Тарихнамә 2-язма 18:1—34
18 Йәһошафатниң интайин көп мал-мүлки вә шан-шәрипи болди. У Ахаб билән туққанлашти.
2 Бирнәччә жилдин кейин у Ахабниң йениға Самарийәгә барди. Ахаб униң үчүн вә униң билән болған адәмлири шәрипигә нурғун ушшақ һәм қара мал сойди вә уни өзи билән Гилиадтики Рамотқа беришқа қайил қилишқа урунди.
3 Исраилниң падишаси Ахаб Йәһудияниң падишаси Йәһошафатқа: «Мениң билән Гилиадтики Рамотқа барамсиз?»— деди. У җававән: «Сиз қандақ десиңиз, мән шу, сизниң хәлқиңиз қандақ болса, мениң хәлқимму шундақ. Сиз билән урушқа беришқа тәйярмән!»— деди.
4 Йәнә Йәһошафат Исраил падишасиға: «Йәһва Тәңри немә ейтидиғини һәққидә бүгүн сорап көрүңа»,— дәп тәклип бәрди.
5 Шунда Исраил падишаси 400 пәйғәмбәрни жиғип, улардин: «Биз уруш билән Гилиадтики Рамотқа барайлиму яки йоқму?»— дәп сориди. Улар җававән: «Бериң, уни Худа падишаниң қолиға тапшуриду»,— дейишти.
6 Шу чағда Йәһошафат: «Бу йәрдә Йәһва Рәббниң йәнә қандақту-бир пәйғәмбири барму? Униңдинму сорисақ болатти»,— дәп қалди.
7 Исраил падишаси Йәһошафатқа: «Йәһвадин сорап беқишқа болидиған йәнә бир киши бар, амма мән уни яхши көрмәймән, чүнки у һечқачан маңа яхши бир нәрсини бәшарәт қилмиған, бәлки барлиқ өмрүмдә пәқәт яман нәрсини. Бу Йимланиң оғли Мика»,— деди җавап берип. Йәһошафат болса: «Ундақ демисила, падиша»,— деди.
8 Шуниң билән Исраил падишаси бир әмәлдарни чақирип, униңға: «Йимланиң оғли Микани чапсанирақ елип кәл»,— дәп буйриди.
9 Исраил билән Йәһуданиң падишалири өз кийимлиригә кийинип, һәрқайси өз тәхтидә олтарди. Улар Самарийә дәрвазилириниң қешида, очуқ мәйданниң алдида олтиратти һәм барлиқ пәйғәмбәрләр уларниң алдида пәйғәмбәрлик қиливататти.
10 Кенаанниң оғли Зидқия өзигә төмүр мүңгүзләрни ясап: «Йәһва мундақ дәйду: “Мошундақ қилип, сирияликларни ахириғичә үсүп маңисән!”»— дәп ейтти.
11 Һәммә башқа пәйғәмбәрләрму: «Гилиадтики Рамотқа бериң. Сизгә утуқ болуп, Йәһва уни падишаниң қолиға селип бериду»,— дәп ишәндүрди.
12 Микани чақиришқа барған киши униңға: «Мана, чақирилған пәйғәмбәрләр бир еғиздин падишаға яхшилиқни ейтиватиду. Сениңму сөзүң улар билән мас болсун, сәнму яхши бир пәйғәмбәрликни ейтқин!»— деди.
13 Мика җававән: «Йәһва һаяттур! Маңа Худайим немә десә, шунила ейтимән»,— деди.
14 У падишаға кәлгәндә, падиша униңдин: «Мика! Биз уруш билән Гилиадтики Рамотқа барайлиму яки бармайлиму?»— дәп сориди. У җававән: «Бериңлар, силәрни утуқ күтиду вә қолунларға дүшмәнләр берилиду»,— деди.
15 Падиша униңға: «Қанчә қетим мән сени маңа Йәһваниң исмидин һәқиқәттин башқа һечнәрсә ейтма, дәп сораватимән!»— дәп кәтти.
16 Шу чағда пәйғәмбәр: «Мана, мән исраиллиқларни падичиси йоқ қойлардәк тағ-дөңләрдә чечилип кәткинини көрүватимән. Йәһва дәйду: “Уларниң һөкүмранлири йоқ, шуңлашқа һәрқайси течлиқ билән өз өйигә қайтсун”»,— деди.
