Санлар 9:1—23

9  Синай чөлидә, Мисир йеридин чиққан иккинчи жилиниң биринчи ейида Йәһва Тәңри Мусаға сөз килип:  «Исраил оғуллириға Қутқузулуш мәйримини бәлгүләнгән вақтида өткүзишини җекилигин.  Уни мошу айниң 14-күниниң кәчқурунлиғи бәлгүләнгән вақитта барлиқ тохтамлар вә урпи-адәтләр бойичә өткүзүңлар»,— деди.  Муса Исраил оғуллириға Қутқузулуш мәйримини өткүзүшни тапилиди.  Һәм улар Қутқузулуш мәйримини Синай чөлидә биринчи айниң 14-күни қәчқурунлуғи өткүзди. Йәһва Мусаға әмир қилғандәк, Исраил оғуллири шундақ қилди.  Адәмләрдин бирмунчилири шу күни өлгән кишиләрниң җәсәтлиригә қол тәккүзгәнлигигә бенаән напак болуп, Қутқузулуш мәйримигә қатнишалмиди. Улар Муса билән Һарунға келип:  «Биз өлүкләргә қол тәккүзгәнлигимиз үчүн напак болдуқ. Бирақ немишкә Исраил оғуллириниң арисида өз вақтида Йәһваға һәдийәлиримизни әкелиштин мәһрум болушимиз керәк?»,— дәп соал қойди.  Муса уларға җававән: «Тохтап туруңлар, мән силәр тоғрилиқ Йәһвадин сорап көрәй»,— деди.  Йәһва Рәб Мусаға җававән: 10  «Исраил оғуллириға ейтқин: “Әгәр бирси җәсәткә тәгсә яки жирақ йолда болса, у Йәһваниң Қутқузулуш мәйримини өткүзүши шәрт. 11  Ундақлар иккинчи айниң 14-күни кәчқуруңлиғи Қутқузулуш мәйримини өткүзүп, уни петир нанлар вә аччиқ кокатлар билән йейиши керәк. 12  Қутқузулуш мәйриминиң тамиғини әтигәнгә қалдурмай, униң устиханлирини чақмисун. Уни Қутқузулуш мәйриминиң тохтами бойичә өткүзсун. 13  Кимду-ким таза болуп вә йолда болмиса һәм Қутқузулуш мәйримини өткүзмисә, шу җан өз хәлқидин қирилиду. Сәвәви, у киши өз вақтида Йәһваға һәдийә әкәлмиди, у киши гунайини көтириду. 14  Әгәр араңларда мусапир яшиса, уму Йәһваниң Қутқузулуш мәйримини мәйрәмлиши шәрт. Қутқузулуш мәйриминиң тохтами вә урпи-адити бойичә уни өткүзүши керәк. Бир тохтам йәрлик турғун вә мусапир үчүн болиду”,— дәп тапилиди». 15  Муқәддәс чедир қоюлған күни чедирни булут қаплиди вә кәчқурундин әтигәнлигичә униң үстидә от турди. 16  Шундақ һаләт дайим болди: күндүзи чедирни булут қаплиди, түндә от йенип турди. 17  Булут чедирдин көтирилгәндә, Исраил оғуллири йолға чиқатти, булут тохтиған җайда улар қараргаһини тикәтти. 18  Йәһваниң буйруғи бойичә Исраил оғуллири йолға маңатти вә Йәһваниң буйруғи бойичә улар тохтатти. Булут чедирниң үстидә болғанда уларму туратти. 19  Әгәр булут узақ вақит муқәддәс чедирниң үстидә турса, Исраил оғуллириму Йәһваға бойсунуп, һеч йәргә қозғалматти. 20  Бәзидә булут чедирни бирнәччә күн қаплап туратти, исраиллиқларму Йәһваниң әмри бойичә қараргаһни тикип туратти вә Йәһваниң әмри бойичә йолға чиқатти. 21  Бәзидә булут пәқәт кәчтин әтисигичә туратти, әтигәнлиги болса көтириләтти, шу чағда уларму қопуп, йолға чиқатти. Қачанда булут көтирилмисун — күндүзи яки ахшими — улар тәңла көтирилип, йолға раван болатти. 22  Әгәр булут икки күн яки бир ай, яки нәччә күн алдиримай турса, шунда Исраил оғуллириму қозғалматти. Амма булут йолға маңғанда, уларму кәйнидин маңатти. 23  Йәһва Рәбниң әмри бойичә улар тохтатти вә Йәһваниң әмри бойичә йолға чиқатти. Исраил оғуллири Йәһваға бойсунуп, Йәһва Муса арқилиқ бәргән буйруқлирини орунлатти.

Изаһәтләр