Санлар 26:1—65

26  Мәзкүр апәттин кейин Йәһва Пәрвәрдигар Муса вә Һарунниң оғли Елиазар роһанийға:  «Пүткүл җәмийәтниң барлиқ оғуллирини уларниң қәбилилири бойичә, Исраилда җәңгә чиқидиған барлиқ әрләрни, 20 яштин башлап санап чиқиңлар»,— деди.  Шуниң билән Муса һәм Елиазар роһаний уларға Моаб түзләңлиридә, Йорданниң бойида, Йерихаға қарши тәрәптә:  «Йәһва Худа Мусаға вә Мисирдин чиққан Исраил оғуллириға буйриғандәк, 20 яштин жуқури әрләрни һесаплап чиқиңлар»,— дәп буйриди. Мана, Мисирдин чиққан Исраил оғуллири.  Исраилниң тунҗиси Рувим. Униң оғуллири: Һанух вә униң әвлатлири, Палу вә униң әвлатлири,  Есром вә униң әвлатлири, Харми вә униң әвлатлири.  Мана, мошулар Рувимниң қәбилиси, ройхәткә улардин 43 730 киши кирди.  Палуниң оғуллири: Елиаб.  Елиабниң оғуллири: Нимуил, Датан вә Абирам. Бу шу Датан билән Абирам еди, улар Муса билән Һарунға Кораһниң тәрәпдарлири билән биргә қарши чиқип, Йәһваға бойсунмиғанлар. 10  Йәр еғизини ечип, уларни Кораһ билән жутувәткән. Улар билән тәрәпдарлириму өрт 250 адәмни көйдүрүвәткәндә өлгән еди. Шу сәвәптин улар мисал болуп қалди. 11  Амма Кораһниң оғуллири аман қалди. 12  Мана, Шимон оғуллири аилилири бойичә: Нимуилдин униң әвлатлири, Яминдин униң әвлатлири вә Яхиндин униң әвлатлири, 13  Зарадин униң әвлатлири, Саулдин униң әвлатлири. 14  Мана, Шимонниң ройхәткә киргән әвлатлири. Уларниң сани 22 200 киши. 15  Гадниң оғуллири аилилири бойичә: Зипиондин униң әвлатлири, Хагийдин униң әвлатлири, Шунийдин униң әвлатлири, 16  Ознийдин униң әвлатлири, Ерийдин униң әвлатлири, 17  Ародтин униң әвлатлири, Арелийдин униң әвлатлири. 18  Мана, мошу Гад қәбилиси. Ройхәткә улардин 40 500 киши кирди. 19  Йәһуда оғуллири: Ир вә Онан, Шела, Парес вә Зара, лекин Ир билән Онан Қанан йеридә өлүп кәтти. 20  Йәһуданиң оғуллири аилилири бойичә: Шеладин униң әвлатлири, Парестин униң әвлатлири вә Зарадин униң әвлатлири. 21  Паресниң оғуллири: Есромдин униң әвлатлири вә Хамулдин униң әвлатлири. 22  Мана, Йәһуданиң қәбилиси, улардин ройхәткә киргәнләр 76 500 адәм. 23  Иссакарниң оғуллири аилилири бойичә: Толадин униң әвлатлири вә Пувадин униң әвлатлири, 24  Яшувдин униң әвлатлири, Шимрондин униң әвлатлири. 25  Мана, Иссакарнин қәбилиси, улардин ройхәткә 64 300 адәм кирди. 26  Зәбулун оғуллири аилилири бойичә: Середтин униң әвлатлири, Елондин униң әвлатлири, Яхлеилдин униң әвлатлири. 27  Мана, Зәбулун қәбилиси, улардин ройхәткә 60 500 киши кирди. 28  Йүсүпниң оғуллири аилилири бойичә: Манассә вә Әпраим. 29  Манассәниң оғуллири : Махирдин униң әвлатлири, униңдин Гилиад туғулди, Гилиадтин униң әвлатлири. 30  Мана, Гилиадниң оғуллири: Язардин униң әвлади, Халектин униң әвлади, 31  Асриилдин униң әвлади, Шехемдин униң әвлади. 32  Шемидадин униң әвлади, Хепердин униң әвлади. 33  Хеперниң оғли Салпадниң оғуллири болмай, пәқәт қизлири болған. Салпадниң қизлириниң исимлири: Махла, Ноа, Хогла, Милка вә Тирса. 34  Мана, Манассәниң қәбилиси, улардин ройхәткә 52 700 адәм кирди. 