Санлар 4:1—49
4 Йәһва Мусаға һәм Һарунға сөзләп, мундақ деди:
2 «Ләвийләр арисидин Каав оғуллирини аилилири бойичә, әвлатлири бойичә,
3 әр кишиләрдин 30 яштин 50 яшқичә болғанларни санап чиққин. Улар һәммиси жиғин чедирида хизмәт атқуриду.
4 Каав оғуллириниң хизмити әң муқәддәс нәрсә билән бағлиқ болиду.
5 Қараргаһ йолға чиқиш алдида Һарун һәм униң оғуллири кирип, пәрдини елип, уни гува сандуғиға япиду.
6 Униң үстигә тахаш терисидин йепинчини, андин көк йопуқни йепип, сандуқниң хадилирини киргүзсун.
7 Тәғдим нанлири үстилини көк йопуқ билән йепип, униң үстигә ичимлик һәдийәләр үчүн болған тәхсиләрни, пиялиләрни, қачиларни вә қумғанларни қоюңлар. Дайим болидиған нан үстәл үстидә қелиши һаҗәт.
8 Буларниң үстигә қип-қизил йопуқни, андин тахаш терисидин йепинчини йепип, үстәлгә хадилирини киргүзсун.
9 Кейин көк йопуқни елип, шамдан билән униң чирақлирини, пилик қисқучлирини, күлданларни вә ишлитилидиған зәйтун мейи үчүн қачиларни япсун.
10 Үстәлни вә униң барлиқ тәәллуқлирини тахаш терисидин йепинчиға орап, зәмбилгә салсун.
11 Исриқ үчүн алтун қурбангаһниң үстигә көк йопуқни йепип, андин тахаш терисидин йепинча билән йепип, хадилирини киргүзсун.
12 Муқәддәс җайда мунтәзим хизмәткә һаҗәтлик пайдилинидиған барлиқ затларни елип, көк йопуққа орап, андин тахаш терисидин йепинча билән йепип, зәмбилгә салсун.
13 Көйдүрмә қурбангаһини күлдин тазилап, униңға тоқ-қизил йопуқни япсун.
14 Униң үстигә хизмәттә мунтәзим пайдилинидиған барлиқ қачиларни қойсун: от үчүн қачиларни, ариларни, күлданларни, лахшигирләрни — қурбангаһниң барлиқ қачилирини. Андин униң үстигә тахаш терисидин йепинчини япсун вә хадилирини киргүзсун.
15 Һарун оғуллири билән қараргаһ йолға чиқидиғанниң алдида муқәддәс җайни вә униң барлиқ затлирини япқандин кейин, Каав оғуллири уларни көтиришкә келиду, лекин муқәддәс җайниң һечбир нәрсисигә қол тәккүзмиши лазим, болмиса өлиду. Муқәддәс җайниң мошу тәәллуқлирини Каав оғуллири көтириши шәрт.
16 Һарун башроһанийниң оғли Елиазарға шамдан үчүн май вә хушпурақлиқ исриқ, дайимий нан һәдийәси вә майлаш мейи, шундақла барлиқ чедир вә униң тәәллуқатлири һәм муқәддәс җай вә униң затлири тапшурулған».
17 Йәһва Мусаға һәм Һарунға сөзини давамлаштурди:
18 «Ләвийләр арисидин Каав нәслини һалактин сақлаңлар.
19 Әң муқәддәс җайға йеқинлашқанда, улар өлүп кәтмәй тирик қелишиға, монуни қилиңлар. Һарун билән униң оғуллири келип, уларниң һәрқайсини тегишлик хизмитигә қоюп, униң жүкини бәлгүлисун,
20 бирақ Каав оғуллири өзлири йеқинлишип, тәсадипи муқәддәсликләрни көрүп қалмисун».
21 Йәһва Мусаға андин мундақ деди:
22 «Гирсон оғуллириниму уларниң аилилири бойичә, нәсли бойичә саниғин.
23 Йеши 30дин 50 яшқичә һәммисини ройхәткә киргүз. Улар жиғин чедирида ишларни қилип, хизмәттә болиду.
