Тарихнамә 1-язма 7:1—40

7  Иссакарниң оғуллири: Толаһ, Пуаһ, Яшуб вә Шимрон — төрти.  Толаһниң оғуллири: Уззий, Рифая, Йириел, Яхмай, Йибсам вә Самуил Толаһниң әвлатлири ичидә асаслири, өз жутлирида қәйсәр кишиләр. Давутниң дәвридә уларниң сани 22 600 болған еди.  Уззияниң оғуллири: Израхия, Израхияниң оғуллири болса, Микаил, Обадия, Йоел вә Ишшия — бәши. Булар һәммиси асасийлири яки башчилар.  Уларниң нәсли бойичә әвлатлири, әскәр қошунлири бойичә уруш пурситигә тәйяр турған 36 000 ләшкири болатти, чүнки уларниң нурғунлиған аяллири һәм пәрзәнтлири бар еди.  Бурадәрлиридин болса Иссакар аилилиридә һәрбий адәмләрдин, һәммисини һесаплиғанда, 87 000 адәм чиқатти.  Бениаминниң оғуллири: Бела, Бехер вә Йидиаел — үчи.  Беланиң оғуллири: Езбон, Уззий, Узиил, Йеримот вә Ири — бәши. Улар нәсилләрниң башчилири болуп, қәйсәр адәмләр еди. Тизим бойичә уларниң сани 22 034 еди.  Бехерниң оғуллири Земира, Йоаш, Елиезер, Әлионай, Омри, Иремот, Абия, Анатот вә Аләмәт. Булар Бехерниң оғуллиридур.  Тизимда нәсилләр бойичә, әвлатлар башчилири бойичә 20 000 әскәр вә 200 сәрдар болған еди. 10  Йидиаелниң оғуллири: Билган. Билганниң оғуллири: Йеус, Бениамин, Еһуд, Кенаан, Зетан, Таршиш вә Ахишахар. 11  Йидиаелниң барлиқ ушбу оғуллири җасур адәмләрдин болуп, нәсилләрниң башчилири еди. Урушқа улардин 17 200 киши чиқатти. 12  Ириниң оғуллири: Шуппим вә Хуппим, Ахерниң оғуллири: Хушим. 13  Нафталиниң оғуллири: Яхзеил, Гуни, Йезер вә Шаллум — Валланиң пәрзәнтлири. 14  Манассәниң оғуллири: униң сириялиқ дедиги Маака туққан Асриил, у аял Гилиадниң атиси Махирни туғди. 15  Махир Хуппим билән Шуппимға аялларни елип бәрди, уларниң сиңлисиниң исми Мааха еди. Иккинчи оғлиниң исми Салпаад болған. Салпаадниң пәқәт қизлири болди. 16  Махирниң аяли Мааха оғул бошинип, униңға Пәрәш дегән атни қойди, андин униң инисиға Шәрәш дегән исим бәрди. Униң оғуллири: Улам вә Рекем. 17  Уламниң оғуллири: Бедан. Мана Манассәниң оғли, Махирниң оғли, Гилиадниң оғуллири. 18  Униң қериндиши Малехет, Ишһод, Абиезер вә Махлини туғди. 19  Шемиданиң оғуллири: Ахиан, Шәкәм, Ликхи вә Аниам. 20  Әпрайимниң оғуллири: Шутела, униң оғли Бәрәд, униң оғли Тахат, униң оғли Елиада, униң оғли Тахат, 21  униң оғли Забад, униң оғли Шутела, шундақла Езер билән Елеад. Уларни шу җайниң турғунлири, Гатниң аһалиси, улар падилирини өзлиригә еливелишқа барғанда өлтүрүвәтти. 22  Уларниң атиси Әпрайим узақ вақит жиғлап һаза тутти. Униң қериндашлири тәсәлли беришкә келишәтти. 23  У аялиға киргәндә, у һамилдар болуп, оғул бошанди. Шу чағда Әпрайим униңға Берия дегән атни қойди, чүнки униң аилисидә бәхитсизлик йүз бәргән еди. 24  Униң Шеера исимлиқ қизи болған еди. У төвәнки һәм жуқарқи Бәйт — Хоронни, Уззен-Шеерани қурған еди. 25  Униң оғли Рефай, униң оғли Решеб, униң оғли Телай вә униң оғли Тахан, 26  униң оғли Лаедан, униң оғли Амиуд, униң оғли Елишама, 27  униң оғли Нун, униң оғли Йәшуа. 28  Уларниң егиликлири: Бәйтәл вә униңға бағлиқ йәрләр, шәриқ тәрәпкә Нааран, ғәрип тәрәпкә Гәзәр вә униңға бағлиқ йәрләр, Шәкәм вә униңға бағлиқ йәрләр, Газағичә. 29  Манассәниң оғуллири тәрипидин Бәйт-Шеан вә униңға бағлиқ йәрләр, Танак вә униңға бағлиқ җайлар, Мәгиддо вә униңға қарашлиқ йәрләр, Дор вә униңға қарашлиқ орунлар. Мошу зиминда Исраилниң оғли Йүсүпниң пәрзәнтлири яшиди. 30  Ашерниң оғуллири: Имна, Ишва, Ишби, Берия вә уларниң қериндиши Сера. 31  Берияниң оғуллири: Хевер вә Малхиил. У Бирзаитниң атиси. 32  Хевер Йафләтни, Шомерни, Хотамни вә уларниң қериндиши Шуани туғди. 33  Йафләтниң оғуллири: Пасах, Бимгал вә Ашбат. Мошулар Йатлетниң оғуллиридур. 34  Шемерниң оғуллири: Ахи вә Рохга, Йихубба вә Арам. 35  Униң бурадәри Гилемниң оғуллири: Зофах, Имна, Шелеш вә Амал. 36  Зофахниң оғуллири Сувах, Хариетер, Шуал, Бери, Имра, 37  Бәзәр, Год, Шамма, Шилша, Ипран вә Беера. 38  Йәтәрниң оғуллири: Йәфония, Пизта вә Ара. 39  Улларниң оғуллири: Арах, Ганиил вә Ризия. 40  Мана мошулар Ашерниң оғуллири. Улар әвлатлириниң башлиқлири болуп талланған, җасур кишиләрдур. Улар асасий башчилар болуп, уруш мәзгилдә 26 000 әскәрни башқуратти.

Изаһәтләр