Санлар 7:1—89

7  Муса муқәддәс чедирни тикип, уни майлап беғишлиғанда вә униңдики барлиқ затларни вә қурбангаһ вә униң қачилирини майлап муқәддәслигәндә,  шу вақитта Исраил қәбилилириниң башлиқлири, нәсиллириниң башчилири, ройхәткә киргүзүлгәнләрниң үстидә қоюлғанлар һәдийәләрни әкәлди.  Улар өз һәдийәлирини Йәһва алдиға қойди: алтә йепилған һарвуни вә он икки өкүзни, бир һарву икки башчидин һәм бирдин өкүз һәрбир башчидин вә уларни чедирниң алдида тәғдим қилди.  Йәһва Мусаға сөзләп:  «Буларни қобул қилғин, чүнки улар муқәддәс чедирниң ишлирини атқурушқа ярайду вә уларни ишлириға қарап, ләвийләргә тапшурғин»,— деди.  Муса һарвулар билән өкүзләрни елип, ләвийләргә тапшурди.  Икки һарву билән төрт өкүзни Гирсон оғуллириға ишлириға қарап бәрди.  Төрт һарву билән сәккиз өкүзни ишлириға қарап, Һарун башроһанийниң оғли Итамарниң назаритидә болған Мерари оғуллириға бәрди.  Каавниң оғуллириға һечнәрсә бәрмиди, чүнки уларниң иши муқәддәс җайниң затлирини көтириштур. Улар уни мүрисидә көтирип жүрүши шәрт. 10  Андин қурбангаһни майлаш күни уни беғишлиғанда, башчилар һәдийәлирини қурбангаһниң алдиға әкәлди. 11  Шунда Йәһва Мусаға: «Күнигә бирдин башчи һәдийәсини қурбангаһниң беғишлинишиға әкәлсун»,— деди. 12  Биринчи күни Йәһуда қәбилисидин Аминадабниң оғли Наһшун һәдийәсини әкәлди. 13  Униң һәдийәси зәйтун мейи қуюлған буғдай униға толтурулған 130 шекәллик бир күмүч тавақтин, 70 шекәллик бир күмүч қачидин, 14  исриққа толтурулған 10 шекәллик алтун қачидин, 15  көйдүрмә үчүн бир яш буқидин, бир қойдин, бир яшқа толмиған бир тохлидин 16  вә гуна үчүн бир оғлақтин ибарәт еди. 17  Течлиқ қурбанлиғи үчүн икки өкүзни, бәш қойни, бәш текини, бәш бир яшлиқ қозини әкәлди. Мана мошу Аминадабниң оғли Наһшунниң тәғдими. 18  Иккинчи күни Иссакар қәбилисиниң башчиси Суарниң оғли Натаниял һәдийәсини әкәлди. 19  Униң һәдийәси зәйтун мейи қуюлған буғдай униға толтурулған 130 шекәллик бир күмүч тавақтин; 70 шекәллик бир күмүч қачидин, 20  исриққа толтурулған 10 шекәллик алтун қачидин, 21  көйдүрмә үчүн бир яшлиқ буқидин, бир қойдин, йешиға толмиған бир тохлидин 22  вә гуна үчүн бир оғлақтин ибарәт еди. 23  Течлиқ қурбанлиғи үчүн икки өкүзни, бәш қойни, бәш текини, бәш бир яшлиқ қозини әкәлди. Мана мошу Суарниң оғли Натаниялниң тәғдими. 24  Үчинчи күни Хилонниң оғли Зәбулун қәбилисиниң башчиси Елиаб һәдийәсини әкәлди. 25  Униң һәдийәси зәйтун мейи қуюлған буғдай униға толтурулған 130 шекәллик бир күмүч тавақтин; 70 шекәллик бир күмүч қачидин, 26  исриққа толтурулған 10 шекәллик алтун қачидин, 27  көйдүрмә үчүн бир яшлиқ буқидин, бир қойдин, йешиға толмиған бир тохлидин 28  вә гуна үчүн бир оғлақтин ибарәт еди. 29  Течлиқ қурбанлиғи үчүн икки өкүзни, бәш қойни, бәш текини, бәш бир яшлиқ қозини әкәлди. Мана мошу Хилонниң оғли Елиабниң тәғдими. 