Санлар 29:1—40
29 Йәттинчи айниң биринчи күнидә силәрдә муқәддәс жиғин өткүзүлсун. Һечқандақ ишни қилмаңлар. Бу күни силәр үчүн карнәй авазиниң күни болсун.
2 Йәһваға йеқимлиқ хушпурақтәк қара малдин бир буқини, бир қойни, йешиға йәткән йәттә қозини әкелиңлар, улар нуқсансиз болуши керәк.
3 Уларға қошумчә буғдай унидин нан һәдийәси болсун: бир буқиға зәйтун мейи қуюлған ефаниң ондин үч қисми, қойға ефаниң ондин икки қисми.
4 Йәттә қозиниң һәрбирсигә ефаниң онинчи қисмини бәргин.
5 Өшкиләр падисидин бир яш текини гуна үчүн, тазилинишиңлар үчүн, бериңлар.
6 Һәр айниң бешида әкелидиған көйдүрмә вә нан һәдийәси һәм ичимликкә вә шу вақитта қошумчә берилидиған тохталмас көйдүрмигә, нан һәдийәсигә вә төкүлмигә қетип, мошуларни бериңлар. Буниң һәммиси Йәһваға қурбанлиққа, йеқимлиқ хушпурақлиққа тохтам бойичә тәғдим қилиниду.
7 Ушбу йәттинчи айниң 10-күни силәрдә муқәддәс жиғин болиду. Шу чағда җанлириңларни мөмүн қилиңлар, гуналириңлар үчүн өкүнүңлар. Һечбир иш-оқәт қилмаңлар.
8 Йәһваға йеқимлиқ хушпурақтәк қара малдин бир буқини, бир қойни, йешиға йәткән йәттә қозини әкелиңлар, улар нуқсансиз болуши керәк.
9 Уларға қошумчә буғдай унидин нан һәдийәси болсун: бир буқиға зәйтун мейи қуюлған ефаниң ондин үч қисми, қойға ефаниң ондин икки қисми.
10 Йәттә қозиниң һәрбирсигә ефаниң онинчи бөлүгини бәргин.
11 Өшкиләр падисидин бир яш текини гуна үчүн, силәрниң тазилинишиңлар үчүн, бериңлар. Шу вақитта қошумчә берилидиған тохталмас көйдүрмигә, нан һәдийәсигә вә төкүлмигә қетип, мошуларни бериңлар.
12 Йәттинчи айниң 15-күни силәрдә муқәддәс жиғин өтсун. Һечқандақ иш қилмаңлар вә Йәһваниң мәйримини йәттә күн мәйрәмләңлар.
13 Йәһваға йеқимлиқ хушпурақтәк қара малдин 13 буқини, 2 қойни, 14 бир яшлиқ қозиларни әкелиңлар, улар нуқсансиз болуши керәк.
14 Уларға қошумчә буғдай унидин нан һәдийәси болсун: 13 буқиниң һәрбирси үчүн зәйтун мейи қуюлған ефаниң ондин үч қисми, 2 қойниң һәрбирсигә ефаниң ондин икки қисми.
15 Һә, 14 қозиниң һәрбирсигә ефаниң онинчи қисмини бәргин.
16 Өшкиләр падисидин бир яш текини гуна үчүн бериңлар, қошумчә берилидиған тохталмас көйдүрмигә, нан һәдийәсигә вә төкүлмигә қетип, буни әкелиңлар.
17 Мәйрәмниң иккинчи күни қара малдин 12 буқини, 2 қойни, 14 бир яшлиқ қозиларни әкелиңлар, улар нуқсансиз болуши керәк.
18 Уларға қошумчә буғдай унидин буқиларниң, қойларниң вә қозиларниң сани бойичә нан вә ичимлик һәдийәси тохтамға мувапиқ болсун.
19 Өшкиләр падисидин бир яш текини гуна үчүн бериңлар, қошумчә берилидиған тохталмас көйдүрмигә, нан һәдийәсигә вә төкүлмигә қетип, буни әкелиңлар.