24 Мана, Гирсон қәбилисиниң хизмитидә вә жүкләрни көтиришидики ишлар:
25 улар муқәддәс чедирниң зәдиваллирини, чедир өзини, униң йопуғини, чедир үстигә йепилидиған тахаш терисидин йепинчини, жиғин чедириниң киришидики пәрдини,
26 шундақла һойлиниң зәдиваллирини, муқәддәс чедирниң һәм қурбангаһниң өп-чөрисидики һойлиниң кириш дәрвазилириниң пәрдиси вә хизмәт үчүн һаҗәтлик ағамчилар һәм затларни көтириши лазим. Бу уларниң муқәддәс хизмити.
27 Һарун вә униң оғуллириниң буйриғи бойичә Гирсон оғуллириниң барлиқ ишлири вә жүк көтиришлири атқурулуши керәк. Барлиқ улар көтиридиған затларни уларниң күзитишигә тапшуруңлар.
28 Бу Гирсон аилилириниң муқәддәс чедирида Һарун башроһанийниң оғли Итамарниң башчилиғида қилидиған хизмитидур.
29 Мерари оғуллирини аилилири бойичә, нәсли бойичә ройхәткә алғин.
30 Йеши 30дин 50кичә болған һәммисини ройхәткә киргүз. Улар жиғин чедирида ишларни қилиш үчүн хизмәттә болиду.
31 Мана, улар мундақ ишни қилиду: муқәддәс чедирниң чәңзилирини вә хадилирини, түврүклирини вә уларниң тегилирини,
32 һойлиниң һәммә тәрәптики түврүклирини вә уларниң тегилирини, қозуқлирини вә ағамчилирини, уларға тәәллуқ барлиқ затларни көтириши лазим. Мошу затларни уларға көтиришкә вә сақлашқа тизимлап өткүзүңлар.
33 Мана, мошу ишларни Мерари оғуллириниң қәбилиси муқәддәс чедирда Һарун башроһанийниң оғли Итамарниң башчилиғида қилиши лазим».
34 Шундақ қилип, Муса билән Һарун вә җәмийәтниң башчилири Каав оғуллирини аилилири бойичә, нәсли бойичә ройхәткә алди.
35 Улар 30 яштин 50 яшқичә болған муқәддәс чедирда хизмәт қилидиған әр кишиләр еди.
36 Ройхәткә елинғанларниң сани аилилири бойичә 2750 киши болди.
37 Булар Каав аилисидин муқәддәс чедирда муқәддәс ишларни атқуридиған, Йәһваниң сөзи бойичә, Муса билән Һарун ройхәткә киргүзгән адәмләр еди.
38 Шундақ қилип, ройхәткә Гирсон оғуллири аилилири бойичә, нәсли бойичә,
39 улар 30 яштин 50 яшқичә болған муқәддәс чедирда хизмәт қилидиған әр кишиләр еди.
40 Тизимға аилилири бойичә, нәсли бойичә киргүзүлгәнләрниң сани 2630 киши еди.
41 Булар Гирсон нәслидин муқәддәс чедирда муқәддәс ишларни атқуридиған, Йәһваниң сөзи бойичә, Муса билән Һарун ройхәткә киргүзгән адәмләр еди.
42 Тизимға киргүзүлгән Мерари оғуллириниң аилилири бойичә, нәсли бойичә,
43 улар 30 яштин 50 яшқичә болған муқәддәс чедирда хизмәт қилидиған әр кишиләр еди.
44 Ройхәткә киргүзүлгәнләрниң сани аилилири бойичә 3200 адәм болди.
45 Булар Мерари аилисидин муқәддәс чедирда муқәддәс ишларни атқуридиған, Йәһваниң сөзи бойичә, Муса билән Һарун ройхәткә киргүзгән адәмләр еди.
46 Шундақ қилип, Муса билән Һарун һәм Исраилниң башчилири ройхәткә киргүзгән ләвийләр аилилири бойичә, қәбилиси бойичә,
47 йеши 30дин 50 яшқичә муқәддәс чедирда хизмәт қилидиған әр кишиләр еди.
48 Тизимға киргүзүлгәнләрниң сани 8580 киши еди.
49 Йәһва Пәрвәрдигарниң пәрмани бойичә Мусаниң назарити астида улар өз хизмити бойичә қилишқа тегиш иши вә жүк көтиришигә қарап, ройхәткә киргүзүлди. Буни Йәһва Муса арқилиқ атқурушни буйриди.