Тарихнамә 2-язма 14:1—15
14 Абия атилириға қошулғанда, уни Давутниң шәһиридә йәрлиди. Униң орниға падиша болуп оғли Аса турди. Униң күнлиридә йәр-зимин 10 жил арамхуда яшиди.
2 Аса өз Худайи Йәһваниң көзидә яхши һәм адил ишларни қилди.
3 У ят егизликләрни мәнъий қилип, һәйкәлләрни һәм Аштаротниң тәсвирлирини чеқип ташлиди.
4 У йәһудийларға әҗдатлириниң Тәңри Йәһвани издәп, Униң қануни вә вәсийәтлирини орунлашни җекилиди.
5 Йәһуданиң барлиқ шәһәрлиридә Аса дөңләрни һәм түврүкләрни рәт қилди. Униң һөкүмранлиғида падишалиқта течлиқ болди.
6 У Йәһудияда мустәһкәмләнгән шәһәрләрни салди, чүнки зиминда хатирҗәмлик һөкүм сүрүп, шу жиллири униңда урушлар болмиди. Сәвәви, Йәһва униңға һәммә тәрәптин тиничлиқ бәрди.
7 У йәһудийларға: «Келиңлар, ушбу шәһәрләрни қуруп, уларни мунарилири бар сепиллар, қулупланған дәрвазилири билән қоршайли. Йәр бизниңки, чүнки биз Пәрвәрдигаримиз Йәһваға мураҗиәт қиливатимиз. Биз Уни издигәнликтин, У бизгә һәммә тәрәптин течлиқ бәрди»,— деди. Улар қурулушни башлап, утуқлуқ әмгәк қилди.
8 Асаниң һәрбий күчи монулардин ибарәт: Йәһуда қәбилисидин қалқан һәм нәйзә билән қуралланған 300 000 киши, Бениамин қәбилисидин қалқан һәм оқ-я билән қуранлланған 280 000 адәм. Булар барлиғи җәңгивар ләшкәрләр еди.
9 Уларға қарши ефиоплуқ Зараһ 1 000 000 әскәр вә 300 җәң һарву билән чиқип, Марәшаға кәлди.
10 Униңға қарши Аса чиқти вә улар җәнгә қатарларни тизип, Марәшаниң қешидики Зефат вадисида турди.
11 Шуниң билән Аса Рәбби Йәһвани чақирди: «Йәһва! Сән үчүн күчлүккә яки аҗизға ярдәм бериштә пәриқ йоқ: Худайимиз Йәһва, бизгә ярдәм қилғина, чүнки биз Саңа ишинимиз һәм Сениң исмиңға тайинип, мону көпчиликкә қарши чиқтуқ. Йәһва! Сән бизниң Башпанайимиз, Саңа қарши һечбир адәм туралмайду!»
12 Йәһва Асаниң алдида вә Йәһуданиң көзичә ефиопларни уҗуқтурди вә улар қачти.
13 Аса уларни, ушбу зор хәлиқни, Герарғичә қоғлап барди. Ефиопларниң барлиғи қирилди, һечким арисида тирик қалмиди, чүнки улар Йәһва һәм Униң әскири тәрипидин таза таяқ йеди. Йәһудийлар интайин көп олҗа жиғивалди.
14 Улар Герарниң әтрапидики барлиқ шәһәрләрни вәйран қилди, чүнки буларға Йәһвадин дәһшәт чүшти. Йәһудийлар һәммә шәһәрләрни тинтип чиқти, шуңа уларда нурғунлиған олҗини тапти.
15 Һәтта падичиларниң кәпилириниму вәйран қилип, бәк чоң падиларни һайдап кәтти. Улар Йерусалимға көплигән ушшақ мал вә төгиләр билән қайтип кәлди.