Санлар 33:1—56

33  Мана, Исраиил оғуллириниң өз әскәрлири билән Мисир йеридин Муса һәм Һарунниң йолбашчилиғида чиққан вақтидики өтүшлири.  Муса, Йәһваниң әмри бойичә, уларниң жүрүшлирини вә өтүшлирини язғини, мана сәпәр вақтида, уларниң өтүшлири:  Рәмистин Исраил оғуллири Мисирниң көз алдида жуқури көтирилгән баш билән биринчи айниң 15-күнидә, Қутқузулуш мәйриминиң иккинчи күнидә, чиқти.  Шу чағда мисирлиқлар Йәһва уҗуқтурған барлиқ тунҗилирини дәпин қиливататти. Йәһва барлиқ уларниң худалири үстидин һөкүм чиқарған еди.  Шундақ қилип, Исраил оғуллири Рәмистин чиқип, қараргаһини Сукотта қойди.  Сукоттин чиқип, чөлниң қирғиғидики Етамда қараргаһини қойди.  Етамдин чиқип, улар Баал-Зепонниң алдидики Пигахиротқа бурулди вә қараргаһини Мигдолниң алдида қойди.  Пигахироттин чиқип, улар деңиздин өтүп, чөлгә чиқти. Үч күн Етам намлиқ чөл арқилиқ меңип, Мараһда қараргаһини қойди.  Мараһтин чиқип, Елимға кәлди, Елимда болса 12 булақ билән 70 хорма дәриғи болған еди. Улар шу йәрдә, суниң йенида қараргаһини орунлаштурди. 10  Елимдин меңип, Қизил деңизниң бойида қараргаһини қойди. 11  Андин Қизил деңиздин кетип, улар қараргаһини Син чөлидә җайлаштурди. 12  Син чөлидин чиқип, қараргаһини Дотқаға қойди. 13  Дотқадин чиқип, Алушқа қойди. 14  Алуштин меңип, улар қараргаһини Рифидимда қойди. У җайда хәлиқ ичидиған су болмиди. 15  Рифидимдин чиқип, қараргаһини Синай чөлидә қойди. 16  Синай чөлидин чиққанда, улар қараргаһини Қиброт-Һатавәдә қойди. 17  Қиброт-Һатавәдин чиқип, Хазеротта қараргаһини қойди. 18  Хазероттин чиқип, Ритмада қараргаһини орунлаштурди. 19  Ритмадин чиқип, қараргаһини Риммон-Пәрезда қойди. 20  Риммон-Пәрездин чиқип, Либнада қараргаһини җайлаштурди. 21  Либнадин чиқип, қараргаһини Риссада қойди. 22  Риссадин чиқип, қараргаһини Кеһелатада қойди. 23  Кеһелатадин чиқип, улар қараргаһини Шапер теғида қойди. 24  Шапер теғидин меңип, қараргаһини Харадада қойди. 25  Харададин чиқип, қараргаһини Макһелотта орунлаштурди. 26  Макһелоттин чиқип, қараргаһини Тахатта тикти. 27  Тахаттин чиқип, Тараһта қараргаһини орунлаштурди. 28  Тараһтин чиқип, қараргаһи билән Миткада тохтиди. 29  Миткадин чиқип, қараргаһини Хашмонада тикти. 30  Хашмонадин чиқип, Масиротта қараргаһини җайлаштурди. 31  Масироттин чиқип, қараргаһини Бәни-Яқанда тикти. 32  Бәни-Яқандин улар чиқип, Хор-Һагидгадта қараргаһини қойди. 33  Хор-Һагидгадтин чиқип, қараргаһини Йотбатада қойди. 34  Йотбатадин чиқип, Ебронада тохтиди. 35  Ебронадин чиқип, Есион-Геберда қараргаһини тикти. 36  Есион-Гебердин чиқип, улар қараргаһини Зин чөлидә, йәни Кадешта қойди. 37  Кадештин чиқип, улар қараргаһини Һор теғиға җайлаштурди. У тағ Едум йериниң чегарисидә болатти. 38  Һарун башроһаний Йәһваниң әмри бойичә Һор теғиға чиқип, шу җайда бәшинчи айниң биринчи күнидә өлди. Бу вақиә Исраил оғуллириниң Мисир йеридин чиққан вақтинииң 40-жили йүз бәрди. 39  Һарун Һор теғида өлгинидә 123 яшқа киргән еди. 40  Қанан йериниң җәнубида яшиған Қанан падишаси Арад шу вақитта Исраил оғуллириниң йеқинлишиватқинини аңлиди. 41  Улар Һор теғидин жүрүп, өз қараргаһини Салмонда қойди. 42  Салмондин чиқип, Пунонда қараргаһини тикти. 43  Пунондин чиқип, Оботта қараргаһини қойди. 44  Оботтин чиқип, Моабниң чегарисидики Ийә-Абаримда җайлашти. 45  Ийәдин чиқип, Дибон-Гадқа қараргаһини қойди. 46  Дибон-Гадтин чиқип, Алмон-Диблатаимға җайлашти. 47  Алмон-Диблатаимдин чиқип, Нибо теғиға қарши турған Абарим тағлирида қараргаһини қойди. 48  Абарим тағлиридин кетип, улар қараргаһини Йериха шеһиригә қарши турған Йорданниң йенидики Моаб түзләңликлиригә тикти. 49  Андин улар қараргаһи билән Бәйт-Йешимоттин Абәл-Шиттимгичә болған Моаб түзләңликлиридә Йорданниң йенида турди. 50  Йәһва Мусаға Йорданниң бойидики Моаб түзләңликлиридә, Йерихаға қарши турғанда сөзләп, мундақ деди: 51  «Исраил оғуллириға җақалап дегин: “Йордандин өтүп, Қанан йеригә қиргәндә, 52  өзәңлардин бу йәрниң барлиқ турғунлирини қоғлап чиқип, уларниң барлиқ тәсвирлирини вә қуюлған бутлирини йоқ қилиңлар, вә уларниң егизликлирини вәйран қилиңлар. 53  Егиликкә мошу йәрни елип, униңда маканлишиңлар, чүнки Мән силәргә уларниң йерини мирасқа беримән. 54  Уларниң йерини чәк ташлап, қәбилилириңларға бөлүп бериңлар: ким көпсанлиқ болса, уларға йоғанирақ мирасни бериңлар, ким азсанлиқ болса, уларға кичигирәк йәрни бериңлар. Кимгә қәйәрдә чәк чиқса, шу йәрдә униң мираси болиду. Ата-бовиларниң қәбилилиригә йәрни бөлүп бериңлар. 55  Әгәр силәр бу йәрниң турғунлирини өзәңлардин қоғлавәтмисәңлар, улардин қалғанлири көзлириңлар үчүн тикән болиду вә биқинлириңлар үчүн жиңнә болиду. Улар силәрни яшайдиған йериңларда қистап- иштирип, хатирҗәм яшатмайду. 56  Шундақ әһвалда Мән уларға қилимән дегән нийитимни силәргә қилимән.

Изаһәтләр