Санлар 34:1—29

34  Йәһва Худа Мусаға сөзләп, мундақ деди:  «Исраил оғуллириға әмир килип, мундақ дегин: “Қанан йеригә киргәндә, бу силәргә униң барлиқ чегарилири билән мирасқа берилидиған йәр.  Униң җәнуп тәрипи Едум йенидики Зин чөли билән чәклиниду вә силәрдики җәнубий чегара шәриқтики Туз деңизидин башлиниду.  Акравим дөңлиридин җәнубий чегара Зин чөлигә қарап бурулиду, андин Кадеш-Барнида түгәп, Гасар-Адарға чиқип, Асмонғичә бариду.  Асмондин чегара Мисир дәриясиғичә бурулуп, Оттурайәр деңизиниң қешида түгәйду.  Ғәрбий чегараңлар Улуқ деңиз болиду. Бу силәрниң ғәриптики чегараңлардур.  Мана, шималға болудиған чегараңлар: Улуқ яки Оттурайәр деңиздин Ор теғиғичә чәкни бәлгүләңлар.  Ор теғидин чегарини Ематқичә, йәни Хаматқичә жүргүзүп, Седатқичә апириңлар.  У җайдин чегарини Ситронғичә маңғузуп, Гасар-Енанда түгитиш лазим. Бу силәрниң шималий чегараңлардур. 10  Шәрқий чегараңлар Гасар-Енандин Шитамғичә созулиду. 11  Шитамдин у шәриқтики Аиндин Риблағичә бариду, андин чегара Кинирет, йәни Җәлилия деңизиғичә бариду. 12  Андин чегара Йордан дәриясидин созулуп, Туз деңизиғичә бариду. Бу силәрниң йериңларниң барлиқ тәрәптин чегарилиридур”». 13  Шундақ қилип, Муса Исраил оғуллириға йәнә мундақ сөзләрни ейтти: «Мана, силәр чәк ташлап, Йәһваниң әмри бойичә, тоққуз қәбилигә һәм Манассә қәбилисиниң йеримигә бөлүп беридиған йәр. 14  Сәвәви, Рувим оғуллириниң қәбилиси вә Гад оғуллириниң қәбилиси һәм Манассә қәбилисиниң йерими өз мирасини елип болди. 15  Икки кәбилә билән бир қәбилиниң йерими өз йерини шәриқ тәрәптики Йериха шәһириниң қаршилиғида еқиватқан Йордан дәриясиниң у қетида алди». 16  Йәһва Мусаға сөзләшни давамлаштуруп: 17  «Мана, силәргә йәрни бөлүп беридиған әрләрниң исимлири: Елиазар башроһаний вә Нунниң оғли Йәшуа. 18  Йәнә һәрбир қәбилидин бирдин башчини йәр бөлүшкә қоюңлар. 19  Мана, ушбу әрләрниң исимлири: Йәһуда қәбилисидин Йәфонияниң оғли Халеб, 20  Шимон қәбилисидин Амиудниң оғли Самуил, 21  Бениамин қәбилисидин Кислонниң оғли Елидад, 22  Данниң қәбилисидин Йоглийниң оғли Букий, 23  Йүсүпниң оғуллиридин, Манассә қәбилисидин Итодниң оғли Ганиил, 24  Әпраим қәбилисидин Шиптанниң оғли Кимуил, 25  Зәбулун қәбилисидин Парнакниң оғли Елисапан, 26  Иссакарниң қәбилисидин Азанниң оғли Палтиил, 27  Ашер қәбилисидин Шиломияниң оғли Ахиуд, 28  Нәпталим қәбилисидин Амиудниң оғли Пидаил»,— деди. 29  Мана, мошуларға Йәһва Пәрвәрдигар Қанан йеридә Исраил оғуллириға мирасни бөлүп беришни әмир қилди.

Изаһәтләр