17 Шу вақитта Исраил падишаси Йәһошафатқа: «Мән сизгә, у маңа яхшилиқ әмәс, бәлки пәқәт яманлиқ тиләйду, демидимму?»— дәп қариди.
18 Пәйғәмбәр йәнә: «Еймақчимән, Йәһваниң сөзигә қулақ селиңлар! Мән Йәһвани Өз тәхтидә олтарғанлиғини көрдүм, асмандики барлиқ әскәр Униң оң вә сол тәрипидә турмақта.
19 Йәһва уларға: “Ким Исраил падишаси Ахабни у Гилиадтики Рамотқа берип, шу йәрдә һалак болуши үчүн, ишәндүрүп дәвәт қилиду?”— дәп сориди. Роһлардин бирәви бир нәрсини, йәнә бирәви башқисини деди.
20 Шу мәзгилдә бир роһ туруп, Йәһваниң йүзи алдида мундақ деди: “Мән уни ишәндүрүп дәвәт қилалаймән”. Йәһва җававән: “Қандақларчә?”— дәп сориди.
21 У: “Мән берип, униң барлиқ пәйғәмбәрлириниң еғизида алдамчи роһ болимән”,— дәп чүшәндүрди. Шунда У: “Һә, сән ишәндүрәләйсән вә бу ишни қилалайсән. Бар вә буни әмәлгә ашур!”— дәп әмир қилди.
22 Мана, әнди Йәһва барлиқ ушбу пәйғәмбәрлириңизниң еғизиға алдамчи роһни салди. Йәһва сиз тоғрилиқ яхшилиқ ейтмиди»,— дәп вәһий сөзлиди.
23 Кенаанниң оғли Зидқия сәкрәп келип, Миканиң качитиға уруп, униңға: «Немә? Қандақларчә саңа сөзләш үчүн, Йәһваниң роһи мениңдин нери кәтти?»— дәп көкиди.
24 Мика: «Мана буни сән бир бөлмидин йәнә бир бөлмигә мөкүнүвелиш үчүн жүгригәндә, шу күни көрисән»,— деди.
25 Исраил падишаси буйруқ берип: «Микани елип, уни шәһәрниң һакими Амонға вә шаһзадә Йәһоашқа апириңлар.
26 Һәм уларға ейтиңлар: “Падиша уни зинданға ташлап, нан-су билән беқип, һалбуки, интайин аз миқдарда, мән течлиқта қайтип келишимгичә тутуңлар!”— деди».
27 Шу чағда Мика: «Әгәр сиз течлиқта қайтип кәлсиңиз, унда мениң арқилиқ Йәһва Рәбб сөзлимиди. Буни барлиқ инсанлар қулаққа қисиңлар!»— дәп әскәртти.
28 Шуниң билән Исраилниң падишаси вә Йәһуданиң падишаси Йәһошафат Гилиадтики Рамотқа йол тутти.
29 Шу арида Исраилниң падишаси Йәһошафатқа: «Мән кийимимни йөткәп, җәңгә кирәй, сиз болсиңиз өз кийимиңиздә қаливериң»,— дәп, Исраил падишаси кийимини йөткиди, андин җәңгә арилашти.
30 Сирияниң шаһи өзидики һәрбий һарвуларниң башлиқлириға мундақ пәрман чүшәрди: «Һечким — йә әрзимәс, йә улуқ билән урушмай, пәқәт бир Исраил падишасиға җәң қилиш лазим!»
31 Һарвуларниң башлиқлири Йәһошафатни байқап, ичидә: «Тайлиқ, мошу Исраилниң падишаси»,— дәп ойлап, униңға етилди. Йәһошафат қаттиқ вақирап кәтти вә Йәһва униңға ярдәм қилип, дүшмәнләрни униңдин қоғлиди.
32 Шу чағда һарвучилар униң Исраил падишаси әмәслигини тонуп, униңдин нери кәтти.
33 Шу арида бир киши тәсадипи түрдә оқ-ясини тартип атти вә Исраил падишасини савутниң төшүклири арқилиқ җараһәтлиди. У һарвучиға: «Арқаңға қайт, мени җәңдин ачиқип кәт, чүнки мән җараһәт алдим!»— дәп буйриди.
34 Амма мәзкүр күндә җәң қизип кәтти, шуңлашқа Исраил падишаси сирияликларға қарши кәчқуруңғичә төмүр һарвусида турушқа мәҗбур болуп, күн петишида җән үзди.