Тарихнамә 2-язма 20:1—37

20  Андин моаблиқлар һәм аммонлуқлар вә улар билән башқилири, маонимлиқлар көплигән санда келип, Йәһошафат билән урушти.  Йәһошафатқа хәвәр йәткүзүлүп: «Саңа қарши деңизниң у тәрипидики Сириядин зор көпчилик келиватиду. Мана, улар Һазазон-Тамарда, йәни Ен-Гедида»,— дейилди.  Йәһошафат қорқуп кәтти вә Йәһвани издәшкә алдириди. У пүткүл Йәһудия бойичә роза тутушни җакалиди.  Барлиқ йәһудийлар Йәһвадин ярдәм сорашқа жиғилди, улар зиминниң барлиқ шәһәрлиридин Йәһваға ялвуруш үчүн кәлди.  Йәһошафат йәһудийлар вә йерусалимлиқларниң жиғилишида, Йәһваниң ибадәтханисида йеңи һойлиниң алдида туруп, мундақ гәп қилди:  «Йәһва, әҗдатлиримизниң Худайи! Сән асман-әрштики Пәрвәрдигар әмәсму? Сән хәлиқләрниң барлиқ шәһлиқлири үстидин һөкүмранлиқ қиливатисән вә Сениң қолуңда күч һәм қудрәт болуп, Саңа қарши туруп қелиш мүмкин әмәс.  Мәзкүр зиминниң турғунлирини хәлқиң Исраилниң йүзидин қоғлаветип, уни достуң Ибраһимниң нәслигә мәңгүгә беривәткән Егимиз Сән әмәсму?  Улар униңда маканлишип, Сениң исмиңда болған муқәддәс җайни селип:  “Әгәр бизгә балаю-апәт, җазалайдиған қилич яки ваба, яки ачарчилиқ кәлсә вә биз ушбу ибадәтханида, Сениң йүзүң алдида турсақ, чүнки Сениң исмиң ушбу өйдә, Саңа дәртлиримиздә мураҗиәт қилсақ, өтүнимиз, Сән бизни аңлап қутқузғина!”— дегән еди. 10  Мана, әнди аммонлуқлар билән моаблиқлар вә Сәир теғиниң турғунлири һуҗум қилмақта. Исраиллиқлар Мисир йеридин маңғанда, Сән уларға бу хәлиқләрни айлинип өтүп, уларни қириветишкә рухсәт қилмиған едиң. 11  Мана улар Сән бизгә һәдийә қилған мирасиңдин қоғлаветишкә келип, шундақларчә бизгә қайтуриватиду. 12  Худа Ниҗаткаримиз, Сән уларни сотлиғина, чүнки биздә кәлгән ушбу зор көпчиликкә қарши күч-қудрәт йоқ һәм биз немә қилишни билмәйватимиз. Амма бизниң көзлиримиз Саңа тикилмәктә!» 13  Шу арида пүткүл Йәһуда Йәһваниң алдида кичик балилири, аяллири вә оғуллири билән туратти. 14  Ушбу вақитта Асафниң оғуллиридин болған ләвий, Маттанияниң оғли Йииелниң оғли, Бенаяниң оғли, Зәкәрияниң оғли Иахазиилға Йәһваниң роһи чүшүп, у жиғинниң оттурисида: 15  «Барлиқ йәһудийлар, Йерусалимниң турғунлири вә падиша Йәһошафат, қулақ селиңлар! Силәргә Йәһва мундақ дәйду: “Ушбу зор көпчиликтин қорқмаңлар вә дәһшәткә чүшмәңлар, чүнки бу уруш силәр билән әмәс, бәлки Худайиңлар билән! 16  Әтә уларға қарши чиқиңлар. Мана, улар Зиз дөңигә чиқиду, андин силәр уларни Йеруил чөли алдида, вадиниң ахирида таписиләр. 17  Шу йәрдә җәң қилиш силәрниң ишиңлар әмәс. Силәргә әвәтилгән Йәһваниң қутқузулушиға нәзәр селип қараңлар. Йәһуда вә Йерусалим, қорқмаңлар вә вәһимигә патмаңлар, әтә уларға қарши чиқиңлар вә Йәһва силәр билән болиду!”»— деди. 18  Шуниң билән Йәһошафат йәргичә тазим қилди вә барлиқ Йәһудия һәм Йерусалимниң аһалиси Йәһваға тәшәккүр изһар қилиш үчүн Йәһваниң йүзи алдида үзлиригә жиқилди. 19  Каав вә Кораһ оғуллиридин ләвийләр бәк жуқури авазда Исраилниң Тәңри Йәһвани мәдһийиләшкә турди. 