Тарихнамә 1-язма 3:1—24

3  Давутниң Һибронда туғулған оғуллири төвәндикиләр: йизриәллик Ахиноамдин тунҗиси Амнон, кармиллиқ Абигалдин иккинчиси Даниял,  Гишур шаһи Талмайниң қизи Маахадин үчинчиси Абсалам, Хагитаниң оғли — төртинчиси Адония,  Абиталдин бәшинчиси Шифатия вә Әглаһ исимлиқ аялидин алтинчиси Йитриам.  Ушбу алтиси Давут Һибронда 7 жил вә 6 ай һөкүмранлиқ қилғанда туғулғанлардур. 33 жил у Йерусалимда падиша болди.  Йерусалимда униңда төвәндики оғуллири дунияға көз ачти: Шиммаһ, Шобаб, Натан вә Сулайман. Булар төрти Аммиелниң қизи Бәәршәбадин туғулди.  Йибхар, Елишама, Әлифәләт,  Ногаһ, Нәфәг, Йапия,  Елишама, Елиада вә Әлифәләт — йәнә тоққузи.  Мана булар Давутниң дедәклириниң оғуллиридин башқа пәрзәнтлиридур. Уларниң қериндиши Тамар еди. 10  Сулайманниң оғли: Реһабам, униң оғли Абия, униң оғли Аса, униң оғли Йәһошафат, 11  униң оғли Йәһорам, униң оғли Ахазия, униң оғли Йәһоаш, 12  униң оғли Амазия, униң оғли Азария, униң оғли Йофам, 13  униң оғли Ахаз, униң оғли Хизқия, униң оғли Манассә, 14  униң оғли Амон, униң оғли Йошия. 15  Йошияниң оғуллири: тунҗиси Йоханан, иккинчиси Йәһояким, үчинчиси Зидқия, төртинчиси Шаллум. 16  Йәһоякимниң оғуллири: Йәһоякин, униң оғли Зидқия. 17  Йәһоякинниң әсирдә туғулған оғуллири: Шалтийәл, 18  Малкирам, Пидайя, Шәназзар, Йекамия, Һошама вә Нидабия. 19  Пидаяниң оғуллири Зәрубабил вә Шимей. Зәрубабилниң оғуллири: Мишуллам билән Ханания, уларниң қериндиши Шеломит еди; 20  Хашуба, Оһәл, Бәрәкия, Хасадия Йушаб-Хәсәд — бәшиси. 21  Хананияниң оғуллири: Пилатия вә Йишая. Йишаяниң оғуллири: Рифая. Рифаяниң оғуллири: Арнан. Арнанниң оғуллири: Обадия. Обадияниң оғуллири: Шекания. 22  Шеканияниң оғуллири: Шемая. Шемаяниң оғуллири: Хаттуш, Йигал, Бариях, Неаряһ, Шафат — һәммиси болуп алтиси. 23  Неаряһниң оғуллири: Әлионай, Хизкия вә Азрикам — үчи. 24  Әлионайниң оғуллири: Һодавя, Елиашиб, Пелая, Аққуб, Йоханан, Делая вә Анани, барлиғи болуп йәттиси.

Изаһәтләр