәлидә бәш шекәл алғин. Бир шекәлдә 20 гера бар. 17  Пәқәт буқилардин, қошқарлардин вә текиләрдин тунҗилири үчүн төләм алмиғин, чүнки улар муқәддәстур. Уларниң қени билән қурбангаһни сәпкин, йеғини униңда көйдүргин. Бу Йәһва үчүн йеқимлиқ хушпурақтур. 18  Уларниң гөши саңа силкитиш төшидәк вә оң санидәк тәәллуқ. 19  Йәһваға әкелидиған Исраил оғуллириниң барлиқ беғишланған қурбанлиқлирини саңа һәм сениң өй ичиңгә мәнгү һәдийәдәк бериватимән. Бу болса саңа вә сениң билән нәслиңгә бериватқан Йәһва Пәрвәрдигарниң әбәдий туз келишимидур»,— деди. 20  Йәһва Һарунға сөзини давамлаштурди: «Исраил оғуллириниң йеридә мирас алмайсән вә уларниң арисида саңа несип болмайду. Мән Өзәм сениң мирасиң вә несивиң. 21  Ләвийниң оғуллириға Мән Исраилда болған барлиқ нәрсидин онинчи кисимлирини уларниң учришиш чедирида атқуруватқан ишлири үчүн несиптәк беримән. 22  Исраил оғуллири болса, өлүп кәтмәслиги үчүн вә гуна көтәрмәслиги үчүн, муқәддәс чедирға әнди йеқинлашмисун. 23  Ләвийләр учришиш чедиридики хизмәтни қилип, хәлиқниң гуналири үчүн җавап бериду. Бу әвлаттин-әвлатқичә өтидиған тохтам. Улар Исраил оғуллири арисида мирас алмайду. 24  Исраил оғуллириниң онлуқлирини Мән ләвийләргә мирас сүпитидә бәргәнлигим үчүн, Мән хәлиқкә: “Улар Исраил оғуллири арисида мирас алмайду”,— дедим». 25  Йәһва Мусаға сөз қилди: 26  «Ләвийләргә мундақ уқтурғин: “Силәр Исраил оғуллиридин Мән силәргә несипкә бериватқан онлуқни алғанда, онлуқтин онинчи қисмини Йәһваға беғишлаңлар. 27  Бу қурбанлиқ силәргә буғдайни хамандин вә шарап билән майни искәнҗидин әкәлгән һәдийәләрдәк болиду. 28  Шундақ қилип, силәрму Йәһваға Исраил оғуллириниң онлуқлиридин онлуқларни берисиләр. Бу Йәһва Худаға тәәллуқ қурбанлиқлар Һарун башроһанийға берилиду. 29  Силәргә берилидиған пүткүл нәрсидин Йәһваға бериңлар вә әң яхши нәрсиләрни Униңға беғишлаңлар”. 30  Уларға йәнә ейтқин: “Силәр һәммә нәрсидин әң яхшини әкәлгәндә, бу ләвийләр үчүн хамандин вә искәнҗидин елинғандәк һесаплиниду. 31  Буларни силәр вә аилилириңлар һәрқандақ җайда йесәңлар болиду, чүнки булар муқәддәс чедирда атқурған ишлириңлар үчүн баһадур. 32  Шу чағда силәр гунаға патмайсиләр, чүнки Исраил оғуллириниң муқәддәсликлиридин әң яхшини беғишлисаңлар, қурбанлиқларни булғимайсиләр вә өлүп кәтмәйсиләр”».

Изаһәтләр