20  Әтиси сәһәрликтә улар Фекоя чөлигә кәлди. Улар сәп түзгәндә, Йәһошафат туруп: «Йәһудийлар вә Йерусалимниң турғунлири, мени тиңшаңлар! Худайимиз Йәһваға ишиниңлар, мәккәм болуп, Униң пәйғәмбәрлиригә ишәнч билдүриңлар, шу чағда муваппәқийәткә йетисиләр!»— дәп илһамландурди. 21  Хәлиқ билән сөзлишип болуп, у Йәһваниң нахшичилирини қуралланған әскәрләр алдида меңишқа қойди. Улар муқәддәс кийимлиридә чирайлиқ түрдә махтап: «Йәһвани мәдһийиләңлар, сәвәви Униң меһир-шәпқити әбәдий!»— дәп тәкрарлиди. 22  Йәһвани шатлинип махтиған вақитта аммонлуқларға, моаблиқларға вә Сәир теғиниң турғунлириға қарши өзлиридин һуҗум ясилип, улар өзлирини өзлири қиришқа башлиди. 23  Шуниң билән аммонлуқлар һәм моаблиқлар Сәир теғиниң турғунлириға қарши чиқип, уларни уҗуқтуруп вәйран қилди. Сәирлиқларни йоқатқандин кейин, улар бир-бирсини қиришқа киришти. 24  Йәһудийлар сәһрадики дөңгә көтирилип қариведи, мана, ушбу көпчиликтин һечким қалмапту. Мана, йәрдә җәсәтләр йетип, бирму аман қалған йоқ еди. 25  Шуниң билән Йәһошафатниң хәлқи олҗини жиғишқа башлиди, дүшмәнлиридә көплигән мал-мүлүк вә қиммәтбаһалиқ затларни тапти. Улар өзлиригә шунчә нурғун нәрсиләрни жиғивелип, уларни көтирәлмиди. Үч күн давамида улар олҗа жиғди, чүнки униң миқдари интайин көп еди. 26  Төртинчи күни болса, улар тәшәккүр ейтиш үчүн вадида жиғилди. Улар шу җайда Йәһваға тәшәккүр кәлтүргәнликтин, һазирғичә ушбу орунни Тәшәккүр вадиси дәп атайду. 27  Андин барлиқ йәһудийлар һәм йерусалимлиқлар кәйнигә қайтти вә Йәһошафат уларниң бешида турди. Улар Йерусалимға шатлинип қайтти, чүнки Йәһва уларға дүшмәнлири алдида хошал-хорамлиқ бәрди. 28  Улар Йерусалимда Йәһваниң ибадәтханисиға чилтарларда, дап-думбақларда һәм нәйләрдә ойнап йеқинлашти. 29  Худаниң қорқунучи барлиқ йәр шаһлиқлирида болди, сәвәви улар Исраилниң дүшмәнлири билән Йәһваниң Өзи урушуватқинини аңлиди. 30  Шундақ қилип, Йәһошафатниң падишалиғи течлиқта яшиди вә Худа униңға һәммә тәрәптин хатирҗәмлик соға қилди. 31  Шундақларчә Йәһошафат Йәһудияниң үстидин һөкүмранлиқ атқурди. У падишалиқ қилишқа киришкәндә 35 яшта болуп, Йерусалимда 25 жил падиша болди. Анисиниң исми Азуба, у Шилхиниң қизи. 32  Йәһошафат атиси Асаниң йоли билән жүрүп, Йәһваниң көз алдида һәққаний ишларни бәҗирип, тоғра йолдин чиқип кәтмиди. 33  Пәқәт егизликләр техи рәт қилинмиғанди вә хәлиқ атилириниң Худайиға техи чиң көңлидә бурулмиған еди. 34  Йәһошафатниң башқа паалийәтлири, дәсләпкилири һәм ахирқилири, Хананияниң оғли Йәһуниң язмилирида әкис әттүрүлүп, Исраил падишалириниң китавиға киргүзүлди. 35  Андин кейин Йәһуданиң падишаси Йәһошафат Исраил падишаси Ахазия билән алақә орнатти. Ахазия болса қанунсиз иш қилатти. 36  У униң билән биргә Таршишқа әвәтиш үчүн кемиләрни ясашқа келишти. Улар Есион-Гаверда кемиләрни ясиди. 37  Шу вақитта Марәшадин болған Дадабниң оғли Елиезер Йәһошафатқа қаритилған бәшарәтни ейтти: «Сиз Ахазия билән алақиға киргәнлигиңиз сәвәвидин, Йәһва ишиңизни вәйран қилди». Ушбу кемиләр вәйран болуп, Таршишқа йетәлмиди.

Изаһәтләр