Тарихнамә 2-язма 25:1—28
25 Амазия 25 йешида падиша болуп, Йерусалимда 29 жил һөкүмранлиқ қилди. Анисиниң исми Йеһоаддан, у Йерусалимдин болған еди.
2 У Йәһваниң алдида һәққаний болди, амма пүтүнләй жүригидин әмәс.
3 Униң қолида падишалиқ тәстиқләнгәндин кейин, у атисини өлтүргән қуллирини һалак қилди.
4 Лекин уларниң пәрзәнтлирини өлтүрмиди, чүнки Йәһва вәсийәт қилған қанунда, Мусаниң китавида, мундақ ейтилған еди: «Атилар балилири үчүн өлүм җазасиға тартилмиши лазим вә балилар атилири үчүн өлүм билән җазаланмиши лазим, лекин һәрқайси өз қилмиши үчүн өлүм җазасини елиши керәк».
5 Амазия йәһудийларни жиғип, нәсилләр бойичә миңбешилар вә йүзбешиларни йәһудийлар билән бениаминлиқлардин қойди. У уларни 20 яштин тартип санап чиқип, урушқа ярамлиқ нәйзә һәм қалқан билән қуралланған 300 000 әла кишини тапти.
6 Униңдин ташқири, у исраиллиқлардин 100 000 ләшкәрни 100 талант күмүчкә яллиди.
7 Шу чағда униңға Худаниң адими келип: «Падиша! Исраил қошуни сиз билән бармисун, чүнки Йәһва исраиллиқлар, Әпрайимниң оғуллири, билән болмайду.
8 Лекин сиз берип, урушта җасурлуқ көрситип ишиңизни қилиң, болмиса һәққаний Худа сизни дүшмәнниң қөз алдида ғулитиду, чүнки Пәрвәрдигарда қоллайдиған һәм ғулитидиған қудрәт бардур!»— дәп агаһландурди.
9 Амазия Худа адимигә җававән: «Унда Исраил әскиригә беривәткән 100 талант күмүч билән немә қилиш керәк?»— дәп сориди. Худаниң адими: «Йәһвада сизгә буниңдинму артуқ бериш имканийити бар»,— дәп ейтти.
10 Шуниң билән Амазия Әпрайим йеридин униңға кәлгән қошунни бөлүп, өз маканиға қайтишини ейтти. Уларниң Йәһудаға ғәзиви бәк тутушуп, улар өз орниға қайнап туруп қайтти.
11 Амазия болса гәйрәткә толуп, өз хәлқини башқуруп, Туз вадисиға берип, Сәир оғуллиридин 10 000 әскәрни қирди.
12 Йәнә 10 000 тирик әскәрни йәһудийлар тутқунға алди. Уларни қияташниң чоққисиға әкелип, у җайдин төвәнгә ташлап, һәммисини кукум-талқан қилди.
13 Шу арида Амазия кәйнигә қайтуривәткән қошун Йәһудияниң шәһәрлиридә, Самарийәдин тартип Бәйт-Хоронғичә тарилип, турғунлардин 3000 кишини өлтүрүп, нурғун олҗини жиғивалди.
14 Амазия едумлуқларниң мәғлубийитидин қайтқанда, Сәир оғуллиридин илаһлирини әкелип, өзидә уларни худалар қилип, исриқ чиқирип, уларға сәҗдә қилди.
15 Йәһваниң ғәзиви Амазияға тутушуп, У униңға пәйғәмбәрни әвәтти: «Немә сәвәптин сән өз хәлқини сениң қолуңдин қутулдуралмиған ушбу хәлиқниң илаһлириға мураҗиәт қиливатисән?»
16 Пәйғәмбәр сөзини аяқлаштурғанда, падиша униңға: «Сени падишаниң мәслиһәтчиси қилип қойдиму? Шуңа ағзиңни яп! Өзәңни өлтүрүветишни халамсән?»— деди. Пәйғәмбәр: «Мән шуни билимәнки, Худа сизни өлтүрүшни бәлгүлиди, чүнки сиз бу ишиңиздин қайтмай, мениң мәслиһитимгә қулақ салмайватисиз»,— дәп теч болди.
17 Йәһуданиң падишаси Амазия мәслиһәтлишип, Йәһуниң оғли, Йәһоахазниң оғли, Исраил падишаси Йоашқа вәкил әвәтип: «Келиң, үзму-үз көрүшәйли»,— дәп тәклип бәрди.
18 Исраилниң падишаси Йоаш Йәһуданиң падишаси Амазияға әлчи әвәтип: «Либанда өскән тикән Либанда өскән кедрға әлчи әвәтип: “Қизиңни мениң оғлумға хотунлуққа бәргин,— дәпту ”. Бирақ Либанда яшайдиған явайи һайванлар келип, бу тикәнни чәйләветипту.
19 Сиз дәйсиз: “Мана, мән едумлуқларни уҗуқтурдум!”— дәп, жүригиңиз йоғанчилиқ қилишқа дәвәт қиливатиду. Яхширағи, өйүңиздә олтириш. Немә үчүн өз апитиңизгә маҗра башлаватисиз? Өзәңизму вә сиз билән Йәһудияму ғулайду!»— дәп әскәртти.
20 Лекин Амазия тиңшимиди. Сәвәви, улар Едумниң бутлириға чоқунушқа башлиғанлиғи үчүн, уларни дүшмининиң қолиға тапшуруш үчүн, һәқ Худа тәрипидин бу вәзийәт орунлаштурулған еди.
21 Исраилниң падишаси Йоаш чиқип, Йәһуда падишаси Амазия билән Йәһудияниң Бәйт-Шәмәшида шәхсән учрашти.
22 Шуниң билән йәһудийлар исраиллиқлар тәрипидин мәғлубийәткә дуч болуп, өз чедирлириға қечишип кәтти.
23 Йәһоахазниң оғли, Йәһоашниң оғли, Йәһуда падишаси Амазияни Исраил падишаси Йоаш Бәйт-Шәмәшта тутувелип, уни Йерусалимға әкәлди. Әпрайим дәрвазидин башлап Күл дәрвазисиғичә, 400 җәйнәк арилиғида Йерусалимниң сепилини бузувәтти.
24 У һәққаний Худаниң ибадәтханисидики, Овед-Едомниң қаримиғида болған барлиқ алтун, күмүч, қачиларни вә падиша өйидики ғәзниләрни алди. Шундақла у тутқунда болған вәтәндашлирини азат қилип, Самарийәгә қайтип кәлди.
25 Исраил падишаси, Йәһоахазниң оғли Йәһоашниң вапатидин кейин Йәһуда падишаси, Йәһоашниң оғли Амазия 15 жил һаят көрди.
26 Амазияниң башқа паалийәтлири, дәсләпкилири вә ахирқилири, Йәһуда вә Исраил падишалириниң китавида тәсвирләнди.
27 Амазия Йәһва Пәрвәрдигардин чекингән вақиттин кейин униңға қарши Йерусалимда иғва түзди вә у Лакишқа қечип кәтти. Бирақ униң кәйнидин Лакишқа адәм әвәтип, шу йәрдә уни өлтүрди.
28 Уни атларда елип кәлди вә атилири билән Йәһуданиң шәһиридә дәпин қилди.