Тарихнамә 2-язма 19:1—11
19 Йәһуданиң падишаси Йәһошафат өз өйигә, Йерусалимға, течлиқ билән қайтти.
2 Шу чағда униң алдиға Хананияниң оғли Йәһу пәйғәмбәр чиқип, Йәһошафат падишаға: «Сизгә қанунсизға ярдәм бериш вә Йәһвани өч көргәнләрни яхши көрүш лайиқ едиму? Ушбу һәрикитиңиз үчүн Йәһваниң йүзидин сизгә нәпрәт йеғиватиду.
3 Һалбуки, сиздә яхши нәрсиләрму тепилди, чүнки сиз бу зиминдин Аштаротниң тәсвирлирини йоқаттиңиз вә қәлбиңизни һәқ Худани издәшкә тизгинлидиңиз»,— дегән сөзләрни қилди.
4 Йәһошафат Йерусалимда яшиди. У яңливаштин хәлқини Бәәршәбадин башлап Әпрайим теғиғичә йоқлап, уларни атилириниң Рәбби Йәһваға қаратти.
5 У Йәһудияниң барлиқ чиңийтилған шәһәрлиридә, һәр қандақ шәһәрдә, сотчиларни қойди.
6 Падиша сотчиларға: «Қараңлар қиливатқан ишиңларға, чүнки силәр инсан үчүн әмәс, бәлки Йәһва үчүн сотлайсиләр. У силәр билән һөкүм чиқириш ишида.
7 Демәк, силәрдә Йәһвадин әйминиш болуши лазим: пәм- парасәтлик һәрикәт қилиңлар, чүнки Илаһимиз Йәһвада наһәқлиқ, үз хәтирилик, пара елиш йоқтур!»— дәп агаһландурди.
8 Йерусалимға қайтип кәлгәндә, Йәһошафат ләвийләр, роһанийлар билән Исраил қәбилилириниң башчилирини Йәһваниң сотлириға һәм һөкүм чиқириш ишлириға назарәт қилишқа бәлгүлиди.
9 У уларға әмир қилип: «Йәһваниң қорқунучи билән, һәқиқәт бойичә вә пүтүнләй жүрәктин бу ишни бәҗириңлар.
10 Өз шәһәрлиридә яшаватқан бурадәрлириңлардин силәргә йетидиған һәрхил сот иши ичидә, мәйли у қан төкүш, қанун вә вәсийәт, урпи-адәтләр тоғрилиқ тохтамларға тегишлик болсун, уларни Йәһваниң алдида гуна өткүзмәсликкә үгитиңлар, болмиса Униң ғәзиви силәрдә вә бурадәрлириңларда болиду. Ейтмақчи, мошундақ қилсаңлар, гуна өткүзмәйсиләр.
11 Мана, Йәһваниң һәрқандақ ишида чоң роһаний Амария вә падишаниң һәрқандақ ишида Йәһуда өйини башқуруватқан Исмаилниң оғли Зәбадия һәм назарәтчи ләвийләр алдиңларда: мәккәм болуп, иш қилиңлар вә Йәһва дурус ишта силәр биләндур!»— деди.