Тарихнамә 2-язма 24:1—27
24 Йәһоаш 7 яшта падиша болған еди вә Йерусалимда 40 жил һөкүмранлиқ қилди. Униң аниси Бәәршәбадин болуп, исми Зибия еди.
2 Йәһоаш Йәһваниң алдида Йәһоядаһ роһанийниң барлиқ күнлиридә һәққаний иш тутти.
3 Йәһоядаһ уни икки аялға өйләндүрүп, улардин оғул-қизлири туғулди.
4 Андин Йәһоашниң қәлбигә Йәһваниң өйини йеңилаш ой кәлди.
5 У роһанийлар билән ләвийләрни чақирип, уларға: «Йәһудияниң шәһәрлиригә берип, барлиқ исраиллиқлардин жилдин-жилға Худайиңларниң өйини җөндәп тутушқа күмүч жиғиңлар. Бу ишни кәйнигә созмаңлар!»— дәп әмир бәрди. Лекин ләвийләр алдиримиди.
6 Падиша уларниң рәһбири Йәһоядаһни чақиртип: «Немишкә сиз ләвийләрдин Йәһваниң қули Муса бәргән тохтамни орунлашни тәләп қилмайсиз? Улар Йәһудадин вә Йерусалимдин Исраил жиғини чедириниң пайдисиға бәлгүләнгән селиқни жиғмайдиғу.
7 Чүнки қанунсиз Аталия дәвридә униң оғуллири һәқ Худаниң ибадәтханисини вәйран қилип, Йәһваниң өйи үчүн беғишланған барлиқ нәрсини Бааллар үчүн пайдиланди»,— деди.
8 Шуниң билән падиша бир қутини ясашқа буйруп, уни Йәһва ибадәтханиси дәрвазилириниң тешида қойғузди.
9 Андин пүткүл Йәһуда билән Йерусалимда исраиллиқларға чөл-җәзиридә һәқ Худаниң қули Муса тәрипидин Йәһваға селиқ әкелиш буйрулғини җакаланди.
10 Шу вақитта барлиқ башлиқлар билән пүткүл хәлиқ хошал болушуп, қутиға толуп кәткичә ианә жиғди.
11 Падишаниң әмәлдарлири ләвийләр арқилиқ қута әкәлгәндә, күмүчниң нурғунлиғини көрәтти. Шу чағда падишаниң кативи вә баш роһанийниң хизмәтчиси келип, бар күмүчни қутидин төкүп, уни өз орниға апирип қоятти. Улар күндин-күнгә бу ишни бәҗирип, көплигән күмүч жиғди.
12 Падиша һәм Йәһоядаһ Йәһва ибадәтханисиға тәләп қилинидиған ишчиларниң иши үчүн, ушбу күмүчни сәрип қилатти. Улар таш йонуғучиларни вә яғашчиларни Йәһваниң ибадәтханисини җөндәшкә һәм төмүрчиләрни Йәһваниң өйини чиңийтишқа яллатти.
13 Шундақ ишләп, ишчилар җөндәшни йәкүнләп, һәқ Худа өйини лайиқ һаләткә кәлтүрүп, уни мустәһкәмлиди.
14 Барлиқ ишларни тамамлап, улар падиша билән Йәһоядаһ роһанийға күмүчниң қалдуғини тәвсийә қилди. Униңдин Йәһва ибадәтханисиға керәклик қачиларни ясиди: көйдүрмиләрни сунғанда вә хизмәттә пайдилиниш үчүн һәртүрлүк ис чиқириш қачилирини вә башқа алтун һәм күмүч қача-қомучни. Йәһва өйидә Йәһоядаһниң пүтүн өмри давамида көйдүрмиләр әкелип турулди.
15 Ахири Йәһоядаһ роһаний һаятиға қанаәтлинип, қерип өлди. Униң йеши 130 жил болди.
16 Уни Давут шәһиридә падишалар билән бир қәбирстанлиққа дәпин қилди, чүнки у исраиллиқлар үчүн, һәққаний Худа үчүн вә Униң өйи үчүн давамлиқ яхшилиқларни қилған еди.
17 Йәһоядаһ вапатидин кейин Йәһуданиң бәглири падишаға берип, тазим қилидиған болди. Шу вақиттин башлап, падиша уларни тиңшиди.
18 Улар атилириниң Бәрпакари Йәһваниң ибадәтханисини ташлап, Аштаротниң вә бутларниң тәсвирлиригә хизмәт қилишқа башлиди. Шуниң билән мошу әйиви үчүн Йәһуда билән Йерусалимға Худаниң ғәзиви қайниди.
19 У уларға Йәһваға бурулуш үчүн пәйғәмбәрлирини әвәтти, улар нәсиһәт қилсиму, улар қулақ салмиди.
20 Худаниң роһи Йәһоядаһ роһанийниң оғли Зәкәрияға чүшти вә у хәлиқниң алдида егиз җайда туруп: «Һәққаний Худа мундақ дәйду: “Немә үчүн силәр Йәһваниң пәрманлирини чәйләватисиләр? Силәргә һәргиз муваппәқийәт болмайду, чүнки силәр Йәһвани қалдурдиңлар, шуңа Уму силәрни ташлайду!”»— дәп әскәртти.
21 Улар униңға қарши қәстлик ойлап, падишаниң буйриғи бойичә, Йәһваниң ибадәтханисиниң һойлисида уни чалма кесәк қилди.
22 Шундақ қилип, Йәһоаш падиша униңға атиси Йәһоядаһ қилған яхшилиғини әскә алмай, униң оғлини өлтүрди. У өлүветип: «Йәһва барлиғини көрүватиду вә чоқум интиқам алиду»,— деди.
23 Бир жил өткәндин кейин Йәһоашқа қарши сириялик қошун чиқип, Йәһуда билән Йерусалимға кирди. Улар хәлиқтин болған барлиқ башчиларни қирип ташлап, улардин алған олҗини Дәмәшқ шаһиға әвәтивәтти.
24 Гәрчә ушбу сириялик қошун азираққина адәмләрдин тәркип тапқан болсиму, амма Йәһва уларниң қолиға көпсанлиқ күчни селип бәрди. Буни улар әҗдатлириниң Илаһи Йәһвани қалдурғини үчүн, җаза ретидә алди. Йәһоашниң үстидин дүшмәнлири һөкүм чиқарди.
25 Униңдин ташқири, улар уни көплигән кесәлләрдә қалдуруп кәткәндин кейин, униңға қарши Йәһоядаһ роһанийниң оғуллириниң қени үчүн, қуллири қәстлик уюштуруп, уни ятқан йеридә өлтүривәтти. Уни Давутниң шәһиридә, амма падишалар қәбри әмәс оруңда йәрләп қойди.
26 Униңға қарши иғва қурғанлар аммонлуқ Шиматниң оғли Забад вә моаблиқ Шимританниң оғли Йәһозабат болди.
27 Униң оғуллири, униңға қарши болған көплигән бәшарәтләр вә һәқ Худа ибадәтханисиниң җөндилиши тоғрилиқ падишалар китаплирида йезилған. Йәһоашниң орниға падиша болуп униң оғли Амазия турди.