Санлар 27:1—23
27 Салпадниң кизлири кәлди, уларниң исимлири Махла, Ноа, Хогла, Милка вә Тирса еди. Улар Йүсүпниң оғли Манассәниң, униң оғли Махирниң, униң оғли Гилиадниң, униң оғли Хеперниң, униң оғли Салпадниң қизлири болған.
2 Улар Муса билән Елиазар роһанийниң, шундақла башчиларниң вә барлиқ җәмийәтниң алдида муқәддәс чедирниң киришигә келип, мундақ деди:
3 «Бизниң атимиз чөлдә өлди вә у Кораһ тәрәпдарлири билән Йәһваға қарши чиққанларниң арисида болмиған еди. У өз гунаси үчүн өлди, лекин униң оғуллири йоқ еди.
4 Немә үчүн дадимизниң исми қәбилисидин йоқилиду, оғли йоқ үчүнму? Бизгә атимизниң қериндашлири арисидин йәр беришиңларни өтүнимиз».
5 Шуңа Муса уларниң мәсилисини Йәһваға йәткүзди.
6 Йәһва Мусаға җававән:
7 «Тоғра дәйду Салпадниң қизлири. Уларға дадисиниң ака-инилири арисида атисиниң йерини бөлүп бәргин.
8 Шундақла Исраил оғуллириға җекилигин: „Әгәр бирси оғул тапмай өлүп кәтсә, униң йерини қизиға бериңлар.
9 Әгәр униң қизиму болмиса, униң йерини ака-инилириға тапшуруңлар.
10 Әгәр униң ака-инилириму болмиса, йерини атисиниң ака-инилириға бериңлар.
11 Әгәр ундақларму болмиса, у чағда йерини қәбилисидики йеқин туққиниға бериңлар, чүнки у йәрни мирасқа елиши лазим. Йәһва Мусаға әмир қилғандәк, бу Исраил оғуллири үчүн қанун болсун”»,— деди.
12 Йәһва Мусаға сөзини давамлаштуруп: «Мону Абарим теғиниң чоққисиға чиқип, Мән Исраил оғуллириға варислиққа бериватқан Қанан йерини қарап чиққин.
13 Қарап болғандин кейин өз хәлқиңгә, Һарун акаң Ор теғида қошулғандәк, қошулғин.
14 Чүнки силәр Зин чөлидә, җәмийәт урушқан вақитта, уларниң алдида Мениң муқәддәслигимни намайиш қилишниң орниға, Маңа беқинмидиңлар. Бу сулар Зин баявандики Кадеш йенидики Мәриба сулиридур»,— деди.
15 Муса Йәһваға сөзләп, илтимас қилди:
16 «Йәһва, һәрқандақ җан роһиниң Егиси, мәзкүр җәмийәтниң үстидин шундақ адәмни қойсики,
17 у киши уларниң алдида кирип-чиқип, уларни ачиқип һәм әкирип жүрсикән, чүнки Йәһваниң җәмийити падичисиз қалған қойларға охшимисикән».
18 Шуңа Йәһва Мусаға: «Нунниң оғли Йәшуани алғин. У муқәддәс роһи бар адәм, униңға қолуңни қойғин.
19 Уни Елиазар башроһанийниң алдида турғузуп, пүткүл җәмийәт көзичә нәсиһәт бәргин.
20 Уни һакимийитиңниң иштракчиси қилғин, шунда уни барлиқ Исраил җәмийити тиңшайду.
21 Елиазар роһанийниң алдида турсун, у униң һәққидә Йәһвадин урим арқилиқ сорайду. Униң сөзи бойичә Исраил оғуллири чиқип вә униң сөзи бойичә кирип, пүткүл җәмийәт уни тиңшиши шәрт»,— деди.
22 Муса Йәһва Худа униңға әмир қилғинидәк, һәммә нәрсини қилди вә Йәшуани Елиазар башроһанийниң һәм барлиқ җәмийәтниң алдиға қойди.
23 Шундақла униңға қоллирини қоюп, Йәһва Рәб униңға буйриғандәк, нәсиһәтни қилди.