30  Төртинчи күни Шидиурниң оғли, Рувим қәбилисиниң башчиси Елисур һәдийә әкәлди. 31  Униң һәдийәси зәйтун мейи қуюлған буғдай униға толтурулған 130 шекәллик бир күмүч тавақтин; 70 шекәллик бир күмүч қачидин, 32  исриққа толтурулған 10 шекәллик алтун қачидин, 33  көйдүрмә үчүн бир яшлиқ буқидин, бир қойдин, йешиға толмиған бир тохлидин 34  вә гуна үчүн бир оғлақтин ибарәт еди. 35  Течлиқ қурбанлиғи үчүн икки өкүзни, бәш қойни, бәш текини, бәш бир яшлиқ қозини әкәлди. Мана мошу Шидиурниң оғли Елисурниң тәғдими. 36  Бәшинчи күни Суришаддайниң оғли, Шимон қәбилисиниң башчиси Шилумиил һәдийәсини әкәлди. 37  Униң һәдийәси зәйтун мейи қуюлған буғдай униға толтурулған 130 шекәллик бир күмүч тавақтин; 70 шекәллик бир күмүч қачидин, 38  исриққа толтурулған 10 шекәллик алтун қачидин, 39  көйдүрмә үчүн бир яшлиқ буқидин, бир қойдин, йешиға толмиған бир тохлидин 40  вә гуна үчүн бир оғлақтин ибарәт еди. 41  Течлиқ қурбанлиғи үчүн икки өкүзни, бәш қойни, бәш текини, бәш бир яшлиқ қозини әкәлди. Мана мошу Суришаддайниң оғли Шилумиилниң тәғдими. 42  Алтинчи күни Дигуилниң оғли, Гад қәбилисиниң башчиси Елиасаф һәдийә қилди. 43  Униң һәдийәси зәйтун мейи қуюлған буғдай униға толтурулған 130 шекәллик бир күмүч тавақтин; 70 шекәллик бир күмүч қачидин, 44  исриққа толтурулған 10 шекәллик алтун қачидин, 45  көйдүрмә үчүн бир яшлиқ буқидин, бир қойдин, йешиға толмиған бир тохлидин 46  вә гуна үчүн бир оғлақтин ибарәт еди. 47  Течлиқ қурбанлиғи үчүн икки өкүзни, бәш қойни, бәш текини, бәш бир яшлиқ қозини әкәлди. Мана мошу Дигуилниң оғли Елиасафниң тәғдими. 48  Йәттинчи күни Амиудниң оғли, Әпраим қәбилисиниң башчиси Елишам һәдийәсини әкәлди. 49  Униң һәдийәси зәйтун мейи қуюлған буғдай униға толтурулған 130 шекәллик бир күмүч тавақтин; 70 шекәллик бир күмүч қачидин, 50  исриққа толтурулған 10 шекәллик алтун қачидин, 51  көйдүрмә үчүн бир яшлиқ буқидин, бир қойдин, йешиға толмиған бир тохлидин 52  вә гуна үчүн бир оғлақтин ибарәт еди. 53  Течлиқ қурбанлиғи үчүн икки өкүзни, бәш қойни, бәш текини, бәш бир яшлиқ қозини әкәлди. Мана мошу Амиудниң оғли Елишамниң тәғдими. 54  Сәккизинчи күни Пидасурниң оғли, Манассә қәбилисиниң башчиси Гамалиил һәдийә әкәлди. 55  Униң һәдийәси зәйтун мейи қуюлған буғдай униға толтурулған 130 шекәллик бир күмүч тавақтин: 70 шекәллик бир күмүч қачидин, 56  исриққа толтурулған 10 шекәллик алтун қачидин, 57  көйдүрмә үчүн бир яшлиқ буқидин, бир қойдин, йешиға толмиған бир тохлидин 58  вә гуна үчүн бир оғлақтин ибарәт еди. 59  Течлиқ қурбанлиғи үчүн икки өкүзни, бәш қойни, бәш текини, бәш бир яшлиқ қозини әкәлди. Мана мошу Пидасурниң оғли Гамалиилниң тәғдими. 60  Тоққузинчи күни Гидионийниң оғли, Бениамин қәбилисиниң башчиси Абидан һәдийә әкәлди. 