Тарихнамә 2-язма 21:1—20

21  Ахирида Йәһошафат атилириға қошулуп, улар билән Давут шәһиридики қәбиргә қоюлди. Униң орниға падиша болуп, оғли Йәһорам турди.  Униң бурадәрлири, Йәһошафатниң оғуллири, Азария, Йихиел, Зәкәрия, Азария, Микаил вә Шифатия бар еди. Булар барлиғи Йәһуда падишаси Йәһошафатниң оғуллиридур.  Атиси уларға йоған һәдийәләрни: алтун, күмүч, есил затлар һәм Йәһудадики мустәһкәмләнгән шәһәрләрни соға қилди. Падишалиқни болса Йәһорамға тәғдим қилди, чүнки у тунҗа еди.  Йәһорам тәхткә олтарди, чиңайғандин кейин барлиқ қериндашлирини қилич билән һалак қилди. Шундақла у йәнә Йәһуда шәйхлиридин бәзилирини қиривәтти.  Йәһорам падиша болғанда 32 яшта болуп, Йерусалимда 8 жил падишалиқ өтиди.  У Исраил падишалириниң йоли билән маңди, дәл Ахабниң өйидәк. Чүнки униң аяли Ахабниң қизи еди вә у Йәһваниң нәзәридә яманлиқларни қилди.  Амма Йәһва Давут билән тәстиқлигән келишими сәвәвидин, Давутниң өйиниң һалак болушини халимиди. Худа Давутқа һәм униң әвладиға барлиқ кәлгүсидә чирақ беришни вәдә қилған еди.  Йәһорамниң заманида Едум Йәһудадин чиқип кетип, өзигә һөкүмран қойди.  Шу вақитта Йәһорам җәң һарвулири вә сәрдарлири билән кечиси туруп, уни қоршиған едумлиқларни башчилири билән уҗүқтурди. 10  Шундақ болсиму Едум бүгүнки күнгичә Йәһудаға бойсунмиди. Мәзкүр вақитта Либнаму униң қол астидин чиқип кәтти, чүнки у әҗдатлириниң Илаһи Йәһвани ташлап кәтти. 11  Йәһорам Йәһуда тағлирида егизликләрни бәрпа қилип, Йерусалим турғунлирини паһишивазлиққа киргүзүп, пүткүл Йәһудани йолдин чиқарди. 12  Шуниң билән униңға Илияс пәйғәмбәрдин хәт кәлди: «Атаң Давутниң Пәрвәрдигари Йәһва мундақ дәйду: “Сән атаң Йәһошафатниң вә боваң, Йәһуда падишаси Асаниң йоллири билән жүрмигәнликтин, 13  бәлки Исраил падишалириниң йоли билән меңип, Йәһуда һәм Йерусалимниң турғунлирини Ахабниң өйи паһишивазлиққа киргүзгәндәк, шуниңға тартқиниң үчүн, шундақла сениңдин артуғирақ болған атаңниң өйидики әвладини өлтүргиниң үчүн, 14  мана, Йәһва хәлқиңни, оғуллириңни, аяллириңни вә пүткүл мал-мүлкиңни һәҗәтлинәрлик уҗуқтурушқа тутиду. 15  Өзәңни болса қаттиқ ағриққа, ички әзалириңни кесәлгә муптила қилип, бираз вақиттин кейин улар сениңдин чүшүп қалиду. Шундақ һөкүмни Пәрвәрдигар буйримақта!”» 16  Шундақ қилип, Йәһва Йәһорамға қарши ефиоплиқларға чегаридаш филистийәликләр билән әрәпләрниң роһини қозғиди. 17  Улар Йәһудияға келип, һуҗум билән кирип, падишаниң, оғуллириниң, аяллириниң барлиқ мал-мүлкини һәм байлиқлирини еливалди. Һәтта оғуллиридин кәнҗиси болған Йәһоахаздин башқа оғлиму қалмиди. 18  Андин Йәһва униң ичкирини сақаймас кесәл билән җазалиди. 19  Бираз вақит өтүп, икки жил толғанда, униң әзалири ушбу ағриқтин чиқип кетип, у интайин вәһши азапларда вапат болди. Хәлиқ авал атилириға көрситилгән һөрмәтни униңға көрсәтмиди. 20  Йорам падишалиқ қилишқа башлиғанда 32 яшта еди. У Йерусалимда 8 жил падиша болуп, һечким у өлгәндә әпсуслинип қайғурмиди вә уни Давутниң шәһиридә дәпин қилсиму, бәлки падишалар ятидиған қәбирләрдә әмәс.

Изаһәтләр