Санлар 8:1—26

8  Йәһва Худа Мусаға сөзләп, мундақ деди:  «Һарунға җакалап ейтқин: “Шамларни сән яққанда, шамданниң алдини йәттә шам йорутуши лазим”».  Һарун шундақ қилди. Йәһва, Муса ейтқандәк, шамданниң алдини йорутушқа шамларни яқти.  Мана, шамданниң ясилиши: у сап алтундин болуп, ғолидин гүллиригичә чекилгән еди. Йәһва Мусаға көрсәткинидәк, Һарун шамданни шундақ ясиди.  Йәһва Мусаға сөзини давамлаштурди:  «Исраил оғуллиридин ләвийләрни елип, уларни паклиғин.  Уларни паклаш үчүн тазилаш суйи билән сәпкин, улар пүткүл тенини устура билән қирип чүшәрсун. Андин кийимлирини жуюп, тазилансун.  Андин улар қара малдин буқини вә униңға қошуп май қуюлған әң яхши буғдай унидин нан һәдийәсини әкәлсун, сән болсаң, гуна үчүн йәнә бир яш буқини алисән.  Ләвийләрни жиғин чедириниң алдиға әкелип, Исраил оғуллириниң пүткүл җәмийитини жиққин. 10  Ләвийләрни Йәһваниң алдиға турғузғин вә Исраил оғуллири уларға қоллирини қойсун. 11  Андин Һарун ләвийләргә өзлирини чайқап, Исраил оғуллириниң Йәһва алдида силкитмә тәғдимисидәк өзлирини әкәлсун. Шуниң билән улар Йәһва Пәрвәрдигарға хизмәт қилишқа башлайду. 12  Кейин ләвийләр қоллирини буқиларниң башлириға қойиду. Тазилиниш үчүн бирсини гуна қурбанлиғиға, йәнә бирсини Йәһваға көйдүрмигә әкелиду. 13  Сән ләвийләрни Һарун билән оғуллири алдиға қоюп, Йәһваға силкитмә тәғдимидәк чайқилишини буйрисән. 14  Шундақларчә, сән ләвийләрни Мениңки болуши үчүн, Исраил оғуллиридин бөлисән. 15  Андин сән уларни силкитмидәк әкәлгәндин кейин, улар муқәддәс чедирда хизмәт қилишқа келиду. Сәвәви, барлиқ Исраил оғуллири арисидин улар Маңа берилгәнләрдур. 16  Улар Исраил оғуллириниң тунҗилири орниға берилгәнләр. Мән уларни Өзәмгә алдим. 17  Чүнки Исраилдики барлиқ тунҗилар, адәмдин тартип малғичә, Мениңкиләрдур. Мисирда Мән барлиқ тунҗиларни уҗуқтурған күни Мән уларни Өзәмгә беғишлиғандим. 18  Шу күни Мән ләвийләрни Исраил оғуллириниң тунҗилири ретидә таллавалғандим. 19  Мән ләвийләрни барлиқ Исраил оғуллириниң орниға муқәддәс чедирда хизмәт қилиши үчүн, Һарун билән униң оғуллириға тапшуримән. Шундақла улар Исраил оғуллириға һимайә болиду, чүнки исраиллиқлар муқәддәс җайға йеқинлимаслиғи вә шуниңға җаза алмаслиғи үчүндур». 20  Муса билән Һарун вә пүткүл Исраил җәмийити ләвийләр билән, Йәһва Худа Мусаға буйриғинидәк, иш тутти. Улар нәқ шундақ қилди. 21  Ләвийләр тазиланди, улар кийимлирини жуюп, өзлирини чайқетип Һарун арқилиқ Йәһваға әкелинди. 22  Андин ләвийләр Һарун билән оғуллири алдида муқәддәс чедирда ишлирини атқурушқа кәлди. Йәһва Мусаға ләвийләр һәққидә ейтқинидәк, улар шундақ қилди. 23  Йәһва Мусаға йәнә сөзлиди: 24  «Мана, ләвийләр тоғрилиқ көрсәтмиләр: улар 25 яштин башлап жиғин чедиридики ишларға киришиши лазим. 25  Ләвийниң йеши 50кә йәткәндә, хизмәттин бошитилип, өз топида башқа хизмәт қилмисун. 26  Улар өз бурадәрлиригә чедирдики вәзипилирини атқурушта ярдәм бәрсун, лекин өзлири хизмәт қилмиши лазим. Ләвийләрниң хизмити һәққидә мошу көрсәтмиләргә әмәл қилғин».

Изаһәтләр