Санлар 32:1—42
32 Рувим оғуллириниң падилири көп еди вә Гад оғуллириниңму интайин көп болған, шуңлашқа Йазер вә Гилиад йериниң мал үчүн мунбәт екәнлигини көргәндә,
2 Гад һәм Рувим оғуллири Муса билән Елиазарниң алдиға келип, җәмийәт башчилириға мундақ деди:
3 «Атарот, Дивон, Йазер, Нимра, Хешбон, Елиале, Сибам, Нибо вә Бион —
4 Йәһва Худа Исраил җәмийити көзидә мәғлубийәт қилған йәр падиларни беқиш үчүн ярамлиқ зиминкән. Қуллириңларниң болса, падилири бар».
5 Сөзини давамлаштуруп: «Әгәр биз сениң көзүңдә илтипат тапқан болсақ, бу йәрни бизгә, қуллириңға, егиликкә берип, бизни Йордандин өткүзмисәң»,— дәп илтимас қилди.
6 Муса Гад һәм Рувим оғуллириға җававән: «Бурадәрлириңлар урушқа атланса, силәр бу йәрдә қаламсиләр?
7 Немишкә силәр Исраил оғуллириниң көңлини Йәһва уларға бериватқан йәргә бармасқа дәвәт қиливатисиләр?
8 Дәл шундақ ишни силәрниң атилириңлар, мән уларни йәрни көрүп келиш үчүн Кадеш-Барнидин әвәткәндә, қилған еди.
9 Улар Ешкол вадисигичә йетип, йәрни көрүп, Исраил оғуллириниң қәлблирини Йәһва бериватқан йәргә бармас үчүн қайтурувәткән еди.
10 Шу күни Йәһваниң ғәзиви қайнап, У мундақ дәп қәсәм қилғанди:
11 “Мошу Мисирдин чиққан 20 яштин ашқан кишиләр, улар яхши билән яманни айришни билгәнликтин, Мән Ибраһимға, Исһакқа вә Яқупқа қәсәм қилған йәрни көрмәйду, чүнки улар Мени тиңшимиди.
12 Уларниң арисида пәқәт кенизиялиқ Йәфонияниң оғли Халеб вә Нунниң оғли Йәшуа у йәрни көриду, чүнки улар Маңа итаәт қилди”.
13 Шуниң билән, шу чағда Йәһваниң аччиғи Исраилға келип, У уларни, Униң көзидә зулум қилған барлиқ хәлиқ пүтмигичә, чөлдә 40 жил қаңғиратти.
14 Мана әнди болса, атилириңлар орниға силәр, гунакарларниң сақландилири, турдиңлар. Шундақ қилип, Йәһваниң дәрғәзивини Исраилға күчәйтиш үчүн чиқтиңлар.
15 Әгәр силәр Униңдин бәзсәңлар, У силәрни йәнә чөлдә ташлайду, шундақ қилип силәр барлиқ хәлиқни һалакәткә учритисиләр!»,— дәп ейтти.
16 Улар униңға йеқинлишип: «Биз бу җайда җаниварлиримиз үчүн қашаларни вә балилиримиз үчүн шәһәрләрни салимиз.
17 Өзлиримиз болсақ қураллинип, Исраил оғуллириниң алдида уларни җайиға апармиғичә халисанә баримиз. Пәрзәнтлиримиз болса, қамдалған шәһәрләрдә, бу йәрниң турғунлиридин бехәтәрликтә болуп қалсун.
18 Биз Исраил оғуллири һәрқайси өз мирасиға егә болмиғичә өйлиримизгә қайтмаймиз.
19 Чүнки биз улар билән Йорданниң у тәрипидин мирас алмаймиз, сәвәви бизгә мирас Йорданниң шәрқидә берилиду, дәп үмүтлинимиз»,— деди.
