Тарихнамә 1-язма 23:1—32

23  Давут қерип вә өмриниң күнлиридин қанаәтлинип, Исраилниң үстидин падиша қилип оғли Сулайманни қойди.  У Исраилниң барлиқ бәглирини, роһанийлирини һәм ләвийлирини жиғди.  Ләвийләр 30 яштин тартип һесаплинип чиқти: бир-бирләп саниғанда уларниң сани 38 000 болди.  Уларниң қатаридин 24 000ни Йәһваниң өйидики ишларни назарәт қилиши керәк еди. 6000ни болса башлиқлар һәм сотчилар еди.  Дәрвазичилардин 4000 киши, 4000ни болса, Давут ейтқинидәк, Йәһвани мәдһийиләш үчүн саз әсвапларда ойнайдиғанлар еди.  Давут падиша уларни Ләвий оғуллиридин нөвәтләргә болди: Гирсонниң, Каавниң һәм Мерариниң новәтлири.  Гирсонлиқлардин Лаедан һәм Шимей.  Лаедан оғуллири: биринчиси Йихиел, андин Зефан вә Йоел — үчи.  Шимейниң оғуллири: Шеломот, Хазиил, Аран — үчи. Улар Лаедан нәслиниң башчилири еди. 10  Шимейниң оғуллири: Яхат, Зиза, Йеус вә Берия, булар Шимейниң оғуллири — төрти. 11  Яхат тунҗиси еди, Зиза иккинчиси, Йеус һәм Берияниң пәрзәнтлири аз болғачқа, улар тизимда бир әвлат болуп саналди. 12  Каавниң оғуллири Амрам, Йисхар, Һиброн вә Узиил — төрти . 13  Амрамниң оғуллири: Һарун һәм Муса. Һарун өзи вә униң оғуллири бүйүк муқәддәсликтәк беғишлиниш үчүн, мәңгүгә бөлүнгән еди. Улар Йәһваниң йүзи алдида исриқларни әкелиш үчүн һәм Униңға хизмәт қилип, Униң исми билән әбәдий-әбәт бәрикәтләш үчүн қоюлған еди. 14  Муса Худаниң адими болған. Униң оғуллири Ләвий қәбилисиниң умумий нами билән аталди. 15  Мусаниң оғуллири Гирсон һәм Елиезер. 16  Гирсонниң оғуллири: башчиси Шевуил. 17  Елиезерниң оғуллири: башчи Реавия. Елиезерниң башқа оғуллири болмиған. Рехавияниң болса интайин нурғун оғуллири болди. 18  Йисхарниң оғуллири: тунҗиси Шеломит. 19  Һибронниң оғуллири: тунҗиси Йерия, иккинчиси Амария, үчинчиси Иахазиил, төртинчиси Йехаман. 20  Узиилниң оғуллири: тунҗиси Миха вә иккинчиси Ишшия. 21  Мерариниң оғуллири: Махли вә Муши. Махлиниң оғуллири: Елиазар һәм Кис. 22  Елиазар вапат болғанда униң оғуллири болмай, пәқәт қизлири қалди. Уларни өзлиригә Кисниң оғуллири, уларниң қериндашлири, хотунлуққа алди. 23  Мушиниң оғуллири: Махли, Әдәр вә Иремот — үчи. 24  Мана, Ләвийниң әвлатлири бойичә, нәсиллириниң башчилири бойичә, оғуллири тизимланған новәт. Улар бир-бирләп, исимлириниң сани бойичә 20 яштин тартип, Йәһваниң ибадәтханисида атқурған хизмәтлири бойичә әсләнди. 25  Сәвәви Давут: «Исраилниң Тәңри Йәһва Өз хәлқигә течлиқ берип, Йерусалимда мәңгү маканлашти. 26  Ләвийләргә әнди чедирни һәм униңда керәклик затларни көтиришкә керәк әмәс»,— дегән еди. 27  Шуңлашқа Давутниң ахирқи әмирлири бойичә ләвийләр 20 яштин башлап тизимланди. 28  Улар Һарун оғуллириниң назарити астида Йәһваниң өйидики хизмәтләргә турди: һойлиларда, ханиларда, барлиқ муқәддәс затларни пакизлиқта тутушта вә Рәбб өйидә муһтаҗ һәрхил ишларни бәҗириштә. 29  Улар шундақла тәғдим нанларни тәйярлашта, нан һәдийәси үчүн буғдай унини вә тавида петир қуймақларни қуюшта, унни зәйтун мейи билән арилаштурмақта вә һәрқандақ өлчәшләрдә улар иштрак қилатти. 30  Һәр әтигәнлиги улар Йәһвани махтап-мәдһийиләш үчүн туратти, шуниңдәкла һәм кәчқуруңлуғи. 31  Йәһваға шәнбиләрдә, йеңи ай башланғанларда, мәйрәмләрдә вә барлиқ көйдүрмиләрдә уларниң сани бойичә тохтамларға бенаән улар Йәһваниң алдида дайим болуши шәрт еди. 32  Ләвийләр жиғинниң чедирини бурадәрлири, Һарун оғуллирини һәм барлиқ муқәддәсликләрни, өз күзитидә тутуп, Йәһва ибадәтханисида керәклик ишларни атқуратти.

Изаһәтләр