Санлар 19:1—22

19  Йәһва Муса билән Һарунға сөзләп, мундақ деди:  «Мана, Йәһва бәргән қанунниң тохтами: “Исраил оғуллириға дегин. Улар саңа нуқсансиз, камчилиғи йоқ, боюнтуруқ селинмиған қизилғуч рәңлик яш калини елип кәлсун.  Уни Елиазар роһанийға бериңлар, у уни қараргаһтин чиқирип, пакизә җайда боғузлатсун.  Елиазар роһаний бармиғи билән униң қенини елип, учришиш чедирини йәттә қетим сәпсун.  Калини болса, униң көз алдида көйдүрүвәтсун: терисини, гөшини, қенини вә пүткүл паскинчилиқлири билән көйдүрүвәтсүн.  Роһаний қариғай яғичиниң путиғини вә зуппа кокитини, қениқ қизил жипни елип, көйдүрүливатқан калиниң үстигә ташлисун.  Андин роһаний кийимлирини вә тенини су билән жуюп, қараргаһқа кирсун. У кәчқурунғичә напак болиду.  Шундақла калини көйдүргән кишиму кийимлирини вә өзини су билән жуйсун. Уму кәчқурунғичә напактур.  Шу чағда паклардин бирси яш калиниң күлини жиғип, қараргаһниң тешидики таза бир җайға қойсун. Бу күл тазилаш су үчүн Исраил җәмийитидә сақлақлиқ болуши лазим: бу гуна үчүн қурбанлиқтур. 10  Яш калиниң күлини жиққан кишиму кийимлирини жуйсун, у кәчқурунғичә напак санилиду. Мана мошу тохтам Исраил оғуллири вә уларниң арисида яшаватқан мусапирлар үчүн мәнгүлүк тохтамдур. 11  Өлгән адәмниң җәсидигә тәккән киши йәттә күн напак болиду. 12  У өзини тазилаш сүйи билән үчинчи вә йәттинчи күни жуюши керәк, шу вақитта у тазилиниду. Әгәр у өзини үчинчи вә йәттинчи күни тазилимиса, у напак болиду. 13  Өлүк тәнгә тәккән вә өзини паклимиған һәрқандақ киши Йәһваниң маканини булғиған болиду: ундақ киши Исраил җәмийитидин қирилиду. У тазилаш сүйи билән сепилмиғанлиғи үчүн напак, униң паскинчилиғи униңда қалди. 14  Мана, йәнә қанун: әгәр бир киши өз чедирида өлүп қалса, униң чедириға киргән вә униңда болған һәрким йәттә күн давамида напак болиду. 15  Һәрқандақ очуқ вә бағлинип йепилмиған қача напак. 16  Далада қилич билән өлтүрүлгән кишиниң җәсидигә яки өлгән адәмгә, яки адәм сүйигигә, яки қәбиргә тәккән һәрқандақ киши йәттә күн напак һесаплиниду. 17  Напак адәмни тазилаш үчүн көйдүрүлгән калиниң гуна қурбанлиғи күлини елип, униң үстигә булақ сүйини қачиға қуйсун. 18  Андин пак бирси зуппа кокитини елип, суға чилап, чедирни вә униңдики һәммисини һәм барлиқ қачиларға сәпсун. Шундақла бу рәсим-қаидини тазилаш үчүн адәм сүйигигә яки өлтүрүлгәнгә, яки өлгәнгә вә қәбиргә тәккәнгә өткүзүш лазим. 19  Пак киши напакни үчинчи вә йәттинчи күни су билән сепип, йәттинчи күни паклайду. Шу чағда тазилиниватқан киши кийимлирини вә тенини жуюп, кәчқурунға тазилиниду. 20  Әгәр бирси напак қелип, өзини тазилимиса, хәлиқ арисидин қирилиду: чүнки у Йәһваниң муқәддәс җайини булғиди. У тазилаш сүйи билән сепилмиди, у напактур. 21  Мошу қарар улар үчүн әбәдий тохтам болсун. Шундақла тазилаш сүйи билән сәпкүчиму кийимлирини жуйсун, бу киши кәчқурунғичә напак болиду. 22  Напак киши тәккән һәммә нәрсә напак болиду. Бу напакларға тәккән һәрқандақ җан кәчқурунғичә напак болиду”».

Изаһәтләр