Санлар 2:1—34
2 Йәһва Муса билән Һарунға сөзләп, мундақ деди:
2 «Исраил оғуллири қараргаһини өз бәлгүлири йенида тиксун. Улар үчқәбилилик бөлмиси билән жиғин чедири әтрапида турсун.
3 Шәриқ тәрәптә, күн чиқишта, Йәһуда қәбилисиниң үчқәбилилик бөлмиси болиду. Униң башчиси Аминадабниң оғли Наһшун.
4 Униң әскири ройхәткә киргән 74 600 адәмдин ибарәт.
5 Униң йенида Иссакар қәбилиси туриду вә униң башчиси Суарниң оғли Натаниял.
6 Униң әскири ройхәткә киргән 54 400 адәмдин ибарәт.
7 Андин Зәбулун қәбилиси болиду вә униң башчиси Һилонниң оғли Елиаб.
8 Униң әскири ройхәткә киргән 57 400 адәмдин ибарәт.
9 Йәһуданиң қараргаһидики ройхәткә елинғанларниң сани 186 400 адәм. Улар әскәрлири бойичә алдида меңиши лазим.
10 Рувим қәбилисиниң үчқәбилилик бөлмисиниң бәлгүси җәнуп тәрәптә болиду. Уларниң башчиси Шидиурниң оғли Елисур.
11 Униң әскири ройхәткә киргән 46 500 адәмдин ибарәт.
12 Униң йенида өз қәбилисини Шимон қойиду вә униң башчиси Суришаддайниң оғли Шилумиил.
13 Униң әскири ройхәткә киргән 59 300 адәмдин ибарәт.
14 Андин Гад қәбилиси вә униң башчиси Дигуилниң оғли Елиасаф.
15 Униң әскири ройхәткә киргән 45 650 адәмдин ибарәт.
16 Рувимниң қараргаһидики ройхәткә елинғанларниң сани 151 450 адәм. Улар әскәрлири бойичә иккинчи болуп меңиши лазим.
17 Жиғин чедири маңғанда, ләвийләрниң қараргаһи барлиқ қараргаһларниң оттурида болиду. Қандақ турған болса, шундақла меңиши керәк, һәрким өзиниң бәлгүлири йенида.
18 Әпраим қәбилиси әскәрлири билән ғәрип тәрәптә. Униң башчиси Амиудниң оғли Елишама.
19 Униң әскири ройхәткә киргән 40 500 адәмдин ибарәт.
20 Униң йенида Манассә қәбилиси вә униң башчиси Пидасурниң оғли Гамалиил.
21 Униң әскири ройхәткә киргән 32 200 адәмдин ибарәт.
22 Андин кейин Бениаминниң қәбилиси вә униң башчиси Гидионийниң оғли Абидан.
23 Униң әскири ройхәткә киргән 35 400 адәмдин ибарәт.
24 Әпраим қараргаһида ройхәттин өткәнләр 180 100 адәм. Улар әскәрлири бойичә үчинчи болуп меңиши лазим.
25 Дан қараргаһиниң бәлгүси шимал тәрәптә. Униң башчиси Амишаддайниң оғли Ахиезер.
26 Униң әскири ройхәткә киргән 62 700 адәмдин ибарәт.
27 Униң йенида Ашер қәбилиси болиду вә униң башчиси Охранниң оғли Пагиил.
28 Униң әскири ройхәткә киргән 41 500 адәмдин ибарәт.
29 Андин өз қәбилисини Нәпталим қойиду вә униң башчиси Енанниң оғли Ахир.
30 Униң әскири ройхәткә киргән 53 400 адәм.
31 Дан қараргаһида ройхәттин өткәнләр 157 600 адәмдин ибарәт. Улар әскәрлири бойичә бәлгүлири билән кәйнидә меңиши лазим».
32 Мана, ройхәткә елинған Исраил оғуллириниң һәммиси. Уларниң сани әскәрлири бойичә 603 550 адәм.
33 Ләвийләр болса, Исраил оғуллири арисида ройхәткә киргүзүлмиди. Сәвәви, буни Йәһва Мусаға буйриған еди.
34 Шундақ қилип, Исраил оғуллири, Йәһва Худа Муса пәйғәмбәргә әмир қилғандәк, барлиқ нәрсини қилди. Улар шундақларчә үчқәбилилик бөлмилири, аилилири билән, бәлгүлири бойичә һәм җайлишатти, һәм йолға чиқатти.