Санлар 28:1—31
28 Йәһва Мусаға сөз қилип, мундақ деди:
2 «Исраил оғуллириға мундақ пәрман бәргин: “Маңа һәдийәгә нан әкелишкә, Мениң хушпурақлиқ қурбанлиғимни өз вақтида әкелишкә диққәт қилиңлар”.
3 Уларға монуни җекилигин: “Мана, силәр Йәһваға әкелидиған қурбанлиқ: икки бир яшлиқ, нуқсансиз қозиларни һәр күни тохтатмайдиған көйдүрмигә.
4 Бирсини әтигәнлиги, йәнә бирсини кәчқурунлиғи әкелисиләр.
5 Нан һәдийәсигә болса, сиқилған таза зәйтун мейи қуюлған вә шарап гининиң төртинчи қисми билән буғдай униниң онинчи қисмини әкелисән.
6 Бу Синай теғида Йәһваға хушпурақлиқ қурбанлиқтәк берилгән әбәдий тохтам.
7 Шундақла униңға қошуп, муқәддәс җайда бир қозиға Йәһва үчүн шарап гинисиниң төртинчи қисмини төккин.
8 Иккинчи қозини болса, әтигәнлиги әкәлгәндәк, нан һәдийәси вә төкүлмә қурбанлиғи билән Йәһваға хушпураққа кәчқурунлиғи әкелисән.
9 Шәнбидә икки йешиға йәткән қозиларни, нуқсансиз болуши лазим, вә уларда нан һәдийәсигә буғдай униниң икки онинчи қисимлирини әкелисән. Улар зәйтун мейи қуюлған, йәнә шарап уларға қошумчә болуши лазим.
10 Мәзкүр көйдурмә һәр шәнбидә тохталмай әкелидиған көйдүрмиләр вә төкүлмиләрдин башқа берилиду.
11 Һәр айниң бешида Йәһваға мундақ көйдүрмиләрни тәғдим қилисиләр: қара малдин икки буқини, бир қойни, йәттә йешиға йәткән қозиларни, улар барлиғи нуқсансиз болуши шәрт.
12 Һәрбир буқа үчүн зәйтун мейи куюлған буғдай уни ефасиниң ондин үч бөлүгини берисиләр. Қойға қошуп, май куюлған нан һәдийәгә буғдай уни ефасиниң ондин икки қисмини әкелисиләр.
13 Һәр бир қозиға қошумчә нан һәдийәсигә буғдай уни ефасиниң май куюлған онинчи қисмини берисиләр. Бу Йәһваға йеқимлиқ хушпурақ көйдурмиләрдур.
14 Уларда һәр буқиға йерим гин шарап, қойға гинниң үчинчи қисми, һәрбир қозиға гинниң төртинчи қисми болуши керәк. Мана бу һәрбир айниң бешида, жилниң барлиқ айлирида берилидиған көйдурмиләрдур.
15 Өшкиләр падисидин бир яш текини гуна үчүн қурбанлиққа төкулмә шарап билән, тохтатмай әкелидиған көйдүрмиләрдин башқа бериш керәк.
16 Биринчи айда, униң 14-күни — Йәһваниң Қутқузулуш мәйрими.
17 Бу айниң 15-күни — мәйрәм, йәттә күн петир нанларни йейиш лазим.
18 Биринчи күни силәрдә муқәддәс жиғин өткүзүлсун, һечқандақ ишни қилмаңлар.
19 Шу чағда Йәһваға көйдүрмә қурбанлиғини әкелиңлар: қара малдин икки буқини, йәнә бир қойни вә йәттә йешиға йәткән қозиларни. Улар нуқсансиз болушқа тегиш.
20 Уларға қошумчә буғдай унидин нан һәдийәси болсун: бир буқиға зәйтун мейи қуюлған ефаниң ондин үч бөлүги, қойға ефаниң ондин икки бөлүги.
21 Йәттә қозиниң һәрбирсигә ефаниң онинчи бөлүгини бәргин.
22 Өшкиләр падисидин бир яш текини гуна үчүн, силәрниң тазилинишиңлар үчүн, бериңлар.
23 Һәркүнлүк әтигәнлик көйдүрмидин башқа буларни әкелиңлар.
24 Мошуларни йәттә күнниң һәрқайсида таамдәк, Йәһваға йеқимлиқ хушпурақтәк, әкелиңлар. Уларни тохтимайдиған көйдүрмә вә төкүлмә билән биллә берисиләр.
25 Йәттинчи күниму силәрдә муқәддәс жиғин болиду, у күни һечбир иш қилмайсиләр.
26 Шуниңдәкла дәсләпки мевиләр күнидә, Йәһваға һәптиләр мәйримидә нан һәдийәсини әкәлгәндә, силәрдә муқәддәс жиғин өткүзүлиду. У күни һечбир иш қилмаңлар.
27 Йәһваға йеқимлиқ хушпурақтәк қара малдин икки буқини, андин бир қойни, йешиға йәткән йәттә қозини әкелиңлар.
28 Уларға қошумчә буғдай унидин нан һәдийәси болсун: бир буқиға зәйтун мейи қуюлған ефаниң ондин үч қисми, қойға ефаниң ондин икки қисми.
29 Йәттә қозиниң һәрбирсигә ефаниң онинчи қисмини бәргин.
30 Өшкиләр падисидин бир яш текини гуна үчүн, силәрниң тазилинишиңлар үчүн, бериңлар.
31 Буларни тохтитишқа болмайдиған көйдүрмиләр вә нан һәдийәси һәм ичимлик қурбанлиқлардин башқа әкелисиләр. Җаниварлардин һәрбирси нуқсансиз болсун.