Тарихнамә 1-язма 5:1—26

5  Исраилниң тунҗиси Рувимниң оғуллири. (У тунҗа еди, лекин атисиниң орун-көрписини булғиғандин кейин, униң тунҗилиғи Исраилниң оғли Йүсүпниң әвладиға өтти. Амма униңға нәсәбнамидики тунҗилиқ берилмиди.  Сәвәви, Йәһуда бурадәрлири арисида әң күчлүги еди һәм униңдин даһи келип чиқти. Тунҗилиқ һоқуқи Йүсүпкә берилди).  Исраил тунҗиси Рувимниң оғуллири: Һануқ, Паллу, Есром вә Харми.  Йоелниң оғуллири: Шемая, униң оғли Гог, униң оғли Шимей,  униң оғли Миха, униң оғли Риая, униң оғли Баал,  униң оғли Беера, уни Ассирияниң шаһи Тиглат-Палассар әсиргә әкәтти. У рувимлиқларниң беги еди.  Бурадәрлириниң ичидин қәбилилири бойичә, уларниң нәсәбнамиси бойичә асаслири: Йииел, Зәкәрия,  Йоелниң оғли, Шеманиң оғли, Азазниң оғли Бела. У Ароерда Нибоғичә вә Баал-Мионғичә җайлашти.  Шәриққә қарита у Фират дәриясидин башлап яшиди, чүнки уларниң падилири Гилиад йеридә көпийип кәтти. 10  Саулниң күнлиридә улар агарилиқлар билән уруш жүргүзди, дүшмәнлири уларниң қолидин һалак болди. Шуңа улар агарилиқларниң чедирлириға кирип, Гилиадниң пүткүл шәрқий тәрипидә яшашқа башлиди. 11  Гадниң оғуллири уларниң қешида, Башан йеридә, һәтта Салхағичә яшиди. 12  Биринчиси Йоел, иккинчиси Шафан, андин Янай, Шафат — Башан йеридә. 13  Уларниң қериндашлири аилилири билән: Микаил, Мишуллам, Саба, Йорай, Якан, Зия вә Евер — йәттиси. 14  Мана булар Бузаниң оғли, Яхдонниң оғли, Йишишайниң оғли, Микаилниң оғли, Гилиадниң оғли, Яровахниң оғли, Һуринниң оғли Абихаилниң оғуллири. 15  Уларниң әвладиниң башчиси Гуниниң оғли, Авдийелниң оғли Ахи. 16  Улар Гилиадта, Башанда вә уларға қарашлиқ шәһәрләрдә өз чәклиридә, Шаронниң барлиқ әтраплиридә яшиди. 17  Мәзкүр һәммиси Йәһуда падишаси Йофамниң вә Исраил падишаси Йеробоамниң II күнлиридә һесапланғанди. 18  Рувим, Гад вә Манассә йерим қәбилисиниң оғуллири һәрбий адәмләр еди. Улар қалқан билән қилич көтирип, оқ-ядин маһиранә ататти һәм җәңләргә үгитилгән еди. Улардин 44 760 киши урушқа қатнишатти. 19  Улар агарилиқлар билән, Йәтур, Напиш вә Надаб билән уруш жүргүзәтти. 20  Уларға ярдәм көрситилип, агарилиқлар бар нәрсиси билән уларниң қолиға чүшти. Чүнки улар җәң вақтида Худаға өтүнди, У уларниң илтиҗасини Униңға ишәнгәнликтин аңлиди. 21  Шуниң билән улар дүшмәнлириниң 50 000 төгә падисини, 250 000 қойини, 2000 ешигини вә 100 000 адәмни әсиргә алди. 22  Ушбу җәң Худадин болған сәвәвидин, интайин көп өлгәнләр болди. Шуңа улар дүшмәнлириниң маканида орунлишип, шу йәрдә қуллуққа авдурулғичә яшиди. 23  Манассә қәбилисиниң йерими шу зиминда, Башандин тартип Баал-Һәрмонғичә, истиқамәт қилди. Улар нурғун болди. 24  Мана уларниң әвладиниң башчилири: Әпәр, Йиши, Елиил, Азриил, Йәрәмия, Годавия, Йагдиил – барлиғи қәйсәр, мәшһур кишиләр, өз әвладиниң башлиқлири. 25  Амма-лекин улар атилириниң Худасидин чәтнигәндә вә шу зиминниң хәлиқлири чоқунидиған илаһларниң кәйнидин жүргәндә, 26  Исраилниң Пәрвәрдигари уларға қарши Ассур шаһи Пулниң роһини вә Ассур шаһи Тиглат-Палассарниң роһини қозғап, Рувим, Гад қәбилилирини вә Манассәниң йерим қәбилисини Халах, Хавор, Ару вә Гозан дәриясиға һәтта мошу күнгичә авдурувәтти.

Изаһәтләр