Тарихнамә 1-язма 16:1—43

16  Һәққаний Худаниң сандуғини әкелип, Давут уни тәйярлиған чедирға қойди. Андин һәқ Худаниң йүзи алдида көйдүрмиләрни һәм шүкүр қурбанлиқларни тәғдим қилди.  Көйдүрмиләр вә течлиқ қурбанлиқларни әкәлгәндин кейин, Давут хәлиқни Йәһва исмидин бәрикәтлиди.  У барлиқ исраиллиқларға, әрләргә һәм аялларға, һәрқайсиға бир нандин, бир парчә гөштин вә бир тал үзүм қатлимидин таратти.  У ләвийләрни улар Исраилниң Бәрпакари Йәһвани мәдһийилиши, махтиши вә шөһрәтлиши үчүн, Йәһваниң сандуғи алдида хизмәткә қойди:  булар — башчиси Асаф, андин Зәкәрия, Йииел, Шимирамот, Йихиел, Мәттатия, Елиаб, Беная, Овед-Едом вә Йииел өз чилтарлири вә тарлиқ әсваплири билән, Асаф дап-думбақларда ойниши үчүн,  Беная билән Иахазиил роһанийларни улар һәқ Худаниң келишим сандуғи алдида карнәйләрни челиши үчүн.  Шу күни Давут биринчи қетим ушбу нахшини Йәһвани мәдһийиләшкә Асаф һәм униң қериндашлири арқилиқ бәрди:  «Йәһвани мәдһийиләңлар, Униң исмини җакалаңлар, Хәлиқтә ишлирини ейтиңлар.  Униңға нахша иҗра қилиңлар, Униңға дап-думбақ челиңлар, Бар мөҗүзилирини баянлаңлар. 10  Униң муқәддәс исми билән махтиниңлар, Йәһвани издигәнләрниң жүриги шатлансун! 11  Йәһва қудритини истәңләр, Униң йүзини дайим издәңлар. 12  У қилған мөҗүзиләрни Әстә тутуңлар, Карамәтлири билән еғизиниң Қарарлирини унтумаңлар. 13  Исраилниң нәсли — Униң қуллири, Яқуп оғуллири — Униң таллиғанлири. 14  Худайимиз — Пәрвәрдигардур! Йәһваниң сотлири Пүткүл йәр йүзидә. 15  Келишимини мәңгү сақлаңлар, Миңлиған әвлатқа ейтқан сөзини. 16  Ибраһимға вәсийәт қилғинини Вә Исһаққа қәсәм бәргинини. 17  У буни Яқупқа қанун қилди, Исраилға әбәдий вәдә қилди: 18  “Саңа Қанан зиминини Мирас егиликкә беримән”. 19  Шу чағда силәр көп әмәстиңлар, Азсанлиқ мусапирлар едиңлар. 20  Улар хәлиқтин хәлиққә өтти, Шаһлиқтин башқа қәбилигә. 21  Һечкимгә уларни рәнҗиткүзмиди, Улар үчүн шаһларни паш қилди: 22  “Мениң майланғанлиримға Һәргиз тәгмәңлар, Мениң пәйғәмбәрлиримгә Зийян кәлтүрмәңлар!” 23  Йәһваға пүткүл йәр нахша ейт, Униң қутқузулушини һәр күни Хуш хәвәрдә йәткүзүңлар! 24  Хәлиқләрдә шәнини җакалап, Қәбилиләрдә Униң ишлирини, 25  Чүнки Йәһва улуқ һәм абройлуқ, Барлиқ илаһлардин қорқунучтур! 26  Әлләрниң худалири һечнимидур, Йәһва асман-йәрни яратти! 27  Униң алдида шәрәп-қәдрийәт, Униң орнида күч һәм хурсәнлик. 28  Йәһваға, барлиқ хәлиқләр, Йәһваға шан-шөһрәт әкелиңлар! 29  Йәһваниң исмиға лайиқ шәрәпни, Йүзи алдида мунасип һәдийәни, Йәһваға муқәддәс гөзәлликтә Дайим ибадәт қилиңлар. 30  Алдида бар зимин титрисун! Каинат мәккәм, қозғалмайду. 31  Самалар шатлансун, Йәр тәнтәнә қилип: “Йәһва — Падиша!”— десун. 32  Деңиз турғунлири чайқалсун, Етиз мәвҗудатлири сәкрисун. 33  Йәһва дәрәқлири шатлансун: У йәрни сотлашқа маңди. 34  Йәһвани һәммә мәдһийилә, Сәвәви У Бәрикәтлигүчи, Чүнки Униң шәпқити мәңгү! 35  “Қутқазғучи, бизни жиғип, Хәлиқләрдин қутулдурғайсән. Биз муқәддәс исмиңни мәдһийиләп, Аброюң билән махтинишимиз үчүн. 36  Исраил Рәбби Йәһва Әсирләр бойи мубарәк болғай!”» Хәлиқ җававән: «Амин! Йәһваға шан-шәрәп!»— деди. 37  Давут Йәһваниң келишим сандуғиниң қешида Асаф билән қериндашлирини қойди. Уларни дайим, күндин күнгә, сандуқниң алдида хизмәт қилишқа бәлгүлиди. 38  Қошумчә күзәтчиләр қилип, Овед-Едомни вә бурадәрлиридин 68 адәмни, Идифунниң оғли Овед-Едомни һәм Хосани қойди, 39  Садок чоң роһанийни вә бурадәрлири роһанийларни Гибионда, егизликтә болған Йәһваниң макани алдида, 40  улар давамлиқ Йәһваға көйдүрмиләрни әкелишкә бәлгүлиди. Йәһваниң Исраилға вәсийәт қилған Қанунида әтигәнлиги һәм кәчқурунлуғи көйдүрмиләрни қурбангаһта сунуши шәрт еди. 41  Улар билән Һеман, Идифун вә исми аталған башқа талланғанлар Йәһвани мәдһийилиши лазим еди, чүнки Униң шәпқити мәңгүгә. 42  Шундақла улар билән карнәйләрни, дап-думбақларни вә Худаниң тарлиқ әсваплирида сазлаш үчүн сазәндиләрни қойди. Идифунниң оғуллири болса күзәттә турди. 43  Андин пүткүл хәлиқ өз өйлиригә тарқашти, Давут өз өйини бәрикәтләш үчүн қайтти.

Изаһәтләр