Санлар 23:1—30

23  Балаам Балакқа: «Бу йәрдә маңа йәттә қурбангаһ ясап бәргин вә йәттә буқини һәм йәттә қойни әкәлгин»,— деди.  Балак Балаам ейтқандәк қилди вә Балак билән Балаам буқилардин һәм қойлардин қурбанлиқларни әкәлди.  Балаам Балакқа шуниңдин кейин мундақ деди: «Сән көйдүрминиң йенида туруп турғин, мән болсам барай, бәлким, Йәһва алдимға чиқип қалар вә У маңа немә саңа дейишимни көрситәр». Шуниң билән Балаам дөңгә көтирилди.  Йәһва Худа Балаам билән учрашти, Униңға у: «Мән йәттә қурбангаһни ясидим вә уларда буқилар билән қойларни қурбан қилдим»,— деди.  Шуниң билән, Йәһва Балаамниң еғизиға сөз селип, Балакқа немә ейтишини җекилиди.  У Балакқа қайтти, қариса, у моаблиқ бәгләр билән көйдурминиң қешида турупту.  Балаам тәмсил кәлтүрүп, мундақ деди: «Мени Месопотамиядин, шәрқий тағлардин, Моабниң падишаси Балак әкәлди. У маңа: “Келип, маңа Яқупқа ләнәт оқуп бәргин, Исраилға явузлуқ әвәткин!”,— деди.  Қандақ қилип мән уни қарғаймән? Йәһва уни қарғимайду, қандақларчә яманлиқ ейтимән? Йәһва уни яманлимайду.  Ғар ташниң үстидин уни көрүватимән, дөңләрдин униңға қараватимән: мана, хәлиқ айрим яшайду вә хәлиқләрниң арисида һесапланмайду. 10  Ким Яқупниң қумини саналайду вә Исраил көпчилигиниң төртинчи қисмини һесаплалайду? Мениң җеним һәққанийлар өлүми билән өлсун вә мениң ахирим шулардәк болсун!» 11  Шунда Балак Балаамға: «Сән мениң билән немә қиливатисән? Мән сени дүшмәнлиримгә ләнәт оқушқа чақирғандим, сән болсаң, мана, уларни бәрикәтләватисәнғу?»,— дәп наразилиқ билдүрди. 12  Балаам униңға җававән: «Йәһва Тәңри еғизимға селиватқан сөзләрни ейтишим керәк әмәсму?»,— деди. 13  Шу чағда Балак униңға: «Кәл, мениң билән башқа җайға өтәйли, у йәрдин сән пәқәт униң бир қисминила көрисән, барлиғини көрмәйсән. Шу җайдин уни қарғап бәр»,—деди. 14  У уни Сопим түзләңлигидики Пизгаһ теғиниң чоққисиға ачиқип, шу йәрдә йәттә қурбангаһ ясап, уларда буқилар билән қойларни қурбанлиқ қилди. 15  Шуңа Балаам Балакқа: «Сән мошу көйдүрминиң қешида туруп турғин, мән Йәһва алдиға барай»,— деди. 16  Йәһва Балаам билән учришип, сөзини униң еғизиға селип, немә дейишини ейтти. 17  У Балакқа қайтип, униң вә Моаб бәглириниң көйдүрмә қешида турғанлиғини көрди. Шунда Балак униңдин: «Йәһва немә деди?»,— дәп сориди. 18  У йәнә тәмсил ейтип, мундақ деди: «Балак, туруп тиңшиғин вә маңа, Зипурниң оғли, қулақ салғин! 19  Худа алдашқа адәм әмәс вә ойлирини өзгәртишкә инсан балиси әмәс! Наһәтки ейтқан сөзлирини У орунлимайду вә дегәнлирини әмәлгә ашурмайду? 20  У бәрикәтлигәнни мәнму бәрикәтләймән вә буни рәт қилалмаймән. 21  У Яқупта әйипни тапмиди вә Исраилда қанунсизлиқни көрмиди. Йәһва Худа униң билән вә Падиша карнийи униңда. 22  Йәһва уларни Мисирдин ачиқмақта вә явайи буқиниң иштиклиги уларда. 23  Яқупқа қарши сехирлиқ күч йоқ вә Исраилға қарши җодилиқ йоқтур. Өз вақтида Яқуп билән Исраил тоғрилиқ: «Бу Йәһва қилған нәрсә!»,— дәйду. 24  Мана, хәлиқ ширдәк туруп, ширдәк көтирилиду. Олҗисини йәп болмиғичә вә өлтүрүлгәнләрниң қенини ичип болмиғичә ятмайду!» 25  Шунда Балак Балаамға: «Сән уни мәйли қарғима, амма уни бәрикәтлимә»,— дәп илтимас қилди. 26  Балаам җававән Балакқа: «Мән саңа әскәртмидимму, Йәһва маңа ейтқан нәрсинила қилимән дәп»,— деди. 27  Балак Балаамға шу чағда: «Җүргинә, мән сени йәнә бир җайға апирай. Бәлким, шу җайдин Исраилни ләнәткә учритиш Йәһваниң көзидә дурус иш болар һәм сән маңа уни қарғап берисән»,— деди. 28  Шуниң билән, Балак Балаамни Есимон көрүнидиған Пигор теғиниң бешиға ачиқти. 29  Шунда Балаам униңға: «Мошу йәрдә маңа йәттә қурбангаһни ясап, йәттә яш буқа билән йәттә қойни елип кәлгин»,— деди. 30  Шуниң билән, Балак, Балаам ейтқандәк, һәммә нәрсини қилди вә буқилар һәм қойларни қурбангаһларда көйдүрди.

Изаһәтләр