Санлар 22:1—41

22  Исраил оғуллири йолға чиқип, Йерихаға қарши, Йордан дәриясиниң у тәрипидики Моаб түзләңликлиридә тохтиди.  Зипурниң оғли Балак Исраил Аморийға қилғинини көрди.  Шуңа моаблиқлар бу хәлиқтин бәкму чөчәтти, чүнки у нурғун еди вә Моаб Исраил оғуллиридин қорқатти.  Моаблиқлар Мадиам ақсақаллириға мундақ деди: «Бу хәлиқ әнди әтрапимиздики һәммә нәрсини, буқа етизда чөпни йегәндәк, йәватиду». Зипурниң оғли Балак болса, шу вақитта моаблиқларниң падишаси еди.  Шуниң билән, у хәлқи арисида Питорда яшаватқан Беорниң оғли Балаамға әлчиләрни әвәтти. Уни чақириш үчүн мундақ дейишни буйриди: «Мана, хәлиқ Мисирдин чиқти, у йәр йүзини басти вә мениң қешимда яшаватиду.  Демәкчим, келип мошу хәлиқни қарғавәткин, чүнки у мениңдин күчлигирәк. Шу вақитта, бәлким, мән уни уҗуқтуруп, йеримдин қоғлап чиқимән. Мән билимәнки, сән кимни бәрикәтлисәң, у бәрикәтлиниду, кимни қарғисаң, у қарғинилиду».  Шунда моаблиқ ақсақаллар һәм мадиамлиқ ақсақаллар қоллириға һәдийәләрни елип, Балаамға келип, Балакниң сөзлирини йәткүзди.  Унда у уларға: «Мошу җайда қонуңлар һәм мән силәргә Йәһваниң маңа немә дегинини ейтип беримән»,— деди. Шундақ қилип, Моабниң ақсақаллири Балаамниң йенида қалди.  Йәһва Худа Балаамға келип: «Немә қилған адәмләр өйүңдә?»,— дәп сориди. 10  Балаам Йәһваға җававән: «Моабниң падишаси, Зипурниң оғли Балак уларни маңа мону сөзләрни йәткүзүшкә әвәтипту: 11  “Мана, хәлиқ Мисирдин чиқип, йәр йүзини бесип, йенимда яшимақта. Демәк, келип уни қарғап бәргин. Бәлким, шу вақитта мән униң билән җәң қилип, йеримдин қоғлап чиқимән”»,— деди. 12  Йәһва Балаамға: «Улар билән барма һәм бу хәлиқни қарғима, чүнки у бәрикәтләнгән»,— дәп ейтти. 13  Балаам әтигәнлиги туруп, Балакниң бәглиригә мундақ деди: «Йериңларға қайтиңлар, чүнки Йәһва мениң силәр билән беришимни халимайду һәм рухсәт қилмиди». 14  Шуниң билән, Моаб бәглири Балакқа келип, Балаамниң улар билән келишкә унимиғинини ейтти. 15  Балак улардинму мәшһур бәгләрни әвәтти. 16  Улар Балаамға келип, мундақ деди: «Саңа Зипурниң оғли Балак маңа келишни рәт қилма дәп, 17  мән саңа бүйүк һөрмәт көрситимән вә немила десәң, саңа шуни қилип беримән. Кәл, маңа бу хәлиқни қарғап бәр, дәйду». 18  Балаам буниңға җававән Балакниң қуллириға: «Гәрчә Балак маңа өзиниң алтун билән күмүчкә толған өйини беримән десиму, Пәрвәрдигарим Йәһваниң әмрини бузуп, чоң яки кичик нәрсини билгинимчә қилалмаймән. 19  Һалбуки, мошу йәрдә қонуңлар, мән болсам, Йәһваниң немә дейишини биләй»,— деди. 20  Йәһва Балаамға түндә келип, униңға: «Әгәр мошу кишиләр сени чақиришқа кәлгән болса, тур, улар билән барғин, амма Мән саңа дегинимнила қилғин»,— деди. 21  Балаам сәһәрдә туруп, ешигигә минип, моаблиқ бәгләр билән йолға атланди. 