35  Әпраим оғуллири аилилири бойичә: Шутеладин униң әвлади, Бехердин униң әвлади, Тахандин униң әвлади. 36  Мана, Шутеланиң оғуллири: Арандин униң әвлади. 37  Әпраим оғуллириниң қәбилисидин ройхәткә 32 500 киши кирди. Мана, Йүсүп оғуллириниң қәбилилири. 38  Бениаминниң оғуллири аилилири бойичә: Беладин униң әвлади, Ашбелдин униң әвлади вә Ахирамдин униң әвлади, 39  Шепупамдин униң әвлади, Хупамдин униң әвлади. 40  Беланиң оғуллири Ард вә Нааман, Ардтин униң әвлади вә Наамандин униң әвлади. 41  Мана, Бениамин қәбилиси аилилири бойичә, улардин ройхәткә 45 600 киши тиркәлди. 42  Мана, Дан оғуллири аилилири бойичә: Шухам вә униң әвлади. Булар Дан қәбилисиниң әвлатлири. 43  Шухамниң барлиқ әвлади болуп, ройхәткә 64 400 киши тиркәлди. 44  Ашер оғуллириниң аилилири: Имнадин униң әвлади, Ишвадин униң әвлади вә Бериядин униң әвлади. 45  Берия оғуллиридин: Хевердин униң әвлади вә Малхиилдин униң әвлади чиқти. 46  Ашерниң кизиниң исми Сәраһ еди. 47  Мана, Ашер оғуллириниң қәбилиси. Улардин ройхәткә 53 400 киши кирди. 48  Нәпталимниң оғуллири аилилири бойичә: Яхзаил вә униң әвлади, Гуния вә униң әвлади, 49  Есердин униң әвлади, Шилемдин униң әвлади. 50  Мана, булар Нәпталимниң қәбилисидики аилиләр. Улардин ройхәттә 45 400 киши тиркәлди. 51  Мана, Исраил оғуллириниң ройхәттин өткән сани 601 730 кишидур. 52  Йәһва Мусаға сөзләп: 53  «Буларға исимлириниң саниға қарап, йәрни бөлүп бериш керәк. 54  Ким көпирәк болса, уларға йоғанарақ йәр қисмини бәргин. Ким азирақ болса, уларға кичигирәк йәрни бәргин: һәрқайсиға ройхәткә тиркәлгән сани бойичә йәр қисмини бериш лазим. 55  Чәк ташлап, йәрни атилириниң исимлири бойичә бөлүп бериш һаҗәттур. 56  Чәк бойичә уларға, һәм көпсанлиқлириға, һәм азсанлиқлириға зиминни бөлүш керәк»,— деди. 57  Монулар Ләвий қәбилисидин аилилири бойичә ройхәткә елинғанлар: Гирсон вә униң әвлади, Каав вә униң әвлади, Мерари вә униң әвлади. 58  Мана, Ләвийниң аилилири: Либни аилиси, Хиброн аилиси, Муши аилиси, Кораһ аилиси. Каавтин Амрам туғулди. 59  Амрамниң аялиниң исми Йохават еди. У Ләвийниң аяли Мисирда туққан қизи, у болса, Амрамға Һарун, Муса вә уларниң қериндиши Мариамни туғуп бәрди. 60  Һарунниң Надаб, Абиһуд, Елиазар вә Итамар дегән оғуллири туғулди. 61  Лекин Надаб билән Абиһуд Йәһва алдиға Синай чөлидә ят отни әкәлгини үчүн өлүп кәтти. 62  Ләвий қәбилисидин барлиқ әрләр бир айдин башлап вә жуқури тизимға 23 000 киши кирди. Улар Исраил оғуллириниң ройхетиға елинмиди, чүнки уларға уларниң арисида йәр берилмиди. 63  Мана, мошу Муса билән Елиазар роһаний Моаб түзләңликлиридә өткүзгән Исраил оғуллириниң ройхети. Бу вақитта улар Йордан дәриясиниң қешида, Йериха шәһиригә қарши тәрәптә турған еди. 64  Уларниң арисида Муса пәйғәмбәр билән Һарун башроһаний Синай чөлидә өткүзгән ройхәткә киргән бирму адәм болмиди. 65  Сәвәви, Йәһва Худа ейтқинидәк, улар чөлдә өлди. Уларниң арисидин Йәфонияниң оғли Халебтин вә Нунниң оғли Йәшуадин башқа һечким қалмиди.

Изаһәтләр