61  Униң һәдийәси зәйтун мейи қуюлған буғдай униға толтурулған 130 шекәллик бир күмүч тавақтин; 70 шекәллик бир күмүч қачидин, 62  исриққа толтурулған 10 шекәллик алтун қачидин, 63  көйдүрмә үчүн бир яшлиқ буқидин, бир қойдин, йешиға толмиған бир тохлидин 64  вә гуна үчүн бир оғлақтин ибарәт еди. 65  Течлиқ қурбанлиғи үчүн икки өкүзни, бәш қойни, бәш текини, бәш бир яшлиқ қозини әкәлди. Мана мошу Гидионийниң оғли Абиданниң тәғдими. 66  Онинчи күни Амишадайниң оғли, Дан қәбилисиниң башчиси Ахиезер һәдийәни әкәлди. 67  Униң һәдийәси зәйтун мейи қуюлған буғдай униға толтурулған 130 шекәллик бир күмүч тавақтин: 70 шекәллик бир күмүч қачидин, 68  исриққа толтурулған 10 шекәллик алтун қачидин, 69  көйдүрмә үчүн бир яшлиқ буқидин, бир қойдин, йешиға толмиған бир тохлидин 70  вә гуна үчүн бир оғлақтин ибарәт еди. 71  Течлиқ қурбанлиғи үчүн икки өкүзни, бәш қойни, бәш текини, бәш бир яшлиқ қозини әкәлди. Мана мошу Амишадайниң оғли Ахиезерниң тәғдими. 72  Он биринчи күни Охранниң оғли, Ашер қәбилисиниң башчиси Пагиил һәдийәни әкәлди. 73  Униң һәдийәси зәйтун мейи қуюлған буғдай униға толтурулған 130 шекәллик бир күмүч тавақтин: шекәллик бир күмүч қачидин, 74  исриққа толтурулған 10 шекәллик алтун қачидин, 75  көйдүрмә үчүн бир яшлиқ буқидин, бир қойдин, йешиға толмиған бир тохлидин 76  вә гуна үчүн бир оғлақтин ибарәт еди. 77  Течлиқ қурбанлиғи үчүн икки өкүзни, бәш қойни, бәш текини, бәш бир яшлиқ қозини әкәлди. Мана мошу Охранниң оғли Пагиилниң тәғдими. 78  Он иккинчи күни Енанниң оғли, Нәпталим қәбилисиниң башчиси Ахир һәдийәни әкәлди. 79  Униң һәдийәси зәйтун мейи қуюлған буғдай униға толтурулған 130 шекәллик бир күмүч тавақтин: шекәллик бир күмүч қачидин, 80  исриққа толтурулған 10 шекәллик алтун қачидин, 81  көйдүрмә үчүн бир яшлиқ буқидин, бир қойдин, йешиға толмиған бир тохлидин 82  вә гуна үчүн бир оғлақтин ибарәт еди. 83  Течлиқ қурбанлиғи үчүн икки өкүзни, бәш қойни, бәш текини, бәш бир яшлиқ қозини әкәлди. Мана мошу Енанниң оғли Ахирниң тәғдими. 84  Мана мошундақ һәдийәләрни Исраил башчилири қурбангаһни муқәддәсләп майлиған күни әкәлди: 12 күмүч тавақ, 12 күмүч қача, 12 алтун исриқдан. 85  Һәрбир тавақта 130 шекәл күмүч, һәрбир қачида 70 шекәл күмүч — бу затларда муқәддәс шекәлдә саниғанда 2400 шекәл күмүч болди. 86  Исриқ толтурулған исриқданниң сани 12, һәрбирсидә муқәддәс шекәлдә 10 шекәл: барлиғи болуп исриқданларда 120 алтун шекәл. 87  Көйдүрмә үчүн қара малдин 12 буқа, 12 қой, 12 бир яшлиқ қозилар һәм улар билән нан һәдийәлири, шундақла гуна үчүн 12 оғлақ әкелинди. 88  Течлиқ қурбанлиққа қара малдин 24 буқа, 60 қой, 60 бир яшлиқ оғлақлар, нуқсансиз 60 қозилар берилди. Мана, мошу һәдийәләрни қурбангаһниң майланғинидин кейин тәнтәнилик ечилишида Исраил оғуллири әкәлди. 89  Һәрқетим Муса жиғилиш чедириға Йәһва билән сөзлишишкә киргәндә, у униң билән сөзлишиватқан Тәңриниң авазини аян сандуғиниң қапқиси үстидә, икки хурабин арисида аңлатти. Йәһва униң билән сөзлишәтти.

Изаһәтләр