Санлар 31:1—54

31  Йәһва Мусаға йәнә сөзлиди:  «Мадиамлиқлардин Исраил оғуллири үчүн өч алғин, андин өз хәлқиңгә қошулисән».  Муса хәлиқкә гәп қилип, мундақ деди: «Өзәңлардин кишиләрни урушқа қуралландуриңлар. Улар Йәһваниң өчини елиш үчүн мадиамлиқларға қарши чиқиши керәк.  Һәрбир қәбилидин, барлиқ Исраил оғуллириниң қәбилилиридин, 1000дин адәм чиқсун».  Шуниң билән, Исраилниң миң-миңлиридин һәр қәбилидин 1000 киши чиқти. Җәми болуп урушқа 12 000 киши қуралланди.  Уларни Муса урушқа әвәтти, 1000 җәңчидин һәрбир қәбилидин, вә уларниң үстидин Һарун оғли, Елиазар оғли Пинеһасни. У роһанийниң қолида муқәддәс қачилар вә җәңгивар аһаң бәлгүлирини беридиған карнәйләр бар еди.  Шундақ қилип, улар Йәһва Мусаға әмир қилғинидәк, Мадиамға уруш қилди вә улардин барлиқ әр кишиләрни өлтүрди.  Уларниң арисида шундақла Мадиамниң падишалири Евия, Рекем, Сур, Хур вә Рева, бәш шаһни өлтүрди. Шуниңдәкла Беорниң оғли Балаамни қилич билән һалак қилди.  Мадиамлиқ аялларни вә уларниң балилирини Исраил оғуллири әсиргә алди вә уларниң барлиқ падилирини, җаниварлирини вә мүлкини өзлиригә олҗиға алди. 10  Уларниң шәһәрлирини болса, қорғанлирини вә өй-маканлирини от билән көйдүривәтти. 11  Улар барлиқ мүлүк билән олҗини, адәмдин тартип малғичә, елип кәтти. 12  Буниң барлиғини, қулларни, олҗини вә барлиқ елинғанни Муса билән Елиазар роһанийниң вә пүткүл Исраил оғуллири җәмийитиниң алдиға Моаб түзләңлиридики қараргаһқа елип кәлди. Шу вақитта улар Йерихаға қарши турған Йордан дәриясиниң алдида болатти. 13  Муса билән Елиазар башроһаний вә җәмийәтниң барлиқ башчилири уларниң алдиға қараргаһтин чиқишти. 14  Мусаниң уруштин қайтқан сәрдарларға, миңбешиларға һәм йүзбешиларға, ғәзиви қайниди. 15  Муса уларға: «Немә үчүн силәр барлиқ аялларни тирик қойдуңлар? 16  Мана улар Балаамниң мәслиһити бойичә Исраил оғуллириға Пигор бутқа йеқиш үчүн, Йәһваға қарши қилмиш қилишқа сәвәп болғанди. Шуниң үчүн Йәһваниң җәмийитидә қирилиш башланғанди. 17  Демәк, барлиқ әр җинислиқ балиларни вә әрләр билән йеқинлашқан барлиқ аялларни өлтүрүңлар! 18  Аял җинислиқ әрни билмигән балиларни өзәңлар үчүн тирик қалдуруңлар. 19  Адәмни өлтүргән вә өлүккә қол тәккүзгән киши йәттә күн қараргаһниң тешида болсун, үчинчи вә йәттинчи күни тазилиниңлар, силәр вә әсиргә елинғанлар. 20  Барлиқ кийимләрни вә терә һәм өшкә жуңидин ясалған буюмларни, вә барлиқ яғач қачиларни тазилаңлар»,— деди. 21  Шунда Елиазар роһаний урушқа барған җәңчиләргә: «Мана, Йәһва Мусаға бәргән қанунниң тохтами: 22  алтун, күмүч, мис, төмүр, қоғушун вә қәләй 23  һәм барлиқ оттин өтидиған нәрсини тазилиниши үчүн оттин өткүзүңлар, андин уларни тазилайдиған суға патуруп чиқириңлар. Отта көйүп кетидиған нәрсиләрни суда тазилаңлар. 