Санлар 21:1—35
21 Җәнупта яшаватқан Қанан падишаси Арад Исраил Апаримдин келиватқанлиғини аңлап, улар билән җәң қилип, бирмунчилирини әсиргә алди.
2 Шунда Исраил Йәһваға вәдә берип: «Әгәр бу хәлиқни қолумға бәрсәң, мән чоқум уларниң шәһәрлирини вәйран қиливетимән»,— деди.
3 Йәһва Исраилниң үнини аңлап, қананлиқларни униң қолиға бәрди. У уларни вә шәһәрлирини вәйран қилди. Шуңлашқа шу җайниң нами Хорма дәп аталди.
4 Ор теғидин улар йолға Қизил деңизни бойлап чиқти. Едум йерини айлинип өткән йолда хәлиқ осаллиқ көрсәтти.
5 Хәлиқ Худаға вә Мусаға қарши налә қилишти: «Силәр немишкә бизни Мисирдин чиқардиңлар? Биз мошу чөлдә өлүп кетишимиз үчүнму: чүнки бу йәрдә йә нан, йә су йоқ һәм мошу ярамсиз нан җенимизға патти?»
6 Йәһва хәлиқкә зәһәрлик иланларни әвәтти. Улар хәлиқни чеқип, Исраил оғуллиридин көпчилик һалак болди.
7 Хәлиқ Мусаға келип: «Биз Йәһва Худаға вә саңа қарши сөзләп, гуна қилдуқ. Йәһваға дуа қилғина: У биздин иланларни қоғлавәтсун»,— дәп ялвурди. Шуниң билән, Муса Йәһваға хәлиқ һәққидә дуа қилди.
8 Йәһва Мусаға: «Өзәңгә мистин иланни ясап, уни хада яғачқа қадиғин. Әгәр илан бирсини чеқивалса, мис иланға қариған киши аман қалиду»,— деди.
9 Муса мис иланни ясап, уни хадиға илди вә илан чеқивалған киши униңға қарап, аман қалатти.
10 Исраил оғуллири йолға чиқип, Оботта тохтиди.
11 Оботтин кетип, күн чиқиш тәрәптики Моабқа қарши чөлдики Ийә-Абаримда тохтиди.
12 У йәрдин чиқип, Зарәд вадисида тохтиди.
13 Андин кейин аморийлиқларниң чегарисидин чөлдә ақидиған Арнон еқиминиң у тәрипидә тохтиди. Арнон болса, моаблиқларни аморийлиқлардин бөлидиған еқимдур.
14 Шунлашқа Йәһваниң урушлири китавида мундақ ейтилған: «Суфадики Ваһаб вә Арнонниң еқимлири,
15 Моабниң чәклиридә ятқан Шебет-Ару җайида еқип чиқиду».
16 Бу йәрдин улар Берға маңди. Бу Йәһва Мусаға: «Хәлиқни жиққин һәм Мән уларға су беримән»,— дегән қудуқ.
17 Шу чағда Исраил ушбу нахшини ейтти: «Қудуқ толғин, униң тоғрилиқ нахша ейтиңлар.
18 Бәгләр қазған қудуқ, уни хәлиқниң даһилири қанун бәргүчи һасилар ярдимидә қазған».
Чөлдин улар Матанаға жүрди.
19 Матанадин Нагалиилға, Нагалиилдин Бамотқа,
20 Бамоттин Гайға, у Моаб йеридики чөлгә қарайдиған Пизгаһ теғиниң чоққисидур.
21 У йәрдин Исраил Аморий падишаси Сигонға әлчиләрни әвәтип:
22 «Йериң арқилиқ өтүшни рухсәт қилғин. Биз йолда меңип, етизлиқлириңға вә үзүмзарлиқлириңға кирмәймиз вә қудуқлириңдики сүйиңниму ичмәймиз. Биз чегарилириңни өткичә пәқәт Падиша йоли билән маңимиз»,— деди.
23 Лекин Сигон Исраилға өз чәклиридин өтүшкә рухсәт қилмиди. Сигон барлиқ хәлқини жиғип, Исраилға қарши чиқип, Яхазғичә берип, униң билән җәң қилди.
24 Исраил уни қилич билән йеңип, униң Арнондин Яббукқичә, Амон чегарисиғичә болған йерини егиликкә алди. Амон чегариси мустәһкәм еди.
25 Шундақ қилип, Исраил барлиқ мошу шәһәрләрни елип, уларда яшиди. Исраил аморий шәһәрләрдә, Хешбон вә униңға қарашлиқ шәһәрләрдә яшиди.
26 Сәвәви, Хешбон Аморий падишаси Сигонниң шәһири еди. У болса, бурунқи Моаб падишаси билән урушуп, униң Арнонғичә болған пүткүл йерини тартивалған еди.
27 Мана шуңлашқа һәзилләшкән шаирлар мундақ дәтти: «Хешбонға бериңлар вә Сигонниң шәһирини ясап мустәһкәмләңлар.
28 Чүнки Хешбондин от чиқти, Сигон шәһиридин ялқун чиқип, Моабниң Ар шәһирини вә Арнон егизликлирини егилигәнләрни көйдүрди.
29 Һалиңға вай, Моаб! Сән, Хамосниң хәлқи, һалак болдиң! У қалған оғул-қизлирини Аморий падишаси Сигонниң қуллуғиға беривәтти.
30 Биз уларни оқлар билән уҗуқтурдуқ, Дивонғичә Хешбонни һалак қилдуқ. Биз Медебаниң йенида турған Нопаһқичә чөлдәрәттуқ».
31 Шуниң билән Исраил Аморий зиминидә яшиди.
32 Муса Язирға пайлақчиларни әвәтип, уни вә униңға қарашлиқ шәһәрләрдики аморийларни қоғлаветип, уларни алди.
33 Андин бурулуп, Васанға маңди. Уларға қарши Васанниң падишаси Ог чиқти. У өзи һәм хәлқи Едрейниң қешида исраиллиқлар билән җәң қилди.
34 Шунда Йәһва Мусаға: «Униңдин қорқма, чүнки Мән уни вә барлиқ хәлқини һәм униң йерини қолуңға тапшуримән. Сән униң билән Хешбонда яшиған Аморий падишаси Сигон билән иш қилғандәк, иш қилисән»,— деди.
35 Шундақ қилип, улар уни һәм оғуллирини вә униң барлиқ хәлқини қирип, бирсиниму тирик қалдурмай, шу йәр-зиминни егиләвалди.