Санлар 5:1—31

5  Йәһва Худа Мусаға сөзини давамлаштуруп:  «Исраил оғуллириға арисидики барлиқ мохоларниң, еқими барларниң вә өлүктин напак болғанларниң қараргаһтин чиқип кетишини тәләп қилсун, дәп буйруғин.  Әрләр болсун, аяллар болсун, барлиғини қараргаһтин чиқириңлар. Улар қараргаһлирини булғимисун, чүнки Мән уларниң арисида яшаватимән»,— деди.  Исраил оғуллири шундақ қилип, кесәлләрни қараргаһтин чиқиривәтти. Йәһва Мусаға ейтқандәк, Исраил оғуллири дәл шундақ қилди.  Йәһва Мусаға сөзлиди:  «Исраил оғуллириға мундақ җекилигин: “Әгәр әр киши яки аял киши адәмләр қилидиған гуналардин гуна қилип қоюп, Йәһваниң алдида қилмиш ясиса вә әйипкар болуп қалса,  у чағда өз гунайини етирап қилип, әйиплик қилған нәрсисини қайтуруп, униңға бәшинчи қисмини қошуп, зиян тартқан адәмгә қайтуруп бәрсун.  Зиян тартқан адәм өлүп кәткән болса, һәм зиян төлимини алидиған йеқин туққини болмиса, бу төләм Йәһваға мәнсүптур вә у төләм қойидәк роһанийға берилиду. Шу вақитта у киши әйивидин тазилиниду.  Исраил оғуллири роһанийға әкелидиған барлиқ муқәддәс қурбанлиқлар униңға мәнсүп. 10  Бирси беғишлиған нәрсини әкәлсә, у роһанийниң болиду. Муқәддәс һәдийәләр роһанийға мәнсүп”». 11  Йәһва Рәб сөзини Мусаға давам қилип: 12  «Исраил оғуллириға елан қилғин: “Әгәр бирсиниң аяли йолдин чиқип, вапалиғини бузса: 13  башқа бир әр киши униң билән йетип, уруғини төксә вә бу қилмиш ериниң диққитидин нери қелип, ечилмиши мүмкин вә аялниң булғанғанлиғиға гувачи тепилмиса, униң паш қилинмиши мүмкин. 14  Ери қизғинип, аяли һәқиқәтән булғанған болса, уни күнләп, яки аяли булғанмиған болсиму ери уни күнләп, қизғанса: 15  у чағда аялини роһанийниң алдиға әкелип, униң үчүн қурбанлиққа арпа уни ефасиниң онинчи қисмини әкәлсун. Бирақ униң үстигә зәйтун мейини қуймисун вә мәстәкни қоймисун, чүнки бу қилмишни әслитидиған күнчилик тәғдими. 16  Роһаний болса, бу аялни Йәһва алдиға әкелип қойсун. 17  Роһаний сапал қачиға муқәддәс суни қуюп, чедир едәниниң тописини елип, уни суға салсун. 18  Роһаний Йәһва алдида аялниң яғлиғини елип, чечини чугуп, қолиға күнчилик тәвсийәсини, әслитиш тәвсийәсини, тутқузиду, роһанийниң қолида ләнәткә учритидиған аччиқ су болиду. 19  Роһаний аялдин қәсәм елип, униңға: “Әгәр сениң билән һечбир әр киши ятмиған болса вә сән әрдә болуп, йолдин чиқип булғанмиған болсаң, бу аччиқ су саңа һечбир зиян кәлтүрмәйду. 20  Амма сән әрдә туруп, йолдин чиққан болсаң вә башқа әр киши саңа уруғини қуйған болса...”,— дәп 21  роһаний аялдин қарғиш бар қәсәмни елип, мундақ дәйду: “Йәһва Худа сени хәлқиң арисида ләнәт вә қәсәм қилсун, Йәһва шундақ қилсунки, балиятқуйиң қуруп, қосиғиң көпүп кәтсун. 22  Мошу қарғиш сүйи ичиңгә кирип, қосиғиңни көпәртсун вә балиятқуйиңни қурутсун”. Шу чағда аял: “Амин! Амин!”,— десун. 23  Андин роһаний мошу ләнәтни қәғәзгә йезип, уни аччиқ суда жуйсун. 24  Кейин ичигә кириши үчүн аялға мошу қарғиш суни ичкүзиду. 25  Роһаний униң қолидин күнләш нан тәвсийәсини елип, уни Йәһваниң алдида силкитип әкелип, қурбангаһқа апарсун. 26  Роһаний әслитиш тәвсийәсидин бир очум елип, уни қурбангаһта көйдүриду. Шундин кеийн аялға су ичкүзиду. 27  Ериға қарши қилған қилмиши үчүн ичкүзүлгән бу ләнәт сүйи аялниң ичигә киргәндә, у гунакар болса, қосиғи көпүп, балиятқуси қуруп кетиду. Шундақ әһвалда шу аял хәлқиниң ичидә қарғишқа учрайду. 28  Әгәр аял булғанмай пак болса, зәхмиләнмәйду, қосақ көтирип, пәрзәнтлик болиду. 29  Мана, аяли ериға вапалиқ сақлимай булғанған тоғрилиқ қанун. 30  Яки ери күнлигән һаләттә аялини Йәһваниң алдиға қоюш вә роһаний мошу қанун асасида қилидиған һәрикәтлири. 31  Шу чағда ери гунадин бошитилип, аяли болса өз гунасини көтириду”»,— дәп ейтқини.

Изаһәтләр