Тарихнамә 2-язма 22:1—12

22  Йәһорамниң орниға Йерусалимниң турғунлири униң кәнҗә оғли Ахазияни падиша қилип қойди, чүнки чоңлириниң барлиғини әрәпләр билән кәлгән қошун қиривәткән еди. Шундақ қилип, Йәһуда падишаси Йәһорамниң оғли Ахазия һөкүмран болди.  Ахазия падишалиқни башлиғанда 42 яшта болуп, Йерусалимда бир жил падиша болди. Анисиниң исми Аталия, у Омриниң қизи болған.  У Ахаб өйиниң йоллири билән жүрди, чүнки униң аниси қанунсиз ишларда мәслиһәтчиси болди.  Ахазия Йәһваниң көз алдида Ахабниң өйигә охшаш йеқимсиз ишларни қилди, сәвәви атисиниң вапатидин кейин улар уни һалакәткә апиридиған мәслиһәтчи-нәсиһәтчиләр еди.  Уларниң мәслиһити бойичә у Исраил падишаси, Ахабниң оғли Йорам билән Сирияниң шаһи Хазаәлға қарши Гилиадтики Рамотқа барди. Сирияликлар Йорамни җараһәтлиди.  У Сирияниң шаһи Хазаәл билән урушқанда алған җараһәтлиридин давалиниш үчүн, Йизриәлгә қайтип кәлди. Шу чағда Йәһудияниң падишаси, Йәһорамниң оғли Азария Ахабниң оғли Йорамни йоқлаш үчүн Йизриәлгә кәлди, чүнки у ағриқ еди.  Бу иш болса, Ахазияниң Йорамға келиши, Худа тәрипидин униң һалакитигә орунлаштурулған еди. Чүнки у келип, Йәһорам билән Йәһва Ахаб өйини қириветиш үчүн майлиған Нимшиниң оғли Йәһуға қарши чиқти.  Йәһу Ахаб өйиниң үстидин сот қилип болғандин кейин, Йәһуда бәглирини вә Ахазияға хизмәт қилған қериндашлириниң оғуллирини тепип, уларни уҗуқтурди.  Андин у Ахазияни тепишни буйриди. Уни Йәһуниң алдиға әкелип өлтүрди, кейин дәпин қилди, чүнки улар: «Бәрибир у Йәһва Худани пүтүн жүригидин издигән Йәһошафатниң оғли»,— дәтти. Шундақ қилип, Ахазияниң өйидә падишалиқ қилишқа лайиқ һечким қалмиди. 10  Ахазияниң аниси Аталия оғлиниң көз жумғинини көрүп, Йәһуда өйиниң пүткүл падиша нәслини қиривәтти. 11  Лекин падишаниң қизи Йәһошеба Ахазияниң оғли Йәһоашни елип, уни өлтүрүливатқан шаһзадиләрниң арисидин йошурун ачиқип кетип, уни һәм униң баққучисини ичкәрки ятақханида мөктүрүп қойди. Шундақларчә Йәһорам падишаниң қизи Йәһошеба, роһаний Йәһоядаһниң аяли, чүнки у Ахазияниң қериндиши болғанлиқтин, Йәһоашни Аталиядин йошуруп қойди вә у өлүмдин аман қалди. 12  Йәһоаш уларда, һәққаний Худаниң ибадәтханисида, алтә жил йошурунуп жүрди, Аталия болса зиминни башқурди.

Изаһәтләр