Санлар 3:1—51
3 Мана, Йәһва Синай теғида Һарун билән Мусаға сөз қилғанда, уларниң болған нәсли.
2 Мана, Һарун оғуллириниң исимлири: тунҗиси Надаб, Абиһуд, Елиазар һәм Итамар.
3 Булар Һарунниң оғуллириниң исимлири, улар хизмәт қилишқа һоқуқ берилгән майланған роһанийлардур.
4 Лекин Надаб билән Абиһуд Синай чөлидә Йәһва алдиға, Йәһваға ят отни әкәлгәнлиги үчүн өлгән еди. Уларниң оғуллири болмиған еди, шундақ қилип, өз атиси Һарун билән биллә роһанийлар хизмитини Елиазар вә Итамар атқурди.
5 Йәһва Худа Мусаға мундақ деди:
6 «Ләвий қәбилисини әкелип, Һарун баш роһанийниң алдида улар униңға хизмәт қилиши үчүн турғузғин.
7 Ләвийләр жиғин чедирида Һарунға вә пүткүл җәмийәткә хизмәт қилсун.
8 Улар чедирниң барлиқ затлирини күзәтсун вә чедирда хизмәт қилғач, Исраил оғуллириға ғәмхорлуқ қилсун.
9 Ләвийләрни акаң Һарунға вә униң оғуллири роһанийларға хизмәт қилиши үчүн бәргин. Улар Исраил оғуллириниң арисидин Һарунға аҗритип берилгән кишиләрдур.
10 Һарун билән оғуллириға роһаний мәҗбурийәтлирини орунлашни буйриғин. Әгәр улардин башқа бирси бу хасийәтлик орунларға йеқинлашса, өлтүрүлсун».
11 Йәһва Мусаға сөзини давамлаштурди:
12 «Мана, Мән ләвийләрни Исраил оғуллириниң арисидин барлиқ тунҗиларниң орниға алимән. Ләвийләр Мениңки болуши шәрт.
13 Сәвәви, барлиқ тунҗилар Маңа тәәллуқ. Мән Мисир йеридә барлиқ тунҗиларни уҗуқтурғанда, Мән Өзәмгә Исраил оғуллириниң арисидин барлиқ тунҗиларни адәмдин малғичә муқәддәслигән едим. Улар Мениңкиләр. Мән Йәһва Пәрвәрдигар».
14 Йәһва Синай чөлидә Мусаға мундақ деди:
15 «Ләвий оғуллирини қәбилиси бойичә, аилилири бойичә, ройхәттин өткүз. Барлиқ туғулған әрләрни бир айдин тартип ройхәткә киргүз».
16 Шундақ қилип, Муса, Йәһва униңға буйриғандәк, ройхәтни тамамлиди.
17 Мана, Ләвий оғуллириниң исимлири: Гирсон, Каав вә Мерари.
18 Мана, Гирсон оғуллириниң аилилири: Ливни вә Шимей.
19 Каав оғуллириниң аилилири: Амрам, Йисхар, Һиброн вә Узиил.
20 Мерари оғуллириниң аилилири: Махли вә Муши. Мана, булар ләвийләрниң аилилири қәбилиси бойичә.
21 Гирсондин Ливни аилиси вә Шимей аилиси чиқти. Бу Гирсонниң аилилири.
22 Саниғандин кейин ройхәткә киргән бир айдин вә жуқури әрләрниң сани 7500 киши болди.
23 Гирсон оғуллириниң аилилири чедирниң кәйнидә ғәрипкә қарап турсун.
24 Гирсон нәслиниң башчиси Лайелниң оғли Елиасаф.
25 Гирсон оғуллириға жиғин чедирида күзитишкә чедирниң өзи, униң йепинчиси, йопуқлири вә киришниң пәрдиси,
26 шундақла һойлиниң зәдиваллири вә чедирниң һәм қурбангаһниң өп-чөрисидә болған кириш пәрдиси вә чедирниң ағамчилирини күзитиш бәлгүләнгән.
27 Каавтин Амрам аилиси, Йисхар аилиси, Һиброн аилиси вә Узиил аилиси чиқти. Бу Каавниң аилилири.