24  Өз кийимлириңларни йәттинчи күни жуюп, тазилиниңлар, шуниңдин кейинла қараргаһқа кирәләйсиләр»,— дәп буйриди. 25  Йәһва сөзини давам қилип, Мусаға: 26  «Олҗини вә тутқунларни, адәмдин башлап малғичә, сән һәм Елиазар роһаний җәмийәтниң қәбилә башчилири билән санап чиқиңлар. 27  Андин олҗини җәңгә барғанлар билән пүткүл җәмийәт әзалири арисида баравәр бөлгин. 28  Урушқа қатнашқан җәңчиләрдин Йәһваға үлүш алғин, 500 җандин бирини, мәйли кишиләрдин яки қара малдин, мәйли ешәкләрдин яки ушшақ малдин. 29  Йерим олҗидин буларни елип, Елиазар башроһанийға Йәһва үчүн сийлиқ бериңлар. 30  Исраил оғуллириниң йерим олҗисидин 50тин бирсини, адәмләрдин, қара малдин, ешәкләрдин вә ушшақ малдин, һәрқандақ малдин елип, Йәһваниң муқәддәс чедирини күзәткән ләвийләргә бәргин»,— деди. 31  Шуниң билән Муса һәм Елиазар роһаний, Йәһва Мусаға әмир қилғинидәк, барлиқ нәрсини қилди. 32  Урушта елинған олҗидин қалған ушшақ мал 675 000 баш, 33  қара малдин 72 000 баш, 34  ешәкләрдин 61 000 баш, 35  әр билән йеқинлашмиған аяллардин 32 000 җан болди. 36  Урушқа барғанларниң олҗисиниң йерими һесапланғандин кейин: ушшақ малдин 337 500 баш, 37  Йәһваға үлүш ретидә берилгән ушшақ малдин 675 баш, 38  қара малдин 36 000 баштин Йәһваға үлүшкә 72 баш, 39  ешәкләрдин 30 500 баштин Йәһваға 61 баш бөлүнди. 40  Адәмләрдин болса 16 000 киши, Йәһваға улардин 32 инсан берилди. 41  Муса Йәһваға бөлүнгән үлүшни, Йәһва Өзи буйриғандәк, Елиазар башроһанийға өткүзди. 42  Исраил оғуллириға тәәллуқ йеримдин урушқа барғанларниң йеримини Муса чиқарғанда, 43  җәмийәтниң әнчисигә чүшкән йерими мундақ болған: ушшақ малдин 337 500 баш, 44  қара малдин 36 000 баш, 45  ешәкләрдин 30 500 баш, 46  адәмләрдин 16 000 җан болди. 47  Исраил оғуллириниң йеримидин Муса 50тин бир адәмни һәм мални елип, Йәһваниң муқәддәс чедирида хизмәт қиливатқан ләвийләргә, Йәһва буйриғандәк, бөлүп бәрди. 48  Мусаға әскәрләрни башқуриватқан сәрдарлар, миңбешилар вә йүзбешилар келип, 49  мундақ деди: «Қуллириң урушта болған һәм бизгә қарашлиқ һәммисини санап чиқти, уларниң арисидин һечким жүтмиди. 50  Мана, биз Йәһваға һәдийә елип кәлдуқ. Булар қолимиз йәткән алтун затлардин зәнҗирләр, биләйүзүкләр, үзүкләр, һалқилар вә башқа зибу-зенәтләр. Уларни Йәһваниң алдиға җанлиримизни паклаш үчүн әкәлдуқ». 51  Шуниң билән Муса һәм Елиазар роһаний бу алтун затларни қобул қилди. 52  Йәһваниң үлүшигә әкәлгән алтунниң салмиғи 16 750 шекәл болди. Булар сәрдарлардин, миңбешилар һәм йүзбешилардин еди. 53  Сәвәви, урушта болғанларниң һәрқайси өзи үчүн олҗа алғанди. 54  Шундақ қилип, Муса билән Елиазар алтунни йүзбешилар вә миңбешилардин елип, уни Йәһва Пәрвәрдигарниң алдиға жиғин чедириға хатирә үчүн әкирди.

Изаһәтләр