Тарихнамә 1-язма 25:1—31

25  Давут падиша вә хизмәт топлириниң башчилири Асафниң бирмунчә оғуллирини, шу җүмлидин Һеман билән Идифунни, саз әсваплар, чилтарлар вә дап-думбақларни челиш үчүн бөлди. Уларниң сани төвәндики еди:  Асафниң оғуллиридин Закхур, Йүсүп, Нәтания вә Ашарела, улар Асафниң рәһбәрлигидә падишаниң нәсиһәтлири бойичә саз чалатти.  Идифундин: Идифунниң оғуллири Гедалия, Зори, Йишая, Хашавия, Мәттатия — алтиси атиси Идифунниң рәһбәрлигидә чилтарларда Йәһвани шәрәпләп мәдһийиләтти.  Һемандин: Һеманниң оғуллири Букия, Маттания, Узиил, Шевуил, Йеримот, Ханания, Һананий, Елиата, Гедалтия, Ромамти-Езер, Йошбекаши, Маллотия, Готир, Махазиот.  Уларниң һәммиси падишаниң вәлийи Һеманниң оғуллиридур. Атиси һәққаний Худадин берилгән сөзләр билән Уни улуқлатти. Һәқ Худа Еманға 14 оғул вә 3 қиз бәргәнди.  Буларниң барлиғи атисиниң қол астида болуп, дап-думбақлар, тарлиқ хилму-хил саз әсваплирида нахшиларни иҗат қилип, Йәһва өйидә өз хизмитини атқуратти. Асаф, Идифун вә Һеман өзлири падишаниң рәһбәрлигидә паалийәт жүргүзәтти.  Өз ишини билип, Йәһваниң алдида саз-нәғмә қилишқа маһирлиқ билән үгитилгәнләрниң сани 288 адәм еди.  Улар хизмәт новәтчилиги тоғрилиқ, кичиги чоңи билән, мукәммәл билидиған сазчи шагирти билән тәң, чәк ташлиди.  Биринчи чәк Асафқа, тоғриси, униң оғли Йүсүпкә, иккинчиси Гедалияға, нәқ өзигә, бурадәрлиригә һәм оғуллириға — 12 кишигә чиқти. 10  Үчинчи чәк Закхурға, униң қериндашлири һәм оғуллириға — 12 адәмгә чиқти. 11  Төртинчиси Езрийға, қериндашлири һәм оғуллириға — 12 адәмгә чиқти. 12  Бәшинчиси Нәтанияға бурадәрлири һәм оғуллири билән, 12 адәмгә чиқти. 13  Алтинчи чәк Букияға, униң қериндашлири билән оғуллириға — 12 кишигә чиқти. 14  Йәттинчиси Йесарелаға, униң оғуллири билән қериндашлириға, җәми 12 адәмгә чиқти. 15  Сәккизинчиси Йишаяға оғуллири билән қериндашлириға, 12 кишигә чүшти. 16  Тоққузинчи чәк Маттанияға оғуллири билән бурадәрлиригә, 12 адәмгә чүшти. 17  Онинчиси Шимейға оғуллири һәм қериндашлири билән, 12 ләвийгә чиқти. 18  Он биринчиси Азарияға оғуллири һәм бурәдәрлири билән, 12 адәмгә чиқти. 19  Он иккинчи чәк болса Хашавияға, униң оғуллириға һәм қериндашлириға, җәми 12 адәмгә чүшти. 20  Он үчинчиси Шуваилға оғуллири вә бурадәрлири билән, 12 адәмгә чиқти. 21  Он төртинчиси Мәттатияға оғуллири һәм бурадәрлири билән, 12 адәмгә чиқти. 22  Он бәшинчиси Иремотқа оғуллири билән бурадәрлиригә, 12 ләвийгә чүшти. 23  Он алтинчиси Ананияға, униң оғуллири билән қериндашлириға, җәми 12 кишигә чиқти. 24  Он йәттинчиси Йошбекашиға, униң оғуллири билән қериндашлириға, 12 кишигә чүшти. 25  Он сәккизинчиси Һананийға оғуллири һәм бурадәрлири билән, 12 адәмгә чүшти. 26  Он тоққузинчи чәк Маллотияға, униң оғуллири билән бурадәрлиригә, 12 кишигә чиқти. 27  Жигирминчиси болса Елиатқа, униң қериндашлири билән балилириға, 12 ләвийгә чиқти. 28  Жигирмә биринчи чәк Готирға, униң пәрзәнтлири билән қериндашлириға, 12 адәмгә чүшти. 29  Жигирмә иккинчиси Гедалтияға оғуллири һәм бурадәрлири билән, 12 ләвийгә тәгди. 30  Жигирмә үчинчиси Махазиотқа, оғуллири һәм бурадәрлирини қошқанда, җәми 12 кишигә тәгди. 31  Жигирмә төртинчи чәк Ромамти-Езерға оғуллири һәм ака-инилири билән, 12 ләвийгә буйриди.

Изаһәтләр