20 Муса җавап берип: «Әгәр силәр буни қилсаңлар, әгәр қураллинип, Йәһваниң алдида урушқа атлансаңлар,
21 һәм әгәр һәрқайсиңлар қуралланған һалда Йәһваниң алдида У дүшмәнлирини қиривәткичә барсаңлар,
22 вә пүткүл йәр Йәһваға бойсунғанда, силәр қайтип келип, Йәһваниң вә Исраилниң алдида гунакар болмайсиләр. Шуниңдин кейин бу йәр Йәһва Худа алдида силәрниң егилигиңларда болиду.
23 Әгәр бундақ қилмисаңлар, Йәһваниң алдида гуна өткүзүп, униң азавини тартисиләр.
24 Балилириңлар үчүн шәһәрләрни селиңлар вә, еғизиңлардин чиққандәк, маллириңлар үчүн қораларни ясаңлар»,— деди.
25 Гадниң вә Рувимниң оғуллири Мусаға җававән: «Тәхсир ейтқандәк, сениң сөзүң бойичә қуллириң һәммә нәрсини қилиду.
26 Балилиримиз, аяллиримиз, маллиримиз вә барлиқ падилиримиз Гилиадниң шәһәрлиридә қалиду.
27 Қуллириң болса, һәммиси җәңчиләрдәк қураллинип, тәхсиримиз ейтқандәк, Йәһваниң алдида урушқа маңиду»,— дейишти.
28 Муса улар тоғрисида пәрманни Елиазар роһанийға, Нун оғли Йәшуаға һәм Исраил оғуллириниң башчилириға бәрди.
29 Уларға Муса мундақ деди: «Әгәр Гад һәм Рувимниң оғуллири силәр билән Йорданниң әву тәрипигә маңса, һәммиси қураллинип Йәһваниң алдида урушқа атланса, вә алдиңлардики йәр беқиндурулса, у чағда уларға Гилиад йерини егиликкә бериветиңлар.
30 Әгәр улар қураллинип маңмиса, алдиңларда уларниң барлиқ мүлкини, аяллирини вә мелини Қанан йеригә елип меңиңлар вә уларму силәр билән биллә Қанан йеридин мирас алиду».
31 Җававән Гад вә Рувим оғуллири: «Йәһва Худайимиз қуллириға қандақ ейтқан болса, шундақ қилимиз.
32 Йәһваниң алдида қуралланған һалда Қанан йеригә маңимиз, мәйли бизгә болған мирас һәтта Йорданниң у тәрипидә болсун»,— дейишти.
33 Шундақ қилип, Муса уларға, Гад оғуллириға, Рувим оғуллириға вә Йүсүпниң оғли Манассә қәбилисиниң йеримигә Аморлиқ падиша Сигонниң, Васан падишаси Огниң йерини шәһәрлири билән вә әтрапидики йәрләрниң барлиқ шәһәрлири билән бәрди.
34 Гадниң оғуллири Дивон, Атарот, Ароер,
35 Атарот-Шопан, Йазер, Йогбигу,
36 Бет-Нимра вә Бет-Һарандәк мустәһкәмләнгән шәһәрләрни вә мал үчүн ташлиқ қашаларни ясиди.
37 Рувим оғуллири Есибон, Елиале, Кириатаим,
38 Нибо, Баал-Мион (уларниң намлири өзгәртилгән) вә Сивмани селип, өзлири салған шәһәрләргә намларни бәрди.
39 Манассәниң оғли Махирниң әвлади Гилиадқа берип, аморлиқларни қоғлап чиқирип, уни алди.
40 Шуниң билән, Муса Гилиадни Манассәниң әвлади Махирниң оғуллириға бәрди вә улар униңда маканлашти.
41 Шундақла Манассәниң оғли Йаир берип, аморлиқларниң йезилирини елип, уларни Йаирниң кәнтлири дәп атиди.
42 Новаһ берип, Кенапни алди вә униңға бағлиқ шәһәрләрни өз исми Новаһ дәп атиди.