20 Мәйрәмниң үчинчи күни қара малдин 11 буқини, 2 қойни, 14 бир яшлиқ қозиларни әкелиңлар, улар нуқсансиз болуши керәк.
21 Уларға қошумчә буқиларниң, қойларниң вә қозиларниң сани бойичә буғдай унидин нан вә ичимлик һәдийәси тохтамға мувапиқ болсун.
22 Өшкиләр падисидин бир яш текини гуна үчүн бериңлар, қошумчә берилидиған тохталмас көйдүрмигә, нан һәдийәсигә вә төкүлмигә қетип, буни әкелиңлар.
23 Мәйрәмниң төртинчи күни қара малдин 10 буқини, 2 қойни, 14 бир яшлиқ қозиларни әкелиңлар, улар нуқсансиз болуши керәк.
24 Уларға қошумчә буқиларниң, қойларниң вә қозиларниң сани бойичә буғдай унидин нан вә ичимлик һәдийәси тохтамға мувапиқ болсун.
25 Өшкиләр падисидин бир яш текини гуна үчүн бериңлар, қошумчә берилидиған тохталмас көйдүрмигә, нан һәдийәсигә вә төкүлмигә қетип, буни әкелиңлар.
26 Мәйрәмниң бешинчи күни қара малдин 9 буқини, 2 қойни, 14 бир яшлиқ қозиларни әкелиңлар, улар нуқсансиз болуши керәк.
27 Уларға қошумчә буғдай унидин буқиларниң, қойларниң вә қозиларниң сани бойичә нан вә ичимлик һәдийәси тохтамға мувапиқ болсун.
28 Өшкиләр падисидин бир яш текини гуна үчүн бериңлар, қошумчә берилидиған тохталмас көйдүрмигә, нан һәдийәсигә вә төкүлмигә қетип, буни әкелиңлар.
29 Мәйрәмниң алтинчи күни қара малдин 8 буқини, 2 қойни, 14 бир яшлиқ қозиларни әкелиңлар, улар нуқсансиз болуши керәк.
30 Уларға қошумчә буғдай унидин буқиларниң, қойларниң вә қозиларниң сани бойичә нан вә ичимлик һәдийәси тохтамға мувапиқ болсун.
31 Өшкиләр падисидин бир яш текини гуна үчүн бериңлар, қошумчә берилидиған тохталмас көйдүрмигә, нан һәдийәсигә вә төкүлмигә қетип, буни әкелиңлар.
32 Мәйрәмниң йәттинчи күни қара малдин 7 буқини, 2 қойни, 14 бир яшлиқ қозиларни әкелиңлар, улар нуқсансиз болуши керәк.
33 Уларға қошумчә буқиларниң, қойларниң вә қозиларниң сани бойичә буғдай унидин нан вә ичимлик һәдийәси тохтамға мувапиқ болсун.
34 Өшкиләр падисидин бир яш текини гуна үчүн бериңлар, қошумчә берилидиған тохталмас көйдүрмигә, нан һәдийәсигә вә төкүлмигә қетип, буни әкелиңлар.
35 Сәккизинчи күни силәрдә тәнтәнә болуши лазим, һечқандақ иш қилмаңлар.
36 Йәһваға йеқимлиқ хушпурақтәк қара малдин бир буқини, бир қойни, йәттә бир яшлиқ қозиларни әкелиңлар, улар нуқсансиз болуши керәк.
37 Уларға қошумчә буғдай унидин буқиларниң, қойларниң вә қозиларниң сани бойичә нан вә ичимлик һәдийәси тохтамға мувапиқ болсун.
38 Өшкиләр падисидин бир яш текини гуна үчүн қурбанлиққа бериңлар, тохталмайдиған төкулмә шарап вә нан һәдийәси билән биллә бериш керәк.
39 Йәһваға мәйрәмлириңларда қәсәм бойичә яки халисанә берилидиған вә тохталмайдиған көйдүрмиләр, нан һәдийәси вә шараплар һәм течлиқ қурбанлиқлириңлардин башқа, мошуларни әкелиңлар”».
40 Шундақ қилип, Муса Исраил оғуллириға униңға Йәһва Худа буйруған һәммә нәрсиләрни йәткүзди.