28 Саниғандин кейин ройхәткә қиргән бир айдин вә жуқури әрләрниң сани 8600 киши болди. Улар муқәддәс җайни күзитиши керәк еди.
29 Каав оғуллириниң аилилири чедирниң җәнуп тәрипидә өз қараргаһини қоюши керәк еди.
30 Каав қәбилисиниң башчиси Узиилниң оғли Әлсапан.
31 Уларға келишим сандуғи, үстәл, шамдан, қурбангаһлар, муқәддәс қачилар вә әң муқәддәс җайниң пәрдисини күзитиш бәлгүләнгән.
32 Ләвий башчилириниң башчиси болуп Һарунниң оғли Елиазар бәкитилгән. Униң назарити астида муқәддәс җайни күзитишни бәлгүләнгән хизмәтчиләр бар еди.
33 Мераридин Махли аилиси вә Муши аилиси чиқти. Бу Мерариниң аилилири.
34 Саниғандин кейин ройхәткә киргән бир айдин вә жуқури әрләрниң сани 6200 киши болуп чиқти.
35 Мерари қәбилисиниң башчиси Абихаилниң оғли Суриил, улар өз қараргаһини чедирниң шимал тәрипидә қоюши лазим еди.
36 Мерари оғуллириға чедирниң рамлири вә чәңзилири, түврүклири вә униң оюқлири бар асаслири һәм тегишлик затлири,
37 шундақла һойлиниң һәммә тәрипидики түврүкләр вә уларниң тегилири, қозуқлири вә ағамчилири күзитиш бәкитилгән еди.
38 Чедирниң алди тәрипидә, күн чиқидиған шәриқ тәрәптә, өз қараргаһини Муса һәм Һарун оғуллири тикиши лазим. Уларға Исраил оғуллири үчүн муқәддәс җайни күзитиш буйрулған. Әгәр башқа бирси йеқинлашса, өлүмгә мәһкүм қилиниду.
39 Йәһва Худаниң буйруғи бойичә, Муса билән Һарун өткүзгән ройхәткә киргән ләвий әрлириниң сани бир айдин тартип вә жуқури 22 000 киши болди.
40 Андин Йәһва Мусаға: «Исраил оғуллиридин барлиқ бир айдин вә жуқури әр тунҗиларни санап, исми бойичә уларни ройхәткә ал.
41 Мениң үчүн ләвийләрни бөлүп чиқирип, барлиқ Исраил оғуллириниң тунҗилири үчүн алғин, ләвийләрниң мелини болса, Исраил оғуллириниң тунҗа маллириниң орниға алғин»,— деди.
42 Шуниң билән Муса, Йәһва униңға буйриғандәк, Исраил оғуллириниң тунҗилирини ройхәткә алди.
43 Нәтиҗидә, әр тунҗилириниң, бир айдин башлап вә жуқури исимлири бойичә 22 273 киши болди.
44 Йәһва Мусаға сөзлиди:
45 «Исраил оғуллириниң барлиқ тунҗилири орниға ләвийләрни алғин вә ләвийләрниң мелини уларниң мели орниға, ләвийләр Мениң кишилирим. Мән Йәһва.
46 Ләвийләрдин артуқ санда чиққан Исраил тунҗилириниң 273 адәмгә төләм хунини,
47 бир адәм үчүн муқәддәс җайниң шекәлидин бәш шекәл ал. Бир шекәлдә 20 гера.
48 Бу пулни, артуқлар үчүн берилгән төләмни, Һарун оғуллириға бәргин».
49 Шундақларчә, Муса ләвийләр билән алмаштурулған артуқ чиққанлар үчүн пулни алди.
50 Исраил тунҗилиридин алған муқәддәс җайниң шекәлидин өлчәнгән пулниң сани 1365 шекәл болди.
51 Муса алған төләм пулни, Йәһва униңға әмир қилғандәк, Һарунға вә униң оғуллириға өткүзди. Шундақ қилип, Муса, нәқ Йәһва ейтқандәк, һәммини қилди.