Тарихнамә 2-язма 17:1—19

17  Униң орниға падиша болуп оғли Йәһошафат турди. У Исраилға қарши турушта қаттиқ болди.  У Йәһуданиң барлиқ мустәһкәмләнгән шәһәрлиридә әскәрләрни орунлаштурди, Йәһуда йеридә вә атиси Аса алған Әпрайим шәһәрлиридә күзәт әскәрлирини қойди.  Йәһва Худа Йәһошафат билән болди, чүнки у әҗдади Давутниң йоллири билән меңип, Баалларға чоқунмиди.  У атисиниң Худасиға ишинип, исраиллиқларниң урпи-адәтлири бойичә әмәс, бәлки Униң вәсийәтлири бойичә иш тутти.  Шуниң билән Йәһва падишалиқни униң қолида чиңийтип, барлиқ Йәһуда Йәһошафатқа һәдийәләрни әкелип, у наһайити нурғун байлиққа вә шан-шәрәпкә егә болди.  Униң қәлби Йәһваниң йоллирида егиз пәрваз қилип, у Йәһудадики дөңләр билән Аштаротниң тәсвирлирини мәнъий қилди.  Падишалиғиниң үчинчи жили у бәглири Бенхаил, Обадия, Зәкәрия, Натанаил вә Микаларни Йәһуда шәһәрлиригә тәлим бериш үчүн әвәтти.  Улар билән ләвийләр Шемая, Нәтания, Зәбадия, Асаил, Шимирамот, Йонатан, Адония, Тобия вә Тобадонияларни, улар билән роһанийлардин Елишама вә Йәһорамни әвәтти.  Улар Йәһудияни кезип жүрүп, хәлиқни үгәтти, уларда Йәһваниң Қанун китави болған еди. Улар Йәһуданиң шәһәрлирини арилап, хәлиқни оқутти. 10  Йәһуданиң әтрапидики зиминларниң шаһлиқлирида Йәһвадин әйминиш болуп, улар Йәһошафат билән урушушқа җүръәт қилалматти. 11  Филистийәликләрдин бәзилири Йәһошафат падишаға селиқ орниға соғилар билән күмүч әкеләтти. Әрәпләр болса, униңға ушшақ малдин 7700 қой вә 7700 өшкә әкеләтти. 12  Шундақ қилип, Йәһошафат бара-бара егиз көтирилди вә Йәһудияда қорғанларни һәм озуқ-түлүк үчүн амбарлири бар шәһәрләрни салди. 13  Униң Йәһуда шәһәрлиридә көплигән мүлки тәйярланди, Йерусалимда болса бәк күчлүк җәңгивар кишилири истиқамәт қилатти. 14  Мана, уларниң аилилири бойичә тизими: Йәһуда қәбилисидә миңбешилар, сәрдар Адна, униң 300 000 әла ләшкири. 15  Андин сәрдар Йеханан, униң 280 000 әскири. 16  Андин өз әрки билән Йәһваға һәрбий хизмәт қилишқа беғишланған Зихрийниң оғли Амазия, униң қолбашчилиғида 200 000 җасур ләшкәр болди. 17  Бениамин қәбилисидин әлачи ләшкәр Елиада, униң 200 000 оқ-я һәм қалқан билән қуралланған қошуни бар еди. 18  Кейин Йәһозабат, униң 180 000 яхши қуралланған әскири болди. 19  Мана мошулар, падиша пүткүл Йәһудияниң мустәһкәмләнгән шәһәрлиридә қойған әскәрлиридин ташқири, хизмәт атқуратти.

Изаһәтләр