Санлар 36:1—13
36 Йүсүп оғуллири қәбилилириниң Манассә қәбилисиниң Махир оғлиниң, Гилиад оғуллири аилилириниң башчилири келип, Муса алдида вә Исраил оғуллири қәбилилириниң башчилири алдида сөзләшти.
2 Улар: «Йәһва Худа тәхсиримизгә йәрни Исраил оғуллириға чәк бойичә беришкә буйриған еди. Шуңлашқа бурадиримиз Салпадниң мирасини Йәһва униң қизлириға беришни әмир қилди.
3 Әгәр улар башқа бир қәбилиниң оғуллириға турмушқа чиқса, уларниң мираси бизниң қәбилидин кетип, башқа қәбилиниң мирасиға қошулиду.
4 Исраил оғуллириниң һәтта Азатлиқ жилидиму мираси, Салпадниң кизлири кимгә аял болған болса, шу қәбилигә қайтип келиду. Бизниң атилиримиз мирасидин уларниң мираси аҗрап кетиду»,— дейишти.
5 Шу чағда Муса Йәһваниң сөзи бойичә Исраил оғуллириға мундақ ейтти: «Дурус дәйду Йүсүп оғуллириниң қәбилиси.
6 Мана, Йәһва Салпад қизлиригә буйриғини: “Улар көңлигә яққан әрниң аяли болсун, пәқәт өз атилириниң қәбилиси әрлириниң аяллири болсун.
7 Сәвәви, Исраил оғуллириниң мираси қәбилидин қәбилигә өтмисун. Улар һәрқайси өз қәбилисиниң мирасиға бағлақлиқ болсун.
8 Исраил оғуллириниң қәбилисидә мирас алидиған һәрқандақ қиз өз атиси қәбилисиниң әр кишигә турмушқа чиқсун. Шундақ әһвалда Исраил оғуллири өз атилириниң мирасиға егә болиду.
9 Шу чағда мираслар бир қәбилидин башқа қәбилигә өтмәйду вә Исраил оғуллири һәрқайси өз йеригә бағлақлиқ болиду”».
10 Йәһва Тәңри Мусаға қандақ ейтқан болса, Салпадниң қизлири шундақ иш тутти.
11 Салпадниң қизлири Махла, Тирса, Хогла, Милка вә Ноа чоң-кичикдадилириниң оғуллириға турмушқа чиқти.
12 Улар Йүсүпниң қәбилисидә, Манассәниң оғуллири әвладлириниң аяллири болди вә уларниң мираси атиси қәбилисидә қалди.
13 Мана, мәзкүр пәрманлар вә тохтамлар, уларни Йәһва Худа Муса арқилиқ Йерихаға қарши аққан Йорданниң Моаб түзләңлиқлиридә Исраил оғуллириға бәрди.