Санлар 25:1—18

25  Исраил Ситимда яшиди вә хәлиқ Моабниң қизлири билән паһишилиқ қилишқа башлиди.  Улар хәлиқни өз илаһлириға қилинған қурбанлиқларға тәклип қилатти вә хәлиқ уларниң қурбанлиқлирини йәп, уларниң бутлириға сәҗдә қилишти.  Шундақ қилип, Исраил Баал-Пигорға чаплашти. Шуниң билән Йәһваниң ғәзиви Исраилға өртәнди.  Йәһва Мусаға сөз қилип:«Хәлиқниң барлиқ башлиқлирини елип, Йәһва үчүн күн алдида дарға есивәткин. Шу вақитта Йәһваниң ғәзиви Исраилдин қайтиду»,— деди.  Муса Исраил сотчилириға: «Һәрқайсиңлар Баал-Пигорға чаплашқан қол астиңлардики кишиләрни өлтүрүңлар!»,— дәп буйриди.  Дәл мошу вақитта Исраил оғуллиридин бирси өз бурадәрлириниң қешиға, улар жиғин чедири киришидә жиғлаватқанда, Муса вә Исраил җәмийити оғуллири алдида мадиамлиқ бир аялни әкәлди.  Пинеһас, Һарунниң нәвриси, Елиазарниң оғли, буни көрүп, җәмийәт арисидин турдидә, қолиға нәйзини алди.  У шу исраиллиқниң кәйнидин чедириға кирип, иккилисини, шу кишини вә аялниң қарниға нәйзә санчип, өлтүрди. Шуниң билән Исраил оғуллириниң қирилиши тохтиди.  Қирилиштин өлгәнләрниң сани 24 000 киши болди. 10  Шу чағда Йәһва Мусаға: 11  «Һарунниң нәвриси, Елиазарниң оғли Пинеһас Мениң қәһримни Исраил оғуллиридин қайтурди. У уларниң арисидин Маңа болған қизғинлиғини қөрсәтти, шуңлашқа Мән Өз қизғинлиғимда Исраил оғуллирини қиривәтмидим. 12  Шуңа ейтқин, Мән униңға течлиқ келишимимни беримән. 13  Бу келишим бойичә униңға һәм униң әвладиға роһанийлиқ мәңгү берилиду. Сәвәви, у өз Худайи үчүн вапалиқ көрситип, Исраил оғуллириниң гунасини жуйди»,— деди. 14  Уҗуқтурулған исраиллиқниң исми Зимри еди. У Шимон қәбилисиниң башчиси Салуниң оғли болған еди. 15  Өлтүрүлгән мадиамлиқ аялниң исми Хазва болған. У Мадиам хәлқиниң бир қәбилә башчиси Сурниң қизи болған еди. 16  Йәһва Мусаға сөзләп, мундақ деди: 17  «Мадиамлиқларниң дүшмини болуңлар вә уларни йоқитиңлар, 18  чүнки улар силәр билән дүшмәнләрчә иш қилди. Улар Пигор бути арқилиқ вә өз қериндиши, Мадиам башчисиниң қизи Хазва арқилиқ һейлә-микир ишлитип, силәрни гунаға паттурди һәм һалак қилди».

Изаһәтләр