22  Шуниң билән Худаниң ғәзиви қайнап, униңға қаршилиқ көрситип Йәһваниң пәриштиси йолида турди. Балаам ешигидә маңған еди вә униң билән икки хизмәткари. 23  Униң ешиги йолда қолида қиличи бар Йәһваниң турған пәриштисини көрүп, йолдин бурулуп, етизға маңди. Балаам болса уни йолға қайтуруш үчүн, һасиси билән урушқа башлиди. 24  Йәһваниң пәриштиси икки тәрәптин дувал бар икки үзүмзарлиқниң оттурисида, тар йолда турди. 25  Ешәк Йәһваниң пәриштисини көрүп, тамға тирәлди вә Балаамниң путини қисивалди. У уни йәнә урушқа башлиди. 26  Йәһваниң пәриштиси яңливаштин тар җайға өтти. У йәрдин йә оңға, йә соңға бурулушқа мүмкин әмәс еди. 27  Ешәк Йәһва пәриштисини байқап, Балаамниң астида жиқилди. Шунда Балаамниң ғәзиви қайнап, у ешигини һаса тайиғи билән раса урди. 28  Йәһва ешәкниң еғизини ечип, у Балаамға: «Немә үчүн сән мени мана үчинчи қетим уруватисән?»,— деди. 29  Балаам җававән: «Чүнки сән мени мазақлаватисән. Әгәр мениң қолумда қилич болған болса, һазирла сени өлтүриветәттим»,— деди. 30  Ешәк болса Балаамға: «Баштин та бүгүнки күнгичә меңип жүргән ешигиң әмәсму мән? Сениң билән мошундақ иш қилидиған адитим бармеди?»,— дәп җавап бәрди. У болса: «Яқ»,— деди. 31  Шу чағда Йәһва Балаамниң көзини ачти вә у йолда қолида қиличи бар Худаниң пәриштисини көрди. Шуан у жиқилип, тазим қилди. 32  Йәһваниң пәриштиси униңға: «Немә үчүн сән мана үч қетим ешигиңни уруватисән? Сениң йолуң алдимда дурус болмиғанлиқтин, мән алдиңға қарши чиқтим. 33  Ешигиң мени көрүп, мана үч рәт бурулди. Әгәр у мениңдин йолини буримиған болса, мән сени өлтүрүп, уни тирик қояттим»,— деди. 34  Шунда Балаам Йәһва пәриштисигә: «Мән гуна өткүзүптимән, чүнки сениң йолда маңа қарши турғиниңни билмәптимән. Бу саңа йеқимсиз нәрсә болса, мән қайтип кетәй»,— дәп җавап бәрди. 35  Йәһваниң пәриштиси Балаамға: «Бу кишиләр билән барғин, лекин пәқәт мән саңа дегәнләрни уларға ейтисән!»,— дәп буйриди. Шуниң билән Балаам Балакниң бәглири билән кәтти. 36  Балак Балаамниң келиватқинини аңлап, униң алдиға қарши еливелишқа әң чәттики Арнон чегарисидики Моаб шәһиригә кәлди. 37  Балак Балаамға: «Сениң алдиңға адәмләрни әвәтмидимму? Немишкә сән маңа кәлмидиң? Мән саңа зор иззәт-һөрмәт көрситәлмәйду, дәп ойлидиңму?»,— деди. 38  Балаам җававән: «Мана, мән йениңға кәлдим, бирақ бир нәрсини ейталаймәнму? Йәһва еғизимға немә салса, шунила ейтимән»,— деди. 39  Шуниң билән, Балаам Балак билән Кириат-Хусотқа кәлди. 40  Балак буқа вә қойларни союп, Балаамға һәм униң йенидики бәгләргә әвәтти. 41  Әтиси Балак Балаамни елип, уни Баалниң егизликлиригә ачиқти. Шу йәрдин у Исраил хәлқиниң бир қисмини көрди.

Изаһәтләр