Санлар 30:1—16

30  Муса Исраил оғуллири қәбилилириниң башчилириға сөзләп, Йәһва уларға немә буйриватқанлиғини ейтти:  «Әгәр бирси өз җениға мәҗбурийәт елип, Йәһваға вәдә берип яки қәсәм ичсә, у өз сөзини бузмиши керәк, әксичә еғизидин чиққан нәрсини чоқум орунлиши шәрт.  Әгәр аял киши атисиниң өйидә яш чеғида Йәһваға вәдә қилип, өзигә бир мәҗбурийәт жүклисә,  вә атиси униң вәдисини аңлап, җениға алған мәҗбурийитигә һечнәрсә демисә, униң вәдилири һәм мәҗбурийәтлири орунлинишқа тегиш.  Әгәр атиси униң сөзлирини аңлап, рухсәт қилмиса, у вақитта қизиниң вәдилири билән мәҗбурийәтлири мәнъий қилиниду вә Йәһва уни кәчүриду, чүнки атиси униңға рухсәт қилмиди.  Әгәр у қиз турмушқа чиқса һәм еғизидин чиққан униңда вәдә билән мәҗбурийәт болса,  буни йолдиши аңлап сөз қилмиса, у чағда униң өзигә алған вәдилири билән мәҗбурийәтлири орунлиниши керәк.  Әгәр униң йолдиши аңлап, униң өзигә жүклилән вәдиси билән мәҗбурийитини әқилгә мувапиқ әмәс дәп саниса, уларни мәнъий қилиду. Йәһва уни кәчүриду, чүнки униң йолдиши буни рәт қилди.  Тул вә аҗришип кәткән аялниң вәдә вә мәҗбурийәтлири болса, орунлинишқа тегиш. 10  Әгәр аяли ериниң өйидә вәдә билән мәҗбурийәтни өзигә артса, 11  вә ери буни аңлап сөз қилмиса, униң барлиқ вәдилири вә өзигә алған мәҗбурийити орунлиниду. 12  Әгәр ери аңлап, уларни рәт қилған болса, у чағда аялиниң еғизидин чиққан вәдә билән мәҗбурийәт рәт қилиниду. Йәһва у аялни кәчүриду, сәвәви йолдиши униңға йол бәрмиди. 13  Җанни мулайимлаштуридиған һәрқандақ вәдә билән қәсәмни аял кишиниң йолдиши һәм бәкитиләйду, һәм рәт қилалайду. 14  Әгәр йолдиши уларни аңлап, күндин күнгә үн қатмиса, шуниң билән у аялиниң вәдилири вә қәсәмлирини бәкиткән болиду, чүнки у һечнәрсә демиди. 15  Әгәр йолдиши буни аңлап, бирмунчә вақит өткәндин кейин рәт қилса, у чағда аялиниң гунасини өзигә алиду. 16  Мана, булар Йәһва Худаниң Мусаға бәргән тохтамлири. Улар ери вә аялиға, атиси вә яш вақтида униң қаримиғида болған өйидики қизиға тегишликтур».

Изаһәтләр