Тарихнамә 2-язма 1:1—17

1  Давутниң оғли Сулайман өз падишалиғида мустәһкәмләнди вә Йәһва, униң Пәрвәрдигари, Сулайман билән болуп, уни егиз көтәрди.  Сулайман пүткүл Исраилға, миңбешиларға, йүзбешиларға, сотчиларға һәм пүткүл Исраилда қәбилиләрни башқуруватқанларға жиғилишни буйриди.  Падиша Сулайман һәм барлиқ җәмийәт Гибионда болған дөңгә барди, чүнки шу җайда чөлдә Йәһваниң қули Муса ясиған Худаниң жиғин чедири болғанди.  Һәққаний Худаниң сандуғини болса, Давут Кириат-Йаримдин униңға тәйярлиған орунға йөткигән еди. Сәвәви, Давут сандуқ үчүн чедирни Йерусалимда қурғанди.  Хурниң оғли, Урияниң оғли Весилиил ясиған мис курбангаһ Йәһваниң макани алдида туратти. Униң алдида Сулайман хәлқи билән турди.  Ушбу җайда, Йәһваниң йүзи алдида, Сулайман жиғин чедириниң алдидики мис курбангаһта 1000 көйдүрмини әкәлди.  Шу кечиси Худа Сулайманға көрүнүп: «Ейт, немә берәй саңа?»— деди.  Сулайман Худаға җававән: «Сән атам Давутқа бүйүк бир шәпқәтни көрситип, мени униң орниға падиша қилип қойдуң.  Демәк, Тәңрим Йәһва, атам Давутқа ейтқан сөзүң садиқ болғай. Чүнки Сән мени йәр тописидәк нурғунсанлиқ хәлқиң үстидин падиша қилдиң. 10  Әнди болса, мән мошу хәлиқ алдида кирип-чиқишимни билишим үчүн даналиқ билән билим бәргәйсән, чүнки ким Сениң мәзкүр бүйүк хәлқиңни башқуралайду?!»— деди. 11  Худа Сулайманға: «Сениң қәлбиңдә мошу нәрсә болуп, сән Мениңдин байлиқ, ғәзниләрни, шөһрәтни вә дүшмәнлириңниң җенини, һәтта өзәңгә узақ өмүрни соримай, бәлки Мән сени падиша қилип қойған хәлқим үстидин башқуруш үчүн, даналиқ билән билим тилигиниңгә бенаән, 12  саңа даналиқ билән билим берилиду, униңдин ташқири, Мән саңа байлиқ, ғәзниләр һәм шан-шөһрәтни һәдийә қилимән. Сениңдин авал болған падишаларниң һәм сениңдин кейин падишалиқ қилидиғанларниң буниңға охшаш һечнемиси болмайду!»— дәп ейтти. 13  Андин Сулайман падиша Гибиондики дөңдин, жиғин чедиридин Йерусалимға қайтип келип, Исраилниң үстидин һөкүмранлиқ қилди. 14  Сулайман өзигә җәң һарвулар билән чавандазларни топлиди: униң 1400 җәң һарвуси вә 12 000 чавандази болди. У уларни Йерусалимда, падиша йенида вә һарвулар сақлинидиған шәһәрләрдә җайлаштурди. 15  Падиша Йерусалим шәһиридә алтун билән күмүчни аддий зәргар тешиға тәңләштүрди. Кедрларни уларниң нурғунлиғидин төвән җайларда өсидиған әңҗирләргә тәңләштүрди. 16  Атларни болса Сулайманға Мисирдин епкеләтти, падишаниң содигәрлири уларни пулға үйүр-үйүр алатти. 17  Улар Мисирдин җәң һарвуни елип, 600 шекәл күмүчкә, атни болса 150кә кәлтүрәтти. Шундақ қилип, улар өз қоли билән буларни һетий һәм арамий шаһларғиму йәткүзүп берәтти.

Изаһәтләр